68
68-күй •••• Зор дәрд-әләм вә азаплардин кейинки ғәлибә
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Нилупәрләр» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған күй: —
Мени қутқузғайсән, и Худа!
Сулар җенимдин өтти;
3 Турғидәк җай йоқ чоңқур патқақлиққа чөкүп кәттим;
Суниң чоңқур йеригә чүшүп кәттим,
Кәлкүн мени ғәриқ қилди.
4 Пәрядлиримдин һалимдин кәттим;
Галлирим қуруп кәтти;
Худайимға тәлмүрүп, көзүмдин кетәй дәп қалдим;
5 Сәвәпсиз маңа өч болғанлар чачлиримдинму көптур;
Мени йоқатмақчи болғанлар,
Қара чаплап мән билән дүшмәнлишидиғанлар күчлүктур;
Шу чағда өзүм булимиған нәрсини қайтуримән.
□ 6 И Худа, мениң наданлиғим өзүңгә аян;
Мениң қәбиһликлирим Сәндин йошурун әмәстур.
7 Мениң сәвәвимдин, и Рәб, самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар,
Өзүңгә умид бағлап күткәнләр йәргә қарап қалмиғай;
И Исраилниң Худаси, Өзүңни издигүчиләр мениң сәвәвимдин шәрмәндә болмиғай;
8 Чүнки Сени дәп мән рәсвачилиққа учридим;
Шәрмәндилик йүзүмгә чапланди.
9 Мән өз қериндашлиримға ят,
Анамниң балилириға яқа жутлуқ болдум.
10 Чүнки мени муқәддәс өйүңгә болған отлуқ муһәббәт чулғувалған еди;
Саңа һақарәт қилғанларниң һақарәтлириму мениң үстүмгә чүшти;
□ ■ 11 Мән жиғлидим, җеним роза тутти,
Буму маңа әйип дәп қаралди.
12 Мән бөзни кийимим қилип кийсәм,
Шуниң билән уларниң сөз-чөчикигә қалдим.
□ 13 Шәһәр қовуқида олтарғанларниң тәнә гепигә қалдим,
Мәйхорларниң нахшисиниң темиси болдум.
14 Бирақ мән шәпқитиңни көрсәткән вақтиңда дуайимни саңа нишанлидим, и Пәрвәрдигар;
И Худа, өзгәрмәс муһәббитиңниң зорлуғидин,
Ниҗатлиқ ишәшидә маңа җавап бәргәйсән;
□ 15 Мени патқақлиқтин қутқузувалғайсән,
Мени чөктүрмигәйсән;
Маңа өчмән болғанлардин,
Суниң чоңқур йеридин қутулдурғайсән;
16 Кәлкүн сулириға мени ғәриқ қилдурмиғайсән;
Деңиз тәглиригиму мени жутқузмиғайсән;
Теги йоқ һаңниң мени һап етип ағзини жумувелишиға йол қоймиғайсән!
17 Дуайимни иҗабәт қилғайсән, и Пәрвәрдигар,
Чүнки өзгәрмәс муһәббитиң яхшидур;
Мол рәһимдиллиғиң билән маңа йүзләнгәйсән;
18 Җамилиңни қулуңдин йошурмиғайсән;
Чүнки бешимға күн чүшти;
Тездин маңа җавап бәргәйсән.
19 Җенимға йеқинлашқайсән,
Униңға һәмҗәмәт-қутқузғучи болғайсән;
Дүшмәнлирим алдида мени һөрлүккә чиқарғайсән;
20 Өзүң мениң рәсвалиқта һәм һөрмәтсизликтә қалғинимни,
Қандақ һақарәтләнгинимни билисән;
Рәқиплиримниң һәммиси Өзүңгә аяндур.
21 Һақарәт қәлбимни парә қилди;
Мән қайғуға чөмүп кәттим;
Азғинә һесдашлиққа тәлмүргән болсамму, йоқ болди;
Тәсәлли бәргүчиләрниму издидим, лекин бирисиниму учриталмидим.
22 Бәрһәқ, улар озуғумға өт сүйи,
Уссузлуғумға сиркини бәрди.
■ 23 Уларниң дәстихини өзлиригә қилтақ,
Уларниң һалавити қапқан болғай.
■ 24 Көзлири торлишип көрмәйдиған болуп кәткәй;
Бәл-путлирини титрәккә салғайсән;
■ 25 Қәһриңни уларниң үстигә чүшүргәйсән,
Ғәзивиңниң отлири уларға туташқай;
26 Уларниң макани харабә болғай,
Чедирлири чөлдәрәп қалғай;
■ 27 Чүнки улар Сән урғанға техиму зиянкәшлик қилмақта;
Сән зәхимләндүргәнләрниң азавиға гәп билән азап қошмақта.
28 Уларниң гунайиға гуна қошқайсән,
Һәққанийлиғиңниң несивисигә уларни ериштүрмигәйсән.
29 Улар һаятлиқ дәптиридин өчүрүлгәй;
Һәққанийларниң қатариға пүтүлмигәй.
30 Бирақ мән болсам бир езилгән дәрдмән;
Ниҗатлиғиң, и Худа, мени жуқуриға көтирип қутқузғай;
31 Мән мунаҗат оқуп Худаниң намини мәдһийиләймән;
Тәшәккүрләр билән уни улуқлаймән;
32 Бу болса Пәрвәрдигарни хурсән қилиш үчүн,
Өкүз тәқдим қилғандин әвзәлдур;
Мүңгүз-туяқлири сақ топақ бәргәндинму артуқтур.
33 Югаш мөминләр буни көрүп хошал болиду;
Худани издигәнләр —
Қәлбиңлар йеңилиниду.
34 Чүнки Пәрвәрдигар йоқсулларниң илтиҗасини аңлайду,
Өзигә тәвә әсир қилинғанларни у кәмситмәйду;
35 Асман-зимин Уни мәдһийилисун!
Деңиз-океанлар һәм уларда жүргүчи барлиқ җаниварлар Уни мәдһийилигәй!
36 Чүнки Худа Зионни қутқузиду;
Йәһуданиң шәһәрлирини қайта бена қилиду;
Улар әшу йәрдә олтирақлишип, егилик тикләйду.
37 Униң қуллириниң нәсиллири униңға мирас болиду,
Униң намини сөйгәнләр у йәрләрдә маканлишиду.