11
Ибадәт қаидилири
1-2 Әнди силәрни шуниң үчүн тәрипләймәнки, и қериндашлар, һәммә ишларда силәр мени әсләп туруватисиләр, мән силәргә тапшурғинимдәк, көрсәтмиләрни тутуп келиватисиләр. 1Кор. 4:16; Фил. 3:17; 1Тес. 1:6; 2Тес. 3:9. Амма мән силәрниң һәр әрниң беши Мәсиһдур, аялниң беши әрдур вә Мәсиһниң беши Худадур дәп билишиңларни халаймән. «аял (яки қиз)ниң беши әрдур» — той қилғанда униң беши өз ери, әлвәттә; турмушқа чиқмиған болса униң атиси; тәнһа, тул яки аҗрашқан қиз-аяллар болса, уларниң беши (бар болса) җамаәттики ақсақаллар болиду.   Юһ. 14:28; 1Кор. 3:23; 15:27; Әф. 5:23. Шуңа, ибадәткә қатнашқанда, һәр қандақ әр бешиға бир нәрсә артқан һалда дуа қилса яки бешарәт бәрсә, у өз бешиға һөрмәтсизлик қилған болиду. «ибадәткә қатнашқанда, һәр қандақ әр бешиға бир нәрсә артқан һалда ... бешарәт бәрсә» — «бешарәт бәрсә» — «Худаниң вәһийисини йәткүзсә», яки «пәйғәмбәрлик сөз қилса...» дегәнлик. «Өз бешиға һөрмәтсизлиқ қилиду» — демәк, Мәсиһгә беһөрмәтлик қилиду. Амма ибадәткә қатнашқанда, һәр қандақ аял бешиға бирәр нәрсә артмиған һалда дуа қилса яки бешарәт бәрсә, у өз бешиға һөрмәтсизлик қилған болиду; бундақ аялниң чечи чүшүрүветилгән, рәсва қилинған аялдин пәрқи йоқтур. «...у өз бешиға һөрмәтсизлик қилиду» — демәк, өз еригә яки җамаәтниң ақсақаллириға һөрмәтсизлик қилиду. «бундақ аялниң чечи чүшүрүветилгән, рәсва қилинған аялдин пәрқи йоқтур» — кона заманларда аяллар бузуқчилиқ қилған болса, уларни җазалаш усули аялни рәсва қилип чечини чүшүрүветиштин ибарәт еди. Аял кишиниң бешиға артқини йоқ болса, чачлири чүшүрүветилсун; аялға нисбәтән чачлириниң кесиветилиши яки чүшүрүветилиши уятлиқ иш болса, әнди униң бешиға бирәр артқини болсун. Чөл. 5:18; Қан. 22:5. Чүнки әр киши болса бешини япмаслиғи керәк; чүнки у Худаниң сүрәт-образи вә шан-шәривидур; амма аял киши болса әрниң шан-шәривидур. «Чүнки әр киши болса бешини япмаслиғи керәк; чүнки у Худаниң сүрәт-образи вә шан-шәривидур; амма аял киши болса әрниң шан-шәривидур» — бу айәттин (вә шундақла 4-6-айәтләрдин) Павлусниң адәттики әһваллар әмәс, бәлки ибадәт сорунлири тоғрилиқ сөзләватқанлиғи ениқ туриду; бу униң әрләргә талаға чиққанда һәр қандақ бөкләрни кийишини мәнъи қилғини әмәс! Униң бу сөзлиридә аялларниң талада жүргәндә ромал-яғлиқ артиш-артмаслиғи тоғрисидиму гәп йоқ.   Яр. 1:26,27; 5:1; 9:6; Кол. 3:10. Чүнки әр болса аялдин әмәс, бәлки аял әрдиндур. «чүнки әр болса аялдин әмәс, бәлки аял әрдиндур» — оқурмәнләрниң есидә барки, Худа Һава анимизни Адәм атимизниң тенидин қовурғисини елип ясиған. «Яр.» 2-бапни көрүң.   Яр. 2:18, 21. Шуниңдәк әр киши аял үчүн әмәс, аял киши әр үчүн яритилғандур. 10 Бу сәвәптин, һәм пәриштиләрниң сәвәвидин аял киши бешида һоқуқниң бәлгисигә егә болуши керәк. «пәриштиләрниң сәвәвидин аял киши бешида һоқуқниң бәлгүсигә егә болуши керәк» — «пәриштиләрниң сәвәвидин» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. Биз бу айәтләр (1-16)ни тәпсилий һалда шәрһләймиз. 11 Һалбуки, Рәбдә аял әрсиз болмас вә әр аялсиз болмас; 12 чүнки аял әрдин чиқирилғинидәк, әр аял арқилиқ туғулиду; лекин һәммә иш Худадиндур. 13 Өз көңлүңларда баһа бериңлар; аялларниң бешиға бир нәрсә артмай туруп Худаға дуа қилиши мувапиқму? 14 Тәбиәтниң өзи силәргә әр кишиниң узун чачлири болса униңға уят екәнлигини үгәтмидиму? 15 Амма аял кишиниң узун чачлири болса, бу униңға шан-шәрәп болиду; чүнки униң узун чачлири униңға безәк-йепинча болсун дәп тәқдим қилинған.
16  Бирисиниң бу ишлар тоғрилиқ талаш-тартиш қилғуси болса, шуни билсунки, бизләрдә һәм Худаниң җамаәтлиридиму шулардин башқа һеч қаидиләр йоқтур. 1Тим. 6:4.
 
Рәбниң дәстихини тоғрилиқ
17 Амма һазир демәкчи болған иш, йәни силәр жиғилған сорунларға кәлсәк, униңда силәрни тәриплимәймән; чүнки жиғилғиниңларниң нәтиҗиси пайдилиқ әмәс, бәлки зиянлиқ болуватиду. 18 Чүнки биринчидин, силәр җамаәттә жиғилғиниңларда, араңларда гуруһларға бөлүнүшләр болғанлиғини аңлидим; бу гәпкә қисмән ишәндим. 19 Араңларда бөлүнүшләр пәйда болмай қалмайду. Ундақ болмиғанда араңларда кимниң лаяқәтлик болғанлиғини көрүвалғили болмайтти. «Араңларда бөлүнүшләр пәйда болмай қалмайду...» — аз болмиған алимлар Павлусниң бу җүмлиси кинайилик, Коринтлиқларни тәнқид қилидиған алаһидә сөзләр, дәп қарайду. Бизму мошу көзқарашқа майилмиз; чүнки Инҗилда тилға елинған башқа җамаәтләр арисида әһвал ундақ әмәс еди; әксичә, уларниң бирлиги хелә күчлүк еди (мәсилән, Филиппи шәһиридики җамаәттә).
Қандақла болмисун, мәлум җамаәттики ишәнгүчиләрниң көпинчиси Коринттики җамаәттәк «Рохқа тәвә» әмәс, бәлки «әткә тәвә», «етиқатта бовақлар» болса, ундақта «бөлүнүшләр» пәйда болмай қалмайду. Бундақ әһвал һәқиқәтән Рәбниң йолини издигүчиләргә көпрәк бесим берип, уларниң Роһида тезла өстүрүлүши муһим бир түрткә болиду.
   Мат. 18:7; Луқа 17:1; Рос. 20:30; 1Юһа. 2:19.
20 Силәр бир йәргә җәм болғиниңларда, силәр һәқиқәтән «Рәбниң зияпити»дин йемәйсиләр. Луқа 22:14-20. 21 Чүнки йегиниңларда һәр бириңлар башқиларниң йейишини күтмәйла өзүңлар елип кәлгән ғизани йәверисиләр-дә, бириси ач қалиду, йәнә бириси мәс болуп кетиду. «Чүнки йегиниңларда һәр бириңлар башқиларниң йейишини күтмәйла өзүңлар елип кәлгән ғизани йәверисиләр-дә, бириси ач қалиду, йәнә бириси мәс болуп кетиду» — расулниң сөзлиригә қариғанда, Коринт етиқатчилар җамаитиниң жиғинлирида пат-пат «ортақ зияпәт»ни тутатти, шуниң билән бир вақитта «Рәбниң зияпити»ни йейәтти («Йәһ.» 12ни көрүң). Лекин бай қериндашлар өз мол тамақлири алғач өзиниң байлиқлирини көз-көз қилип көрситәтти, башқа кәмбәғәл қериндашлар билән ортақлашмайтти. «Зияпәт» қалаймиқан болғачқа, «Рәбниң зияпити»ниң өзи көзгә илинмай болуп қелип, Рәбниң намиға номус кәлтүргән еди. 22 Йәп-ичишкә өз өйлириңлар йоқму? Худаниң җамаитини көзгә илмай, йоқсулларни хиҗаләткә қоймақчимусиләр? Силәргә немә десәм болар? Силәрни тәрипләмдимән? Яқ, силәрни тәриплимәймән. «Йәп-ичишкә өз өйлириңлар йоқму? Худаниң җамаитини көзгә илмай, йоқсулларни хиҗаләткә қоймақчимусиләр?» — бәзи етиқатчилар җәм болуп олтарған сорунларда көп ғизаларни елип келип йесә, ғизасиз қериндашлири әлвәттә хиҗил болуп қалиду.
23 Чүнки мән силәргә Рәбниң зияпити тоғрилиқ йәткүзгәнлиримни өзүм Рәбдин тапшурувалғанмән; демәк, Рәб Әйсаға сатқунлуқ қилинған кечидә у қолиға нан елип, Мат. 26:26; Мар. 14:22; Луқа 22:19. 24 тәшәккүр ейтқандин кейин уни уштуп: «Мана, силәргә аталған Мениң теним; буни Мени әсләп туруш үчүн мошундақ қилиңлар» — деди. 25 Шуниңдәк, ғизадин кейин у җамни қолиға елип: «Мана, бу җамдики шарап қенимда болған «йеңи әһдә»дур; һәр қетим буниңдин ичкиниңларда, Мени әсләп туруш үчүн шундақ қилиңлар» — деди. «... Мана, бу җамдики шарап қенимда болған «йеңи әһдә»дур» — «йеңи әһдә» Тәврат, «Йәр.» 31:31-34дә бешарәт берилгән. 26 Чүнки силәр һәр қетим бу нандин йегән, бу җамдин ичкән болсаңлар, таки Униң қайтип келишигичә силәр Рәбниң өлүмини җакалиған болисиләр. Юһ. 14:3; Рос. 1:11. 27 Шуниң үчүн, кимки лаяқәтсиз һалда бу нанни йесә яки Рәбниң җамидин ичсә, Рәбниң тени һәм қениға нисбәтән гунакар болиду. Чөл. 9:10,13; Юһ. 6:51,63,64; 13:27; 1Кор. 10:21. 28 Шуниң үчүн һәр бирси бу ишлар үстидә өз-өзини тәкшүрүп, андин нандин йесун, җамдин ичсун. 2Кор. 13:5. 29 Чүнки Рәбниң тенини пәриқ әтмәй туруп йегүчи вә ичкүчи һәр ким өзигә һөкүм-җазани йәткүзүп йәп-ичиду. «... Рәбниң тенини пәриқ әтмәй туруп йегүчи вә ичкүчи һәр ким өзигә һөкүм-җазани йәткүзүп йәп-ичиду» — «Рәбниң тенини пәриқ әтмәслик» дегәнликниң бәлким икки хил тәрәплимиси болуши мүмкин: (1) өзини «Мән Рәбниң тенидики бир әза, башқа қериндашларму шундақ» дәп билип йәтмәй, «Рәбниң тени»дики қериндашларни көзгә илмаслиқ (21-22-айәтләрни көрүң); (2) «Рәбниң зияпити Рәббимизниң биз үчүн қурбан қилған тенини ипадиләйду» дәп билип йәтмәсилик. 30 Бу сәвәптин араңлардики нурғун адәмләр зәиплишип кесәл болди, һәтта хелә бир қисми өлүмдә ухлап қалди. «һәтта хелә бир қисми өлүмдә ухлап қалди» — «ухлап қалди» дегән сөз өлүшни көрситиду. Инҗил бойичә етиқатчиларға нисбәтән өлүш пәқәт вақитлиқ ухлаш, халас. 31 Лекин әгәр өз үстимизни тәкшүрүп һөкүм чиқарған болсақ, бешимизға Рәбниң һөкүм-җазаси чүшүрүлмәйдиған болиду. Зәб. 31:5; Пәнд. 18:17. 32 Амма гәрчә үстимизгә Рәб тәрипидин һөкүм-җазалар чүшүрүлгән болсиму, әмәлийәттә бу Униң бизгә чүшүргән «тәрбийә җазаси»дур; буниңдин мәхсәт, бизниң бу дуния билән бирликтә һалакәткә һөкүм қилинмаслиғимиз үчүндур. 33 Шуңа, и қериндашлар, Рәбниң зияпитидә йейишкә җәм болғиниңларда, һәммәйлән толуқ кәлгичә бир-бириңларни күтүңлар. 34 Бириси ач қосақ болса авал өйидә йәп кәлсун; шундақ қилип силәрниң җәм болушуңлар өзүңларға һөкүм-җаза йәткүзмәйдиған болиду. Қалған башқа мәсилиләрни болса, мән барғинимда тәртипкә салимән.
 
 

11:1-2 1Кор. 4:16; Фил. 3:17; 1Тес. 1:6; 2Тес. 3:9.

11:3 «аял (яки қиз)ниң беши әрдур» — той қилғанда униң беши өз ери, әлвәттә; турмушқа чиқмиған болса униң атиси; тәнһа, тул яки аҗрашқан қиз-аяллар болса, уларниң беши (бар болса) җамаәттики ақсақаллар болиду.

11:3 Юһ. 14:28; 1Кор. 3:23; 15:27; Әф. 5:23.

11:4 «ибадәткә қатнашқанда, һәр қандақ әр бешиға бир нәрсә артқан һалда ... бешарәт бәрсә» — «бешарәт бәрсә» — «Худаниң вәһийисини йәткүзсә», яки «пәйғәмбәрлик сөз қилса...» дегәнлик. «Өз бешиға һөрмәтсизлиқ қилиду» — демәк, Мәсиһгә беһөрмәтлик қилиду.

11:5 «...у өз бешиға һөрмәтсизлик қилиду» — демәк, өз еригә яки җамаәтниң ақсақаллириға һөрмәтсизлик қилиду. «бундақ аялниң чечи чүшүрүветилгән, рәсва қилинған аялдин пәрқи йоқтур» — кона заманларда аяллар бузуқчилиқ қилған болса, уларни җазалаш усули аялни рәсва қилип чечини чүшүрүветиштин ибарәт еди.

11:6 Чөл. 5:18; Қан. 22:5.

11:7 «Чүнки әр киши болса бешини япмаслиғи керәк; чүнки у Худаниң сүрәт-образи вә шан-шәривидур; амма аял киши болса әрниң шан-шәривидур» — бу айәттин (вә шундақла 4-6-айәтләрдин) Павлусниң адәттики әһваллар әмәс, бәлки ибадәт сорунлири тоғрилиқ сөзләватқанлиғи ениқ туриду; бу униң әрләргә талаға чиққанда һәр қандақ бөкләрни кийишини мәнъи қилғини әмәс! Униң бу сөзлиридә аялларниң талада жүргәндә ромал-яғлиқ артиш-артмаслиғи тоғрисидиму гәп йоқ.

11:7 Яр. 1:26,27; 5:1; 9:6; Кол. 3:10.

11:8 «чүнки әр болса аялдин әмәс, бәлки аял әрдиндур» — оқурмәнләрниң есидә барки, Худа Һава анимизни Адәм атимизниң тенидин қовурғисини елип ясиған. «Яр.» 2-бапни көрүң.

11:8 Яр. 2:18, 21.

11:10 «пәриштиләрниң сәвәвидин аял киши бешида һоқуқниң бәлгүсигә егә болуши керәк» — «пәриштиләрниң сәвәвидин» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. Биз бу айәтләр (1-16)ни тәпсилий һалда шәрһләймиз.

11:16 1Тим. 6:4.

11:19 «Араңларда бөлүнүшләр пәйда болмай қалмайду...» — аз болмиған алимлар Павлусниң бу җүмлиси кинайилик, Коринтлиқларни тәнқид қилидиған алаһидә сөзләр, дәп қарайду. Бизму мошу көзқарашқа майилмиз; чүнки Инҗилда тилға елинған башқа җамаәтләр арисида әһвал ундақ әмәс еди; әксичә, уларниң бирлиги хелә күчлүк еди (мәсилән, Филиппи шәһиридики җамаәттә). Қандақла болмисун, мәлум җамаәттики ишәнгүчиләрниң көпинчиси Коринттики җамаәттәк «Рохқа тәвә» әмәс, бәлки «әткә тәвә», «етиқатта бовақлар» болса, ундақта «бөлүнүшләр» пәйда болмай қалмайду. Бундақ әһвал һәқиқәтән Рәбниң йолини издигүчиләргә көпрәк бесим берип, уларниң Роһида тезла өстүрүлүши муһим бир түрткә болиду.

11:19 Мат. 18:7; Луқа 17:1; Рос. 20:30; 1Юһа. 2:19.

11:20 Луқа 22:14-20.

11:21 «Чүнки йегиниңларда һәр бириңлар башқиларниң йейишини күтмәйла өзүңлар елип кәлгән ғизани йәверисиләр-дә, бириси ач қалиду, йәнә бириси мәс болуп кетиду» — расулниң сөзлиригә қариғанда, Коринт етиқатчилар җамаитиниң жиғинлирида пат-пат «ортақ зияпәт»ни тутатти, шуниң билән бир вақитта «Рәбниң зияпити»ни йейәтти («Йәһ.» 12ни көрүң). Лекин бай қериндашлар өз мол тамақлири алғач өзиниң байлиқлирини көз-көз қилип көрситәтти, башқа кәмбәғәл қериндашлар билән ортақлашмайтти. «Зияпәт» қалаймиқан болғачқа, «Рәбниң зияпити»ниң өзи көзгә илинмай болуп қелип, Рәбниң намиға номус кәлтүргән еди.

11:22 «Йәп-ичишкә өз өйлириңлар йоқму? Худаниң җамаитини көзгә илмай, йоқсулларни хиҗаләткә қоймақчимусиләр?» — бәзи етиқатчилар җәм болуп олтарған сорунларда көп ғизаларни елип келип йесә, ғизасиз қериндашлири әлвәттә хиҗил болуп қалиду.

11:23 Мат. 26:26; Мар. 14:22; Луқа 22:19.

11:25 «... Мана, бу җамдики шарап қенимда болған «йеңи әһдә»дур» — «йеңи әһдә» Тәврат, «Йәр.» 31:31-34дә бешарәт берилгән.

11:26 Юһ. 14:3; Рос. 1:11.

11:27 Чөл. 9:10,13; Юһ. 6:51,63,64; 13:27; 1Кор. 10:21.

11:28 2Кор. 13:5.

11:29 «... Рәбниң тенини пәриқ әтмәй туруп йегүчи вә ичкүчи һәр ким өзигә һөкүм-җазани йәткүзүп йәп-ичиду» — «Рәбниң тенини пәриқ әтмәслик» дегәнликниң бәлким икки хил тәрәплимиси болуши мүмкин: (1) өзини «Мән Рәбниң тенидики бир әза, башқа қериндашларму шундақ» дәп билип йәтмәй, «Рәбниң тени»дики қериндашларни көзгә илмаслиқ (21-22-айәтләрни көрүң); (2) «Рәбниң зияпити Рәббимизниң биз үчүн қурбан қилған тенини ипадиләйду» дәп билип йәтмәсилик.

11:30 «һәтта хелә бир қисми өлүмдә ухлап қалди» — «ухлап қалди» дегән сөз өлүшни көрситиду. Инҗил бойичә етиқатчиларға нисбәтән өлүш пәқәт вақитлиқ ухлаш, халас.

11:31 Зәб. 31:5; Пәнд. 18:17.