37
37-күй •••• Еғирчилиқта қалған кишиниң илтиҗа дуаси
1-2 Давут язған күй: —
(Әслимә үчүн)
 
И Пәрвәрдигар, ғәзивиңдә тәнбиһ бәрмигәйсән,
Қәһриңдә мени җазалимиғайсән! Зәб. 6:1-2
Чүнки оқлириң мени зәхимләндүрүп санҗиди,
Қолуң үстүмдин қаттиқ басти.
Қаттиқ ғәзивиң түпәйлидин әтлиримдә һеч сақлиқ йоқ,
Гунайим түпәйлидин устиханлиримда арам йоқтур.
Чүнки гуналирим боюмдин ташти;
Улар көтирәлмигүсиз еғир жүктәк мени бесивалди.
Ахмақлиғимдин җараһәтлирим сесип, шәлвәрәп кәтти.
Азаптин бәллирим толиму пүкүлүп кәтти,
Күн бойи ғәмгә петип жүримән!
Чатирақлирим отқа толди,
Әтлиримниң сақ йери йоқтур.
Мән толиму һалсирап, езилип кәттим;
Қәлбимдики азап-қайғу түпәйлидин һөкирәймән.
10 Рәб, барлиқ арзуюм көз алдиңдидур;
Уһ тартишлирим Сәндин йошурун әмәс;
11 Жүригим җиғилдап, һалимдин кәттим;
Көзлиримниң нури өчти.
12 Яр-бурадәрлиримму мени урған ваба түпәйлидин, өзлирини мәндин тартти;
Йеқинлиримму мәндин жирақ қачти.
13 Җенимни алмақчи болғанлар қапқан қуриду;
Маңа зиянни қәстлигәнләр зәһирини чачмақта;
Улар күн бойи һейлә-микирләрни ойлимақта.
14 Лекин мән гас адәмдәк аңлимаймән,
Гача адәмдәк ағзимни ачмаймән;
15 Бәрһәқ, мән аңлалмайдиған гаслардәк болуп қалдим;
Ағзимда қилидиған рәддийә-тәнбиһ йоқ.
16 Чүнки үмүтүмни Сән Пәрвәрдигарға бағлидим;
Рәб Худайим, Сән илтиҗайимға иҗабәт қилисән.
17 Чүнки мән: — «Улар мениң үстүмгә чиқип махтанмиғай;
Болмиса, путлирим тейилип кәткәндә, улар шатлиниду» — дедим мән.
18 Чүнки мән дәлдәңшип, түгишәй дәп қалдим,
Азавим көз алдимдин кәтмәйду.
19 Чүнки мән өз яманлиғимни иқрар қилимән;
Гунайим үстидә қайғуримән. Зәб. 31:5
20 Лекин дүшмәнлирим җушқун һәм күчлүктур;
Қара чаплап, маңа нәпрәтләнгәнләрниң сани нурғундур.
21 Вапаға җапа қилидиғанлар болса, мән билән қаршилишиду;
Чүнки мән яхшилиқни көзләп, интилимән.
22 И Пәрвәрдигар, мәндин ваз кәчмигәйсән!
И Худайим, мәндин жирақлашмиғайсән!
23 И Рәб, мениң ниҗатлиғим,
Маңа чапсан ярдәм қилғайсән!
 
 

37:1-2 Зәб. 6:1-2

37:19 Зәб. 31:5