5
Давут Исраилға падиша болушқа мәсиһ қилиниду
1Тар. 11:1-9; 14:1-17
Андин кейин Исраилниң барлиқ қәбилилири Һебронға Давутниң қешиға келип: Қарисила, биз өзлириниң әт-сүйәклиридурмиз! Бурун Саул бизниң үстимиздә сәлтәнәт қилғандиму Исраил хәлқигә җәңгә чиқип-киришкә йолбашчи болған өзлири едила; Пәрвәрдигар силигә: Сән Мениң хәлқим Исраилниң падичиси болуп, уларни бақисән, Исраилниң әмри болисән, дегән еди — деди. «Исраил хәлқигә җәңгә чиқип-киришкә йолбашчи болған өзлири едила» — ибраний тилида «Исраилниң чиқишида һәм киришидә уларға башлиғучи едила» дегәнлик билән ипадилиниду; мошу ибарә Исраилниң барлиқ паалийәтлириниму көрситиши мүмкин.   2Сам. 7:7; Зәб. 77:71-72
Шуниң билән Исраилниң һәммә ақсақаллири Һебронға падишаниң қешиға кәлди; Давут падиша Һебронда, Пәрвәрдигарниң алдида улар билән әһдә түзүшти. Андин улар Давутни Исраилға падиша болушқа мәсиһ қилди.
Давут падиша болғанда оттуз яшқа киргән болуп, қириқ жил сәлтәнәт қилди. У Һебронда Йәһуданиң үстидә йәттә жил алтә ай сәлтәнәт қилип, Йерусалимда пүткүл Исраил билән Йәһуданиң үстидә оттуз үч жил сәлтәнәт қилди. 2Сам. 2:11; 1Пад. 2:11; 1Тар. 3:4
Падиша өз адәмлири билән Йерусалимға чиқип, шу зиминда турған Йәбусийлар билән җәң қилғили барди. Улар Давутқа: Сән бу йәргә кирәлмәйсән, бәлки һәтта корлар билән ақсақлар сени чекиндүриду! — деди. Чүнки улар: «Давут бу йәргә қәтъий кирәлмәйду», дәп ойлайтти. «бәлки һәтта корлар билән ақсақлар сени чекиндүриду! — деди. Чүнки улар: «Давут бу йәргә қәтъий кирәлмәйду», дәп ойлайтти» — бу икки җүмлиниң башқа бир хил тәрҗимиси: — «бәлки сән корлар билән ақсақларни һайдивәтмисәң, бу йәргә кирәлмәйсән, — деди, Давутни һәргиз бу йәргә кирмәйду, дәп ойлатти». Лекин Давут Зион қорғинини алди (бу йәр Давутниң шәһири дәп атилиду). «Зион қорғинини» — «Зион» Йерусалимниң ичидики егизлик болуп, шу йәргә дайим қорған селинип туратти. Кейин ибадәтханиму Зионда қурулған. Кейин «Зион» дегән исим бәзидә пүткүл Йерусалим шәһиригиму вә бәзидә Исраилниң өзигиму вәкиллик болған.
Давут у күни: Кимки Йәбусийларни урай десә сүңгүч билән чиқиши керәк, андин у Давут қин-қинидин өч көридиған бу кор, ақсақлар билән һесаплишалайду, деди. Шуниң билән «Қорлар я ақсақлар өйгә кирмисун» дәйдиған мақал пәйда болди. «Кимки Йәбусийларни урай десә, сүңгүч билән чиқиши керәк» — бу сирлиқ сөзниң мәнаси пәқәт йеқинда археологлар тәкшүрүп тапқан тарихий излардин ениқланди. Әслидә Йерусалим шәһириниң астида мәхпий бир су йоли бар еди; шәһәрдә бу су йолиға тутишидиған тик бир қудуқ бар еди. Давутниң адәмлири шу қудуқтин ямишип чиққан болса керәк. «корлар я ақсақлар өйгә кирмисун» — бу сөзниң мәнаси бәлким (1) һеч қандақ бутпәрәс адәмләрниң (мәсилән, Йәбусийларниң) падишаниң ордисиға киришигә рухсәт йоқ; (2) Давут Йәбусийлар таянған һәр қандақ бутлар («кор вә ақсақлар)ни һәргиз өйигә киришкә рухсәт қилмайтти (демәк, бутлар «кор», «ақсақ»лардәк һеч немә қилалмайду). Бу сөз корлар вә ақсақларниң өзлирини көрсәтмәйду, чүнки кейин ақсақ болған Мәфибошәт һәр күни Давут билән һәмдәстихан олтиратти.   1Тар. 11:6
Шундақ қилип Давут қорғанда турди вә у йәрни «Давутниң шәһири» дәп атиди. Давут шәһәрниң әтрапиға Миллодин тартип ич тәрәпкичә имарәт салди. «Миллодин тартип ич тәрәпкичә имарәт салди» — «Милло»: «пәләмпәйлик йәр» дегән мәнидә болуши мүмкин. 10  Давут барғансери қудрәт тапти; самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа Пәрвәрдигар униң билән биллә еди.
11  Турниң падишаси Һирам Давутниң қешиға әлчиләрни әвәтти вә улар билән қошуп, кедир яғачлири, яғаччилар вә ташчиларни әвәтти; улар Давут үчүн бир орда ясап бәрди. 12  Давут Пәрвәрдигарниң өзини Исраилға падиша тикләп, өз хәлқи Исраил үчүн өзиниң падишалиғини гүлләндүргәнлигини билип йәтти.
13  Давут Һеброндин кәлгәндин кейин Йерусалимдин йәнә аялларни вә кенизәкләрни алди; шуниң билән Давутқа йәнә көп оғул-қизлар туғулди. 1Тар. 3:9; 14:3-7
14  Йерусалимда униңдин туғулғанларниң исимлири мана мундақ еди: Шаммуа, Шобаб, Натан, Сулайман, 15  Ибһар, Елишуа, Нәфәг, Яфия, 16  Елишама, Елиада вә Елифәләт.
 
Филистийә билән җәң қилиш
17  Филистийләр Давутниң Исраилға падиша болушқа мәсиһләнгинини аңлиғанда, улар һәммиси Давутни тутқили чиқти, Давут буни аңлапла, қорғанға чүшти.
18  Филистийләр келип «Рәфайим җилғиси»да йейилип турди; «Рәфайим җилғиси» — Йерусалимға йеқин, Һинном җилғисиниң җәнубий тәрипидә. 19  Давут Пәрвәрдигардин йол сорап: Филистийләргә қарши атлинайму? Уларни қолумға тапшурарсәнму? — деди. Пәрвәрдигар Давутқа: Чиққин! Чүнки, Мән Филистийләрни җәзмән қолуңға тапшуримән — деди.
20  У вақитта Давут Баал-Пәразимға барди. У йәрдә Давут уларни тар мар қилди. У: — «Пәрвәрдигар мениң алдимда дүшмәнлирим үстигә худди кәлкүн ярни елип кәткәндәк бөсүп кирди» — деди. Шуниң билән у йәрни «Баал-Пәразим» дәп атиди. «Баал-пәразим» — «бөсүп чиққучиларниң Рәбби» дегән мәнидә.   Йәш. 28:21 21  Филистийләр у йәрдә өз мәбудлирини ташлап кәтти; Давут билән адәмлири уларни елип кәтти.
22  Әнди Филистийләр йәнә чиқип «Рәфайим җилғиси»да йейилип турди.
23  Давут Пәрвәрдигардин йол сориди. Пәрвәрдигар: Сән у йәргә чиқмай, бәлки уларниң кәйнидин айлинип өтүп үҗмә дәрәқлириниң удулидин һуҗум қилғин — деди, «үҗмә дәрәқлири» — бу бизниң қиясимиз. Ибраний тилида «жиғлиғучи дәрәқләр». Зади қайси дәрәқ екәнлиги бизгә намәлум. Башқа бир қияс «хинә дәрәқлири».
24  Шундақ болидуки, сән үҗмә дәрәқлигиниң үстидин аяқ тивишини аңлишиң биләнла дәрһал атлан; чүнки шу тапта Пәрвәрдигар Филистийләрниң қошуниға һуҗумға чиққан болиду, — деди.
25  Давут Пәрвәрдигарниң униңға әмир қилғинидәк қилип, Филистийләрни Гибеондин Гәзәргичә қоғлап қирди. «Гибеондин» — яки «Гебадин».
 
 

5:2 «Исраил хәлқигә җәңгә чиқип-киришкә йолбашчи болған өзлири едила» — ибраний тилида «Исраилниң чиқишида һәм киришидә уларға башлиғучи едила» дегәнлик билән ипадилиниду; мошу ибарә Исраилниң барлиқ паалийәтлириниму көрситиши мүмкин.

5:2 2Сам. 7:7; Зәб. 77:71-72

5:5 2Сам. 2:11; 1Пад. 2:11; 1Тар. 3:4

5:6 «бәлки һәтта корлар билән ақсақлар сени чекиндүриду! — деди. Чүнки улар: «Давут бу йәргә қәтъий кирәлмәйду», дәп ойлайтти» — бу икки җүмлиниң башқа бир хил тәрҗимиси: — «бәлки сән корлар билән ақсақларни һайдивәтмисәң, бу йәргә кирәлмәйсән, — деди, Давутни һәргиз бу йәргә кирмәйду, дәп ойлатти».

5:7 «Зион қорғинини» — «Зион» Йерусалимниң ичидики егизлик болуп, шу йәргә дайим қорған селинип туратти. Кейин ибадәтханиму Зионда қурулған. Кейин «Зион» дегән исим бәзидә пүткүл Йерусалим шәһиригиму вә бәзидә Исраилниң өзигиму вәкиллик болған.

5:8 «Кимки Йәбусийларни урай десә, сүңгүч билән чиқиши керәк» — бу сирлиқ сөзниң мәнаси пәқәт йеқинда археологлар тәкшүрүп тапқан тарихий излардин ениқланди. Әслидә Йерусалим шәһириниң астида мәхпий бир су йоли бар еди; шәһәрдә бу су йолиға тутишидиған тик бир қудуқ бар еди. Давутниң адәмлири шу қудуқтин ямишип чиққан болса керәк. «корлар я ақсақлар өйгә кирмисун» — бу сөзниң мәнаси бәлким (1) һеч қандақ бутпәрәс адәмләрниң (мәсилән, Йәбусийларниң) падишаниң ордисиға киришигә рухсәт йоқ; (2) Давут Йәбусийлар таянған һәр қандақ бутлар («кор вә ақсақлар)ни һәргиз өйигә киришкә рухсәт қилмайтти (демәк, бутлар «кор», «ақсақ»лардәк һеч немә қилалмайду). Бу сөз корлар вә ақсақларниң өзлирини көрсәтмәйду, чүнки кейин ақсақ болған Мәфибошәт һәр күни Давут билән һәмдәстихан олтиратти.

5:8 1Тар. 11:6

5:9 «Миллодин тартип ич тәрәпкичә имарәт салди» — «Милло»: «пәләмпәйлик йәр» дегән мәнидә болуши мүмкин.

5:13 1Тар. 3:9; 14:3-7

5:18 «Рәфайим җилғиси» — Йерусалимға йеқин, Һинном җилғисиниң җәнубий тәрипидә.

5:20 «Баал-пәразим» — «бөсүп чиққучиларниң Рәбби» дегән мәнидә.

5:20 Йәш. 28:21

5:23 «үҗмә дәрәқлири» — бу бизниң қиясимиз. Ибраний тилида «жиғлиғучи дәрәқләр». Зади қайси дәрәқ екәнлиги бизгә намәлум. Башқа бир қияс «хинә дәрәқлири».

5:25 «Гибеондин» — яки «Гебадин».