□13:1 «Әйса... бу дуниядики өз адәмлиригә көрситип кәлгән меһир-муһәббитини ахирғичә толуқ көрситип турди» — бу муһәббәт бәлким төвәндики 1-20-айәтләрдә мухлислириниң путлирини жуюши, шундақла 13-18-бапларда хатириләнгәндәк уларға көрсәткән сәвир-тақәт, кәчүрүм, меһриванлиғини, андин ахирида улар үчүн өзини пида қилишиниң һәммисини өз ичигә алған болса керәк.
■13:1 Мат. 26:2; Мар. 14:1; Луқа 22:1.
■13:3 Мат. 11:27; 28:18; Юһ. 3:35
□13:10 «...бәдини жуюлуп, тамамән пакиз болған адәм пәқәт путлирини юсила қайта жуюнушиниң һаҗити болмайду» — мошу сирлиқ гәпниң мәнаси немә? Бизниңчә Қутқузғучимизниң «пут жуюш» дегән бу һәрикити өзини әң төвән дәриҗигә чүшүрүп крестлинишни қобул қилишиға бешарәт болиду. Шуңа, мухлислар буни қобул қилмиса болмайду. «Қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
■13:13 Мат. 23:8,10; 1Кор. 8:6; 12:3; Фил. 2:11.
□13:14 «Әгәр мән Рәб вә устазиңлар туруқлуқ, путлириңларни жуйған екәнмән, силәрму бир-бириңларниң путлирини жуюшуңлар керәк» — оқурмәнләр мухлисларниң Мәсиһни «устаз» андин «Рәб» дәйдиғанлиғини (13-айәт), лекин Мәсиһ болса өзини «Рәб» вә «устаз» дәйдиғанлиғини байқалайду (13-14-айәт) вә шундақла тәртипниң охшимаслиғиниң сәвәвини ойлалайду.
■13:15 1Пет. 2:21; 1Юһа. 2:6.
■13:16 Мат. 10:24; Луқа 6:40; Юһ. 15:20.
□13:18 «Мән билән һәмдәстихан болуп ненимни йегәнму маңа пут атти!» — «Зәб.» 40:10ни көрүң.
■13:18 Зәб. 40:10; Мат. 26:23; 1Юһа. 2:19.
□13:19 «бу ишлар йүз бәргәндә мениң «Бар Болғучи» екәнлигимгә ишинисиләр» — яки «бу ишлар йүз бәргәндә мениң «У» (йәни, Мәсиһ) екәнлигимгә ишинисиләр».
■13:20 Мат. 10:40; Луқа 10:16.
■13:21 Мат. 26:21; Мар. 14:18; Луқа 22:21; Рос. 1:17; 1Юһа. 2:19.
□13:23 «Әйса сөйидиған мухлис» — бәлким бу «баян»ниң муәллипи расул Юһанна. «Кириш сөз»имизни көрүң.
□13:26 «бу бир чишләм нанни ашқа төгүрүп кимгә сунсам, шудур» — дәстиханда олтирип бирисигә бир чишләм нанни ашқа төгүргән һалда сунуш чоңқур муһәббитини билдүрүш һәрикити еди.
□13:30 «бу чағ кечә еди» — бу дегәнниң әсли мәнасидин башқа, көчмә мәнаси бардур. Жуқиридики 9:5, 11:9-10, 12:35-36дә Әйсаниң «күндүз» вә «қараңғулуқ» яки «кечә» тоғрилиқ сөзлирини көрүң.
□13:32 «әгәр Худа униңда улуқланса, Худаму өзидә уни улуқлайду, шундақла дәрһал уни улуқлайду» — бизниң қаришимизчә «өзидә» мошу йәрдә «Худа Өзидә» дегәнни көрситиду. Бәзи алимлар мошу йәрдә «өзидә» «Мәсиһниң өзидә» дегәнни билдүриду, дәп қарайду. «Худаму Өзидә уни улуқлайду» — яки (жуқуриқи изаһатта ейтилғандәк) «Худа уни (Инсаноғлиниң) өзидә улуқлайду». Бу муһим 31-32-айәтләр үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
■13:34 Лав. 19:18; Мат. 22:39; Юһ. 15:12; Әф. 5:2; 1Тес. 4:9; 1Пет. 4:8; Юһ. 3:23, 4:21.
■13:35 1Юһа. 2:5; 4:20.
□13:36 «Мән кетидиған йәргә һазирчә әгишип баралмайсән, лекин кейин маңа әгишип барисән» — «кейин әгишип барисән» — Петрус җисманий тәрәптин (өлүмдин тирилип асманға көтирилиш йолида) Петрус Рәбгә әгишәлмиди, әлвәттә. Лекин Әйсаниң көздә тутқини роһий җәһәттики «Худаниң йолида пида болуш» еди. Шу тәрәптиму Петрус Әйсаға әгишишкә тәйяр болмиди. У авал Әйсадин тенип, андин қаттиқ товва қилиш җәряни арқилиқ, шундақла Муқәддәс Роһниң келиши билән у «кейин» тәйяр болиду. Мәсиһниң «кейин маңа әгишисән» дегини болса, Петрус қаттиқ тейилип кәткән вақтида униңға тәсәлли йәткүзидиған қиммәтлик вәдә болиду.
■13:37 Мат. 26:33; Мар. 14:29; Луқа 22:33.
□13:38 «ғораз чиллиғичә, сән мәндин үч қетим танисән!» — грек тилида «сән мәндин үч қетим танмиғичә, ғораз чиллимайду».
■13:38 Мат. 26:34; Мар. 14:30; Луқа 22:34.