■17:1 Мар. 9:2; Луқа 9:28; 2Пет. 1:17.
□17:4 «Халисаң, ... бу йәргә үч кәпә ясайли!» — яки «халисаң, ... бу йәргә үч кәпә ясай!». Бу сөз вә пүтүн вақиә тоғрилиқ йәнә «қошумчә сөз»имизни көрүң.
■17:5 Қан. 18:19; Йәш. 42:1; Мат. 3:17; Мар. 1:11; 9:7; Луқа 3:22; 9:35; Рос. 3:22; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17.
■17:10 Мал. 3:23; Мат. 11:14; Мар. 9:11.
□17:11 «Иляс пәйғәмбәр дәрвәқә Мәсиһтин авал келиду, һәммә ишни орниға кәлтүриду» — «Илясниң авал келиши» вә униң «һәммини орниға кәлтүрүши»ни көрсәткән бешарәт вә башқа тәпсилатлири Тәврат, «Мал.» 4:5-6дә хатирилиниду.
□17:15 «тутқақлиқ кесили» — грек тилида «ай (шари) тәрипидин урулған» дегән сөз билән ипадилиниду.
□17:21 «Бирақ, бундақ җинларни дуа қилиш вә роза тутуш билән болмиса һайдиғили болмайду» — бу айәт бәзи кона көчүрмиләрдә тепилмайду.
■17:22 Мат. 16:21; 20:18; Мар. 8:31; 9:31; 10:33; Луқа 9:22,44; 18:31.
□17:24 «... ибадәтхана «икки драқма» беҗини жиққучилар Петрусниң йениға келип...» — «ибадәтхана беҗи» мошу йәрдә грек тилида «дидрақма» (икки «драқма» пул) дейилиду. «Дидрақма» әсли бир хил тәңгә болуп, Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә Исраилдики һәр әр киши һәр жилда ибадәтханиниң ишлири үчүн «йерим шәкәл» (бир дидрақма) тапшуруш керәк еди. «Мис.» 30:13-16ни көрүң.
□17:27 «Бирақ баҗ жиққучиларға путликашаң болмаслиғимиз үчүн...» — Әйса вә Петрус иккиси «падишаниң пәрзәнти» болуп, Худаниң ибадәтханисиға баҗ төләштин халий еди. Лекин баҗ жиққучилар буни чүшәнмигәчкә, улар төлимисә, бәлким «Бу Әйса тәқвадар әмәс екән, Мәсиһ болалмайду» дәп қелиши, шундақла улар Әйсаға етиқат бағлап, ниҗатқа еришиш пурситидин мәһрум болуши мүмкин. «төрт драқмилиқ бир тәңгә пул чиқиду» — «төрт драқма тәңгә» (грек тилида «статер») — 24-айәттики изаһат оқурмәнләрниң ядида болса көрәләйдуки, бу пул Әйса вә Петрусниң баҗни төлиши үчүн дәл керәклик пул еди.