Хәритә - Мәсиһниң дәвридә, Қанаан (Исраилийә) зимини
□3:1 «Рим императори Тибериус Қәйсәрниң сәлтәнитиниң он бәшинчи жили» — бизниң һесаплишимизчә Тибериус Қәйсәр миладийә 13-жили 27-Июн император дәп җакаланған. Шуңа Йәһя пәйғәмбәрниң Исраилға Худаниң падишалиғини, шундақла Мәсиһниң кәлгәнлигини җар селишқа башлиғанлиғи миладийә 28-жили болса керәк еди. «Һерод хан Галилийә өлкисиниң һакими, Һерод ханниң иниси Филип хан Итурийә вә Трахонитис өлкисиниң һакими, Лисаняс хан Абилиний өлкисиниң һакими болғанда...» — мошу айәттә үч қетим ишлитилгән «һаким» дегән сөз грек тилида «тетрарқ» дегән сөз билән ипадилиниду. «тетрарқ» дегәнниң толуқ мәнаси «(зиминниң) төрттин бир қисми үстидики һаким». «тетрарқ» дегән мәртивә «валий»дин төвән еди.
□3:2 «... Һаннас һәм Қаяфа баш каһинлиқ қиливатқанда, Худаниң сөз-калами чөлдә яшаватқан Зәкәрияниң оғли Йәһяға кәлди» — бу 1-2-айәттә Худа чақчақ қиливатқандәк — дунияда шунчә муһтәрәм әрбаблар болғини билән, У Өз сөз-каламини уларниң һеч қайсисиға аманәт қилған әмәс, бәлки чөлдә яшаватқан намәлум бир Йәһудийға тапшурди.
□3:3 «Йәһя пәйғәмбәр... кишиләргә гуналарға кәчүрүм елип келидиған, товва қилишни билдүридиған суға «чөмүлдүрүш»ни җакалашни башлиди» — «кишиләргә гуналарға кәчүрүм елип келидиған, товва қилишни билдүридиған суға «чөмүлдүрүш»: — башқичә ейтқанда, «Гуналиқ йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Товва қилғанлиғиңларни билдүрүш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар. Шундақ қилғанда, Худа силәрни кәчүрүм қилиду!» — дегәндәк.
■3:4 Йәш. 40:3-5; Мат. 3:3; Мар. 1:3; Юһ. 1:23.
□3:6 «барлиқ әт егилири Худаниң ниҗатини көрәләйдиған болиду!» — «Йәш.» 40:3-5.
■3:6 Зәб. 97:2-3; Йәш. 40:3-5; 52:10.
□3:7 «Әй зәһәрлик илан балилири! Ким силәрни Худаниң чүшүш алдида турған ғәзивидин қечиңлар дәп агаһландурди?!» — бу кинайилик, һәҗвий гәп, әлвәттә; мәнаси бәлким «Товва қилмай, чөмүлдүрүшни қобул қилиш бизни Худаниң келидиған ғәзәптин қутқузиду, дегиниңлар қандақ гәп?!» дегәндәк.
□3:8 «Әнди товиға лайиқ мевиләрни кәлтүрүңлар!» — «товиға лайиқ мевиләр» тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң. «Бизниң атимиз болса Ибраһимдур!» — демәк, «Биз улуқ Ибраһимниң әвлатлири болған «улуқ Йәһудий миллити» болуп, биз һеч немә қилмисақму Худа алдида пак туриверимиз» дегән позитсийини билдүриду.
■3:8 Мат. 3:9; Юһ. 8:39; Рос. 13:26.
□3:9 «Палта аллиқачан дәрәқләрниң йилтизиға тәңләп қоюлди» — Йәһя пәйғәмбәрниң бу улуқ сөзи «Худаниң ғәзиви әнди силәргә йетип келиш алдида» дегән асасий мәнини билдүриду. Бу сөз тоғрилиқ вә 12-айәттики кейинки бешарити тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.
■3:11 Яқ. 2:13,15; 1Юһа. 3:17.
□3:14 «һеч кимгә ялғандин шикайәт қилмаңлар» — бәлким пул үндүрүвелиш мәхситидә қилинған шикайәтни көрситиши мүмкин.
□3:15 «хәлиқ тәқәззалиқта болуп...» — демәк, тәққәзалиқ билән Қутқузғучи-Мәсиһни күткинидә.
■3:16 Йәш. 44:3; Йо. 2:27,28; Мат. 3:11; Мар. 1:8; Юһ. 1:26; Рос. 1:5; 11:16; 2:4; 11:15; 19:4.
□3:19 «һаким Һерод» — «һаким» герк тилида «тетрарк». Бу сөз «төртниң бирини идарә қилғучи» дегәнни билдүриду; Һерод Рим империйәсиниң һөкүмранлиғи астида болуп, Пәләстинниң төрттин бир қисмиға (Галилийәгә) «падиша» яки «хан» болған.
■3:21 Мат. 3:13; Мар. 1:9; Юһ. 1:32.
□3:22 «Муқәддәс Роһ кәптәр сияқида чүшүп униң үстигә қонди» — «кәптәр сияқида» яки «пахтәк сияқида». Грек тилида бу қуш «перистера» дәп атилиду. «Перистера» грек тилида һәм кәптәрни һәм пахтәкниму көрситиду. «...шуниң билән асмандин: «Сән Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән сәндин толуқ хурсәнмән!» дегән бир аваз аңланди» — Әйсаниң Йәһя пәйғәмбәр тәрипидин чүмүлдүрүлүши униң зинданға ташлинишидин бурун, әлвәттә.
■3:22 Йәш. 42:1; Мат. 17:5; Мар. 9:7; Луқа 9:35; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17.
□3:23 «Әйса өз хизмитини башлиғанда, оттузға кирип қалған еди» — «оттузға кирип қалған еди» грек тилида «оттузчә яшқа киргән еди» — Грекшунас Профессор Рамсайниң дейишичә бу ибарә (1) оттуз яш (жигирмә тоққуз яки оттуз бир яш әмәс); (2) дәл оттуз яшқа киргән күни дегән мәнидә. Каһинлар вә Лавийлар дәл оттуз яшқа киргәндә хизмитини башлайтти («Чөл.» 4:3, «Яр.» 41:46ниму көрүң).
□3:26 «Йүсүп» — яки «Йосех». «Юда» — «Йәһуда»ниң қисқа шәкли.
□3:27 «Салатийәл» — «Мат.» 1:12ни көрүң. Тәвратта, мәсилән «Әзра» 3:2дә «Шеалтиәл» дейилиду.
□3:30 «Йәһуда» — грек тилида мошу йәрдә «Юда» дейилиду.
□3:33 «Арам» — «Рут» 4:20 вә «1Тар.» 2:10дә «Рам». «Һезрон» — грек тилида «Әсром». «Пәрәз» — грек тилида «Парәс».
□3:35 «Серуг» — грек тилида «Серух». «Рағу» — грек тилида «Рағав». Ибранийчә «Рәу». «Пәләг» — грек тилида «Паләг». «Шелаһ» — грек тилида «Салаһ».
□3:36 «Қаинан» — грек тилида «Қаинам». «Шәм» — грек тилида «Сем». «Ләмәх» — грек тилида «Ламәх».
□3:38 «...Қенан Еношниң оғли, Енош Сетниң оғли, Сет Адәм -атиниң оғли, Адәм ата болса, Худаниң оғли еди» — бу нәсәбнамә вә «Матта»да хатириләнгән нәсәбнамә үстидә «Матта»дики «қошумчә сөз»имиз һәмдә «Йәрәмия»дики (22:30 тоғрисида) қошумчә сөзимизни көрүң. Бизниңчә Луқа бәргән бу нәсәбнамә Мәсиһниң аниси Мәрйәмниң нәсәбнамисидур.