Йәрәмияниң жиға-зарлири
1
«Йәрәмия пәйғәмбәрниң жиға-зарлири» •••• 1-мунаҗат — Йерусалимниң қайғу-һәсрити
1 |א| (Аләф) Аһ!
Илгири адәмләр билән лиқ толған шәһәр,
Һазир шунчә йиганә олтириду!
Әлләр арисида катта болғучи,
Һазир тул хотундәк болди!
Өлкиләр үстидин һөкүм сүргән мәликә,
2 |ב| (Бәт) У кечичә аччиқ жиға көтәрмәктә;
Мәңзидә көз яшлири тарамлимақта;
Ашнилири арисидин,
Униңға тәсәлли беридиған һеч бири йоқтур;
Барлиқ достлири униңға сатқунлуқ қилди,
Улар униңға дүшмән болуп кәтти.
□ ■ 3 |ג| (Гимәл) Йәһуда җәбир-җапа һәм еғир қуллуқ астида,
Сүргүнлүккә чиқти;
У әлләр арисида мусапир болди,
Һеч арам тапмайду;
Уни қоғлиғучиларниң һәммиси,
Униңға йетишивелип, уни тар йолда қистайду;
□ 4 |ד| (Даләт) Һеч ким һейтларға кәлмигәнлиги түпәйлидин,
Зионға баридиған йоллар матәм тутмақта.
Барлиқ қовуқлири чөлдәрәп қалди,
Каһинлири аһ-зар көтәрмәктә,
Қизлири дәрд-әләм ичидидур;
Өзи болса,
Қаттиқ азапланмақта.
5 |ה| (Хе) Күшәндилири униңға ғоҗайин болди,
Дүшмәнлири ронақ тапмақта;
Чүнки униң көплигән асийлиқлири түпәйлидин,
Пәрвәрдигар уни җәбир-җапаға қойди.
Униң балилири кәлмәскә кәтти,
Күшәндисигә әсир болуп сүргүн болди.
□ 6 |ו| (Вав) Барлиқ һөрмәт-шөһрити Зионниң қизидин кәтти;
Әмирлири яйлақни тапалмиған кийикләрдәк болди;
Уларниң овчидин өзини қачурғидәк һеч дәрмани қалмиди.
□ 7 |ז| (Заин) Харланған, сәргәрдан болған күнлиридә,
Хәлқи күшәндисиниң қолиға чүшкән,
Һеч ким ярдәм қолини созмиған чағда,
Йерусалим қедимдә өзигә тәвә болғанлирини,
Қиммәтлик байлиқлирини ядиға кәлтүрмәктә;
Күшәндилири униңға мәсқирилик қарайтти;
Күшәндилири униң набут болғанлиғини мәсқирә қилишти.
□ 8 |ח| (Хәт) Йерусалим әшәддий еғир гуна садир қилған;
Шуниң билән у һарам болди;
Униң ялаңачлиғини көргәчкә,
Уни һөрмәтлигәнләр һазир уни кәмситиду;
Уятта, уһ тартқиничә у кәйнигә бурулди.
□ ■ 9 |ט| (Тәт) Униң өз һәйзлири етәклирини булғивәтти;
У ақивитини һеч ойлимиғандур;
Униң жиқилиши әҗайип болди;
Униңға тәсәлли бәргүчи йоқтур;
— «Аһ Пәрвәрдигар, харланғинимға қара!
Чүнки дүшмән
һалимдин махтинип кәтти!»
■ 10 |י| (Йод) Күшәндиси қолини униң қиммәтлик нәрсилири үстигә созди;
Өзиниң муқәддәс җайиға әлләрниң бесип киргәнлигини көрди;
Сән әсли уларни ибадәт җамаитиңгә «киришкә болмайду» дәп мәнъи қилғанғу!
11 |כ| (Каф) Бир чишләм нан издәп,
Униң хәлқиниң һәммиси уһ тартмақта;
Җенини сақлап қелиш үчүнла,
Улар қиммәтлик нәрсилирини ашлиққа тегишти.
«Аһ Пәрвәрдигар, қара!
12 |ל| (Ламәд) Әй өтүп кетиватқанлар,
Бу силәр үчүн һеч иш әмәсму?
Қарап бақ, мениң дәрд-әлимимдәк башқа дәрд-әләм бармиду?
Пәрвәрдигар отлуқ ғәзивини чүшүргән күнидә,
Уни мениң үстүмгә жүклиди.
■ 13 |מ| (Мәм) У жуқуридин от яғдурди, от сүйәклиримдин өтүп көйдүрди.
У уларниң үстидин ғәлибә қилди.
У путлирим үчүн тор-қапқанни қоюп қойди,
Мени кәйнимгә яндурди,
У мени набут қилди,
Күн бойи У мени зәипләштүрди.
14 |נ| (Нун) Асийлиқлирим боюнтуруқ болуп бойнумға бағланди;
Қоллири танини чиң чигип чәмбәрчас қиливәтти;
Асийлиқлирим бойнумға артилди;
У дәрманимни мәндин кәткүзди;
Рәб мени мән қаршилиқ көрситәлмәйдиғанларниң қоллириға тапшурди.
15 |ס| (Самәқ) Рәб барлиқ батурлиримни оттурумдила йәргә урувәтти;
У мениң хил жигитлиримни езишкә,
Үстүмдин һөкүм чиқиришқа кеңәш чақирди.
Рәб гоя үзүм көлчигидики үзүмләрни чәйлигәндәк,
Йәһуданиң пак қизини чәйливәтти.
□ 16 |ע| (Айин) Мошулар түпәйлидин тарамлап жиғлимақтимән;
Мениң көзлирим, мениң көзлиримдин су еқиватиду;
Маңа тәсәлли бәргүчи, җенимни әслигә кәлтүргүчи мәндин жирақтур;
Балилиримниң көңли сунуқтур,
Чүнки дүшмән ғәлибә қилди.
□ ■ 17 |פ| (Пе) Зион қолини созмақта,
Лекин униңға тәсәлли бәргүчи йоқ;
Пәрвәрдигар Яқуп тоғрилиқ пәрман чүшүрди —
Хошнилири униң күшәндилири болсун!
Йерусалим улар арисида иплас нәрсә дәп қаралди.
□
Йерусалим сөзләйду
18 |צ| (Тсадә) Пәрвәрдигар һәққанийдур;
Чүнки мән Униң әмригә хилаплиқ қилдим!
Әй, барлиқ хәлиқләр, аңлаңлар!
Дәрдлиримгә қараңлар!
Пак қизлирим, яш жигитлирим сүргүн болди!
19 |ק| (Коф) Ашнилиримни чақирдим,
Лекин улар мени алдиған еди;
Җан сақлиғидәк озуқ-түлүк издәп жүрүп,
Каһинлирим һәм ақсақаллирим шәһәрдә нәпәстин қалди.
■ 20 |ר| (Рәш) Қара, и Пәрвәрдигар, чүнки азар чекиватимән!
Һәддидин зиядә асийлиқ қилғиним түпәйлидин,
Ич-бағрим қийниливатиду,
Жүригим өртилип кәтти.
Сиртта қилич анисини балисидин җуда қилди,
Өйлиримдә болса өлүм-ваба һөкүм сүрмәктә!
□ ■ 21 |ש| (Шийн) Хәқләр аһ-зарлиримни аңлиди;
Лекин тәсәлли бәргүчим йоқтур;
Дүшмәнлиримниң һәммиси күлпитимдин хәвәрдар болуп,
Бу қилғиниңдин хошал болди;
Сән җакалиған күнни уларниң бешиға чүшүргәйсән,
Шу чағда уларниң һали мениңкидәк болиду.
□ 22 |ת| (Тав) Уларниң барлиқ рәзиллигини көз алдиңға кәлтүргәйсән,
Барлиқ асийлиқлирим үчүн мени қандақ қилған болсаң,
Уларғиму шундақ қилғайсән;
Чүнки аһ-зарлирим нурғундур,
Қәлбим азаптин зәиплишип кәтти!