□2:3 «Мана, Мән уруқлириңларға тәнбиһ беримән» — ибраний тилидиму уйғур тилиға охшаш, «уруқ» дегән сөз һәм зираәтләрниң данлири һәм адәм пәрзәнтлирини көрситиду. Бәлким бу йәрдә қәстән икки бислиқ мәнидә ишлитилгән. «һейтиңлардики поқ» — һейттики нурғун қурбанлиқ қилинған малларниң поқлирини көрситиду. Қурбанлиқ қилинған малларниң поқлирини ибадәтханидин елип чиқип сиртта көйдүрүветиш каһинларниң мәсъулийити еди (мәсилән, «Мис.» 29:14, «Лав.» 4:11).
□2:4 «Мениң Лавий билән түзгән әһдәм» — «Лавий» һәзрити Яқупниң 12 оғлидин бири еди, шуңа Исраилниң 12 қәбилисидин бири болған. Муса пәйғәмбәрниң дәвридә Худа каһинлиқ хизмитини Лавий қәбилисигә тапшурған («Мис.» 32-бап, «Чөл.» 25-бап, «Қан.» 11:8-33-айәтләрни көрүң).
□2:10 «Биздә бир ата бар әмәсму?» — 10-17-айәтләргә қариғанда, «ата» дегән Худани көрситиду. Бирақ бәзи алимлар у «һәзрити Ибраһим»ни көрситиду, дәп қарайду.
□2:11 «ят бир илаһниң қизини әмригә алди» — «ят (әҗнәбий) бир илаһниң қизи» бу йәрдә ейтилғини, чәтәллик бир қиз билән той қилиш әмәс, бәлки бутқа чоқунидиған бир қиз билән той қилиш.
□2:13 «қурбангаһни көз яшлири, жиға, аһ-зарлар билән қаплайсиләр» — мошу «көз яшлири» Худа хәлиқниң дуа-тилавәтлирини (қурбанлиқлар буларға қошулған болсиму) аңлимиғандин кейин, уларниң көзидин чиққан яш болса керәк. Бәзи алимлар 14-айәткә қариғанда көз яшлирини вапасизлиққа учриған аялларниңки, дәп қарайду (аяллар адәттә қурбангаһ алдида көрүнсә болмайтти, бирақ уларниң азаплиқ яшлири Худа алдида «қурбангаһимни қаплиған» дәп һесаплиған). Бу көзқараш орунлуқтәк болғини билән биз биринчи қарашта болимиз.
□2:15 «Худа әр-аялни бир қилған әмәсму? Шундақла, буниңға Роһини қалдурған әмәсму? Худа немишкә уларни бир қилди?» — айәтниң биринчи қисминиң тәрҗимилири һәр хил. Улардин бири: «Кимдә Роһтин (йәни, Худаниң Роһидин) азрақ бар болсила, һәргиз ундақ қилмайду». Ибраний тилида бу йәрни чүшиниш тәс. Бәзи алимларму бу айәтни Ибраһимниң пәрзәнт көрәй дәп, Һәҗәрни елиши Сараһқа бир хил вапасизлиқ болғанлиғини билдүриду, дәп чүшиниду. Бирақ умумий мәнаси һәммигә аянки, Худа вапасизлиққа вә (гәрчә Тәврат дәвридә Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ талақ беришкә рухсәт бәргән болсиму) талақ беришкә өч (16-айәтниму көрүң).
□2:16 «мән талақ қилишқа өчтурмән, дәйду Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, — Шуниңдәк өз тониға зомбурлуқ чаплаштурувалғучиға өчмән» — кона заманларда бириси өз чапинини яки тонини мәлум бир қизниң үстигә япқан болса, бу һәрикәт бу қизға қоғдиғучи болимән, уни әмримгә алимән, дегәнни билдүрәтти («Рут» 3-бап, «Әз.» 16-бапни көрүң). Бирақ мошундақ әрләр аяллириға қоғдиғучи болмайла қалмастин, уларға һәр хил зулум-зорлуқларни қилатти яки ахирида уларни талақ қилатти; андин кейин (11-айәт) бутпәрәс қиз билән той қилатти. Башқа бир шил тәрҗимиси: ««Чүнки у җорисиға өч болуп, уни талақ қилған вә шундақла зораванлиқ билән тонони япқан» дәйду Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар». Бу тәрҗимә тоғра болса, Тәврат дәвридә Пәрвәрдигарниң: «өчмәнлик талақ беришкә сәвәп болмайду» дегән һөкүмини билдүриду.