■12:1 Мат. 26:6; Мар. 14:3; Луқа 7:37; Юһ. 11:2.
□12:3 «наһайити қиммәт баһалиқ сап сумбул әтирдин бир қадақ» — «бир қадақ» (грек тилида «бир литра») — Римлиқларниң қадиқи, тәхминән 325 грам. «Әйсаниң путлириға қуйди андин чачлири билән путлирини ертип қурутти» — яки «Әйсаниң путлириға қуйди вә чачлири билән әтирни путлириға сүрди».
□12:5 «үч йүз динар» — шу чағда аддий бир ишчиниң жиллиқ киримигә тәң болатти.
□12:7 «у буни мениң дәпнә күнүм үчүн тәйярлиқ қилип сақлиғандур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «у шундақ қилип мениң дәпнә күнүмгә тәйярлиқ қиливатиду».
■12:8 Қан. 15:11; Мат. 26:11; Мар. 14:7.
■12:12 Мат. 21:8; Мар. 11:8; Луқа 19:36.
□12:13 «Тәшәккүр-һосанна! Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчи, Исраилниң падишасиға мубарәк болғай!» — бу сөзләр «Зәб.» 117:25-26дики бешарәттин елинған. «Һосанна» дегән сөз «Қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар» дегән мәнидә. Инҗил дәвригә кәлгәндә мәнаси «Худаға тәшәккүр-мәдһийә»му болуп қалған еди. «Зәбур» 117-күйидики изаһатларниму көрүң.
■12:13 Зәб. 117:25, 26.
□12:15 «Қорқма, и Зион қизи! Мана, Падишасиң ешәк тәхийигә минип келиватиду!» — «Зәк.» 9:9. «Зион қизи» Йерусалимда туруватқанларни, шундақла барлиқ Йәһудий хәлқини көрситиду.
■12:15 Йәш. 62:11; Зәк. 9:9; Мат. 21:5.
□12:16 «Әйса шан-шәрәптә улуқланғандин кейин...» — униң өлүмдин тирилип әршкә көтирилгәнлигини көрситиду.
□12:23 «Лекин Әйса уларға җававән мундақ деди: — «Инсаноғлиниң шан-шәрәптә улуқлинидиған вақит-саити йетип кәлди...» — грекләрниң (22-айәттики) тәливигә бу сирлиқ сөзләр қандақ җавап болиду? Буниң тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
□12:24 «буғдай дени тупрақ ичигә чүшүп өлмигичә, өзи йәнила ялғуз қалиду; лекин өлсә, мол һосул бериду» — Мәсиһниң «уруқниң өлүши» дегини бир хил охшитиштур. Уруқ йәргә чүшүп «өлмисә» бир тал пети қеливериду. Тупраққа чүшкәндә «өлсә», униңдин нурғун уруқ мевиләйду.
□12:25 «кимдәким өз һаятини айиса..» — «айиса» грек тилида «сөйисә» яки «амрақ болса».
■12:25 Мат. 10:39; 16:25; Мар. 8:35; Луқа 9:24; 17:33.
□12:27 «Ата, мени бу сааттин қутқузғин!» дәйму?» — Бу «саат» униң келидиған азап-оқубәтләрни тартидиғанлиғини көрситиду.
■12:27 Мат. 26:37,38,39; Мар. 14:34; Луқа 22:44.
□12:31 «һазир бу дунияниң һөкүмдариниң ташқириға қоғлиниш вақти кәлди» — «бу дунияниң һөкүмдари» — Шәйтанни көрситиду. Бу айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
■12:31 Юһ. 14:30; 16:11; Кол. 2:15.
■12:32 Чөл. 21:9; 2Пад. 18:4; Юһ. 3:14; 8:28.
□12:34 «сән қандақсигә «Инсаноғли көтирилиши керәк» дәйсән?!» — халайиқниң «Инсаноғли» (Мәсиһ) тоғрилиқ көздә тутқини Мәсиһниң улуқлуғини көрситидиған «Яр.» 49:10, «Зәб.» 88:36-38, 109:2, «Йәш.» 9:7, «Әз.» 37:25, «Дан.» 7:14 Иди.
■12:34 2Сам. 7:16; 1Тар. 22:10; Зәб. 44:7-8; 88:37; 110:4; Йәш. 9:5; Йәр. 23:6; Әз. 37:26; Дан. 2:44; 7:14, 27; Мик. 4:7; Ибр. 1:8.
■12:35 Йәр. 13:16; Юһ. 1:9; 8:12; 9:5; 12:46; Әф. 5:8; 1Тес. 5:4
□12:38 «И Пәрвәрдигар, бизниң йәткүзгән хәвиримизгә кимму ишәнгән?» һәм «Пәрвәрдигарниң билиги» Болғучи кимгиму аян қилинған?» — «Йәш.» 53:1. «Пәрвәрдигарниң билиги» — бир зат, йәни дәл Худаниң Мәсиһи болса керәк («Йәш.» 53:2, 3-айәтниму көрүң).
□12:39-40 «Пәрвәрдигар уларниң көзлирини кор, қәлбини таш қилди» — мошу йәрдә «Пәрвәрдигар» грек тилида «У». «Пәрвәрдигар уларниң көзлирини кор, қәлбини таш қилди; мәхсәт, уларниң көзлириниң көрүп, қәлбиниң чүшинип, гуналиридин йенишиниң алдини елиш үчүндур; болмиса, Мән уларни сақайтқан болаттим» — «Йәш.» 6:10.
■12:39-40 Йәш. 6:9, 10; Әз. 12:2; Мат. 13:14; Мар. 4:12; Луқа 8:10; Рос. 28:26; Рим. 11:8
□12:41 «Бу сөзләрни Йәшая пәйғәмбәр Мәсиһниң шан-шәривини көрүп униңға қарита алдин-ала сөз қилғинида ейтқан еди» — грек тилида «униң шан-шәривини көрүп...» дейилиду. Кимниң шан-шәриви? Ениқки, «униң» мошу йәрдә Мәсиһниң өзини көрситиду. 37-, 39- вә 42-айәтни көрүң (кимгә етиқат қилиш керәк?). Толуқ иш «Йәш.» 6:1-13дә хатирилиниду. Йәшая бу бешарәтни бәргән чағда Пәрвәрдигар Худаниң шан-шәривини көргәчкә, хуласимиз шуки, «Мәсиһ Өзи Худаниң шан-шәриви вә ипадиси»дин ибарәттур.
□12:42 «нурғунлиған адәмләр униңға етиқат қилған болсиму, улар Пәрисийләр вәҗидин қорқуп, өзлириниң синагогтин қоғлап чиқириветилмәслиги үчүн уни етирап қилмиди» — Мошу йәрдә «синагог» Йәһудийларниң умумий җәмийитини көрситиду. «Синагогтин чиқирилиш» — кимки синагодтин чиқириветилсә, Йәһудийлар җәмийитидикиләр улар билән һеч барди-кәлди қилмайтти.
■12:46 Йәш. 42:6; 49:6; Юһ. 1:9; 8:12; 9:5; 12:46; Рос. 13:47.
■12:48 Мар. 16:16; Юһ. 3:18; 8:24.
□12:49 «мениң немини дейишим вә қандақ сөзлишим керәклиги» — яки болмиса «мениң немә тәлим-әмир беришим вә немини сөзлишим керәклиги».
■12:49 Қан. 18:18; Юһ. 3:11; 5:20; 7:16; 8:28; 14:10, 24; 16:13.