□1:1 «жүкләнгән вәһий» — ибраний тилида «масса» дегән бир сөз биләнла ипадилиниду. У «адәмни қорқунучқа салидиған вәһий» һәм «пәйғәмбәрниң зиммисигә жүкләнгән бир вәзипә» дегән икки мәнини өз ичигә алған болуши мүмкин.
□1:3 «Яқупни сөйдум, Әсавға нәпрәтләндим» — «паланчини сөйдум, шакаланчиға нәпрәтләндим» дегәнлик ибраний тилида адәттә «паланчини талливалдим, шакаланчини рәт қилдим» дегән мәнини бир қәдәр тәкитләйдиған ибарә еди.
□1:4 «Улар , йәни Едомлар қуриду, бирақ Мән өрүймән; хәлиқләр уларни «Рәзилликниң зимини», «Пәрвәрдигар мәңгүгә ғәзәплинидиған әл» дәп атайду» — Едом хәлқи Исраилға һәрдайим өчмәнлик-адавәт сақлап кәлгән еди. Ахирқи заманда уларниң зимини пүтүнләй адәмзатсиз болуп, «от-гүнгүрт көйдүридиған», җинларниң макани болиду (мәсилән, «Обадия»ни, «Йәш.» 34-бапни көрүң). Худа Исраилға: «Мана Едом зимини һәрдайим таҗавуз қилинип, шәһәрлири бүгүнгә қәдәр харабиликтә туруватиду, силәрниң әһвалиңлар улардин көп әвзәл, силәрдә ибадәтхана, шәһәрләр вә арам-течлиқ бар, улардин убдан савақ елиңлар!» дегәндәк болса керәк. Едомға таҗавуз қилғанлар Бабиллиқлар (миладийәдин илгәрки 587-586-жили) вә Әрәбләрни (550-460-жили) өз ичигә алған.
□1:5 «Силәрниң көзлириңлар буни көрүп: «Пәрвәрдигар Исраил чегарасиниң сиртида улуқланди!» — дәйсиләр» — демәк, ят әлләр (әйни чағдики бутпәрәс хәлиқләр) Худаниң кәлгүсидә Едомниң үстидин һөкүм чиқарғанлиғини көрүп, дәрвәқә Униң тирик Худа екәнлигини етирап қилиду.
□1:6 «каһин» — муқәддәс ибадәтханида пухралар үчүн мәхсус қурбанлиқни көйдүргүчи хадим.
□1:7 «Пәрвәрдигарниң дәстихининиң тайини йоқтур» — «Пәрвәрдигарниң дәстихини»ни қандақ чүшинимиз? Муқәддәс ибадәтханида Худаға атап беғишланған һәммә қурбанлиқ вә уларға қошулған «ашлиқ һәдийә» вә «шарап һәдийә» қатарлиқларниң һәммиси «Пәрвәрдигарниң дәстихини» дәп аталған. Каһинларниң бу дәстихандики бәзи қурбанлиқлардин бир қисмини йейиш һоқуқ-имтиязи бар еди.
□1:8 «Кор мални қурбанлиққа сунсаңлар, бу қәбиһлик әмәсму? Токур яки кесәл мални қурбанлиққа сунсаңлар, бу қәбиһлик әмәсму?» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә, һәр бир қурбанлиқ нуқсансиз болуши керәк еди. Кор, токур, кесәл мал буяқта турсун, һәтта кичиккинә дағ болсиму болмайтти («Лав.» 22-бапни, «Қан.», 15:19-21ни көрүң).
□1:10 «Араңлардин дәрвазиларни етип қойғидәк бириси чиқмамду?» — бириси ибадәтханиниң дәрвазилирини етивәтсә, каһинлар яки башқилар Худа алдиға мошундақ «напак қурбанлиқлар»ни һеч елип кирәлмәйтти.
■1:10 Йәш. 1:11; Йәр. 6:20; Ам. 5:21, 22.
□1:11 «Күн чиқардин күн патарға Мениң намим әлләр арисида улуқ дәп қарилиду; һәр бир җайда намимға хушбуй селинидиған болиду, пак бир «ашлиқ һәдийә» сунулиду» — «хушбуй селинидиған болиду» дегән пеилниң шәкли бәк алаһидә, ят әлләр арисидики бәзиләр Худаға ибадәт қилғанда һәтта «баш каһин»ға охшаш «хушбуй яндуруш» имтиязиға еришиду, дәп пуритиду. «пак бир «ашлиқ һәдийә» сунулиду» — ибраний тилида «пак» дегән бу сөз интайин алаһидә болуп, қурбанлиқ-һәдийиләрниң «пак» (яки бәзидә «нуқсансиз»)лиғини тәсвирләйдиған адәттики сөзләргә қариғанда, «техиму пак»лиқни билдүриду. Демәк, әлләр (Йәһудий әмәсләр) арисидики бәзиләр Худаға ибадәт қилғанда «Тәврат дәвирдикиләр»дин техиму яхши, техиму пак бир хил һәдийәни Худаға суналайду... Бу ишлар Инҗилда шәрһлиниду (мәсилән, «Рим.» 12:1-2).
□1:13 «...Маңа қарап димиғиңларни қақисиләр» — яки «...униңға қарап димиғиңларни қақисиләр» — демәк, Худаниң дәстихиниға. «силәр яриланған... малларни елип келисиләр...» — «яриланған ... маллар» бәлким житқуч һайван тәрипидин яриланған. Бундақ гөшни һәтта адәм йесиму болмайтти (Тәврат, «Мис.» 22:31). Бәзи алимлар бу сөз кала-қойлар «кишиләр тәрипидин булаң-талаңда тутувелинған» дегән мәнидә дәп қарайду.
□1:14 «...Рәбкә қилған қәсимини ада қилиш үчүн булғанған нәрсини қурбанлиқ қилидиған алдамчи ләнәткә қалиду» — Худадин бир ишни тиләйдиған яки Худаға тәшәккүр ейтмақчи болған Исраиллар бәзидә алаһидә бир қурбанлиқ қилишқа қәсәм ичиду, бирақ «Худаға есил мални сунимән» дәп қәсәм ичкән бу «алдамчи» униң орниға «напак» (қотур, деғи бар) бир мални алмаштуруветиду.