14
Тур падишаси Давутниң орда селишиға ярдәмлишиду
1Сам. 5:11-25
Тур падишаси Һирам Давут билән көрүшүшкә әлчиләрни, шундақла униң үчүн орда селишқа кедир яғичи, ташчи вә яғаччиларни әвәтти. Бу чағда Давут Пәрвәрдигарниң өзини Исраил үстигә һөкүмранлиқ қилидиған падиша болушқа җәзмән тикләйдиғанлиғини көрүп йәтти; чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқи Исраил үчүн униң падишалиғини гүлләндүргән еди.
 
Давутниң Йерусалимда көргән оғуллири
Давут Йерусалимда йәнә бир мунчә хотун алди һәмдә йәнә оғул-қизларни көрди. Төвәндикиләр униң Йерусалимда көргән пәрзәнтлириниң исимлири: Шаммуя, Шобаб, Натан, Сулайман, Ибһар, Әлишуя, Әлпәләт, Ногаһ, Нәфәг, Яфия, Әлишама, Бәәлияда вә Әлифәләт. «Бәәлияда» — яки «Әлия». «2Сам.» 5:16ни көрүң.
 
Давутниң Филистийләрни икки қетим йәңгәнлиги
Давутниң мәсиһ қилинип пүткүл Исраилниң үстигә падиша қилинғанлиғини аңлиған Филистийләрниң һәммиси Давут билән қаршилишиш пурситини изләп кәлди; Давут буни аңлап уларға қарши җәңгә атланди. Филистийләр «Рәфайим җилғиси»ға булаң-талаң қилғили кирди. 10 Давут Худадин: «Мән Филистийләргә қарши җәңгә чиқсам боламду? Уларни мениң қолумға тапшурамсән?» дәп соривиди, Пәрвәрдигар униңға: «Җәңгә чиқ, Мән уларни сөзсиз қолуңға тапшуримән» деди. 11 Филистийләр Баал-Пәразимға һуҗум қилғили кәлгәндә, Давут уларни шу йәрдә мәғлуп қилди вә: «Худа мениң қолум арқилиқ дүшмәнлирим үстигә худди кәлкүн ярни елип кәткәндәк бөсүп кирди» деди. Шуңа у йәр «Баал-Пәразим» дәп аталған. «Баал-Пәразим» — «Егәм бөсүп кирди» дегән мәнидә. 12 Филистийләр өзлириниң бутлирини шу йәргә ташлап қачқанлиқтин, Давут адәмлиригә уларни көйдүрүветишни тапилиди.
13 Филистийләр йәнә һелиқи җилғиға булаң-талаң қилғили киривиди, 14 Давут йәнә Худадин йол сориди. Худа униңға: «Уларни арқисидин қоғлимай, әгип өтүп, уларға үҗмиликниң удулидин һуҗум қилғин. 15 Сән үҗмә дәрәқлириниң үстидин аяқ тивишини аңлишиң биләнла җәңгә атлан; чүнки у чағда Худа сениң алдиңда Филистийләрниң қошуниға һуҗумға чиққан болиду» деди. «үҗмә дәрәқлири» — бу бизниң қиясимиз. Ибраний тилида «жиғлиғучи дәрәқләр». Зади қайси дәрәқ екәнлиги бизгә намәлум. Башқа бир қияс «хинә дәрәқлири». 16 Шуниң билән Давут Худаниң дегини бойичә иш тутуп, Филистийләрниң қошуниға Гибеондин Гәзәргичә қоғлап зәрбә бәрди. 17 Шу сәвәптин Давутниң шөһрити барлиқ жут-зиминларға пур кәтти, Пәрвәрдигар униң қорқунучини барлиқ әлләрниң үстигә салди.
 
 

14:7 «Бәәлияда» — яки «Әлия». «2Сам.» 5:16ни көрүң.

14:11 «Баал-Пәразим» — «Егәм бөсүп кирди» дегән мәнидә.

14:15 «үҗмә дәрәқлири» — бу бизниң қиясимиз. Ибраний тилида «жиғлиғучи дәрәқләр». Зади қайси дәрәқ екәнлиги бизгә намәлум. Башқа бир қияс «хинә дәрәқлири».