«Гоел» тоғрилиқ йәнә «Рут»тики «кириш сөз» вә «қошумчә сөз»имизни көрүң. «У ахирәт күнидә йәр йүзидә туруп туриду!» — яки: «У ахирқи болғучи болуп йәр йүзидә туриду». ■ Мис. 6:6; Лав. 25:47-49; Аюп 33:23-24; Юп. 11:25; 1Кор. 15:20-22
□19:3 «Силәр мени он қетим харлидиңлар» — мошу йәрдики «он қетим» дегини «нурғун қетим»ниң бир хил ипадиси.
■19:11 Аюп 13:24; 16:9; 33:10; Жиғ. 2:5
■19:13 Зәб. 30:12-13; 37:12-13; 68:9; 87:9، 19
□19:15 «өйүмдә турған мусапирлар» — яки «өйүмдики меһманлар». «һәтта дедәклиримму мени ят адәм дәп һесаплайду» — Аюпниң өйидә турған мусапирлар (бәлким әслидә униң һимайисигә еришип униң хизмәтчилири болғанлар) һазир уни ят адәм, мусапир дәп қарайду.
□19:16 «Мән чакиримни чақирсам, у маңа җавап бәрмәйду; шуңа мән униңға ағзим билән йелинишим керәк» — Аюпниң әслидә чакириға буйруқ бериш үчүн сөз қилиши бәлким һаҗәтсиз еди, униң бир имаси яки қарап қоюши купайә еди.
□19:17 «Ака-укилирим» — ибраний тилида «Анамниң балиятқусидики оғуллар». «Ака-укилирим сесиқлиғимдин бизар» — яки «Ака-укилирим йелинишлиримдин бизар».
□19:20 «Җеним қил үстидә қалди» — ибраний тилини сөзмусөз тәрҗимә қилсақ: «Җеним чишлиримниң терисиниң үстидила қалди».
■19:20 Аюп 30:30; Зәб. 101:6; Жиғ. 4:8
□19:22 «Силәр немишкә әтлиримгә шунчә тоймайсиләр!» — әрәбләр (вә бәлким ибранийлар) бәзидә «адәмниң етини йейиш» дегәнни «адәмгә төһмәт чаплаш» дегән мәнидә ишлитиду. Аюпниң достлири униң азаплирини аз дәп, униң азаплириға йәнә «Худа сени ташливәтти» дегән вәһимини артип қойған.
□19:24 «Аһ, мениң сөзлирим йезилсиди! ... ... Әбәдил-әбәт таш үстигә оюп пүтүлгән болатти!» — униң бу арзуси (23-24-айәт) әмәлгә ашурулди. Биз һазир униң Муқәддәс Китапға пүтүклүк сөзлирини оқуватимиз (башқа хил тәрҗимиси учриши мүмкин).
□19:25 «...өзүмниң Һәмҗәмәт-Қутқузғучим һаяттур» — Аюп әслидә 9-бапта Худа һәм өзүмниң оттурисида келиштүргүчи бир «әлчи» яки «аричи» болса еди, дегән интизарини билдүрди. У һазир бу йәрдә өзиниң мундақ бир «келиштүргүчи»синиң һәқиқәтән барлиғини җакалайду; ибраний тилида «гоел» («һәмҗәмәт-қутқузғучи») дегән бу сөз, адәттә бириси мәлум аваричиликкә учриғанда, униңға туққанчилиқ (һәмҗәмәтлик) қилип уни қутқузуш үчүн «бәдәл төләйдиған қутқузғучи туққини»ни билдуриду. Бу Қутқузғучи-Ниҗаткариниң болғанлиғиниң нәтиҗиси болса: — У кәлгүсидә өз көзи билән Худасини көрәләйду һәмдә шу чағда Худа униң бешиға чүшкәнлири тоғрисида униңға җавап беридиғанлиғидин ибарәттур. Бу баян интайин һәйран қаларлиқ, һәм бәзи җәһәтләрдин Аюпниң баянлириниң ичидә униң етиқатиниң әң жуқури пәллиси сүпитидә җулалинип туриду. «Гоел» тоғрилиқ йәнә «Рут»тики «кириш сөз» вә «қошумчә сөз»имизни көрүң. «У ахирәт күнидә йәр йүзидә туруп туриду!» — яки: «У ахирқи болғучи болуп йәр йүзидә туриду».
■19:25 Мис. 6:6; Лав. 25:47-49; Аюп 33:23-24; Юп. 11:25; 1Кор. 15:20-22
□19:26 «Мән йәнила тенимдә туруп Тәңрини көримән!» — мошу йәрдә әсли текстни чүшиниш сәл тәс. «Мән тенимдин сирт (демәк, роһ тәндин кәткәндин кейин) Худани көримән!» дегән башқа бир хил тәрҗимиси бар. Бу хил тәрҗимә тоғра болса, ундақта униң мәнаси «Һазирқи тенимдин сирт...» дегәнлик болса керәк. Мәйли қайси хил мәнидә ейтилған болсун, Аюпниң көзи өзиниң Худасини көрүшигә йәткән.
□19:27 «Аһ, қәлбим буниңға шунчә интизардур!» — мошу йәрдә сөзмусөз тәрҗимә қилсақ: «Мениң бөрәклирим (жүрәклирим, демәк) ичимдә түгәй дәп қалди!». Ибранийлар үчүн, «бөрәкләр» адәмниң һессиятлириниң, виҗданиниңму чоңқур йилтизидур. Шуниң билән бу җүмлә, Аюпниң Худани көрүштин ибарәт зор интизариға өзиниң бәрдашлиқ берәлмәйватқанлиғини билдүргән болуши мүмкин.
□19:28 «Әгәр силәр: «Ишниң йилтизи униңдидур, уни қандақ қилип қистап қоғливетәләймиз?!» — десәңлар,...» — Аюп өз достлириниң «Аюпниң йошурун гуналирини паш қилмиғичә һәргиз болди қилмайли» дегән позитсийидә туруватқанлиғини билдүрмәкчи.