□2:1 «Жиғилиңлар, өзүңларни жиғиңлар, и номуссиз «ят әл»» — «ят әл» мошу йәрдә Исраил хәлқи Худаға нисбәтән бутпәрәс бир ят әлгә охшайду, дегәнлик. Уларниң «жиғилиши» бәлким җамаәттә болуп дуа-тилавәт билән Худани издәш үчүн болса керәк. Ибраний тилидики «жиғилиңлар» дегән бу пеил адәттә пәқәт «пахал жиғивелиш»ни көрситиду, бу мошу йәрдә интайин кинайилик гәп болуп, Исраил пахалдәк бир хәлиқ, Худаниң отида тезла көйдүрүлүш хәтиридә туриду, дегәнлик (2-айәтни көрүң).
□2:4 «Чүнки Газа ташланған болиду, Ашкелон вәйранә болиду; улар Ашдодтикиләрни чүш болмайла һайдиветиду; Әкрон жулуп ташлиниду» — бу шәһәрләр Филистийәдики бәш чоң шәһәрниң төрти. Уларниң тәртиви шималдин җәнупқа болуп, һуҗум шималий тәрипидин келидиған охшайду. «Ашдодни чүш болмайла һайдиветиду» дегән җүмлә бәлким һуҗум әтигәндә башлинип чүш болғичә ғәлибилик тамамлинидиғанлиғини көрситиду. Башқа бир хил чүшәнчиси, һуҗум чүш вақтида, йәни адәм ухлиған вақитта қилиниду, «Улар Ашдодни чүштә һайдиветиду» дегәнлик.
□2:5 «деңиз бойидикиләр, йәни Қерәт елидикиләргә вай!» — бу сөзму Филистийләргә қаритилған. «Қерәтләр» бәлким «Крет»дикиләр дегән мәнидә. Уларниң әсли жути (Оттура Деңиздики) Крет арили еди.
□2:7 «уларниң йениға берип улардин хәвәр елип,...» — ибраний тилида: «уларни йоқлап...» дегән сөзләр биләнла ипадилиниду.
□2:9 «Моаб җәзмән худди Содомдәк, Аммонийлар худди Гоморрадәк болиду...» — оқурмәнләрниң есида болуши мүмкинки, Худа Содом вә Гоморра шәһәрлирини рәзилликлири түпәйлидин асмандин от чүшүрүп вәйран қиливәткән.
□2:12 «И Ефиопийләр, силәрму мениң қиличим билән өлтүрүлисиләр» — бу бешарәттин тәхминән 80 жилдин кейин «Камбусис ИИ» Ефиопийәгә таҗавуз қилди (миладийәдин илгәрки 525-жили). Бешарәт бу вақиәни яки болмиса ахирқи замандики бир вақиәни көрситиши керәк.
□2:13 «У қолини созуп шималға тәккүзүп, Асурийәни һалак қилиду, Нинәвә шәһирини вәйранә, чөл-баявандәк қәһәтчилик җай қилиду» — бу бешарәтләр (12-15-айәтләр) Зәфанияниң сөзлиридин пәқәт бир нәччә жилдин кийим әмәлгә ашурулған. Миладийәдин илгәрки 612-жили, бүйүк Асурийә империйәси пайтәхти Нинәвә билән биллә пүтүнләй бәрбат қилинди. Ефиопийә башқа жутлардин жирақ болсиму, қаттиқ һуҗумға учриди (12-айәт). Зәфанияниң бу сөзиниң әмәлгә ашурулғанлиғини көргән кишиләр униң «Пәрвәрдигарниң күни» тоғрилиқ болған бешарәтлири һәм башқа бешарәтлириниму бәрибир ахирида әмәлгә ашурулиду, дәп билгән болди.
□2:15 «Униңдин өтүватқанларниң һәммиси үшқиртиду, қолини силкийду» — бу һәрикәтләр бәлким һәйран болғанлиқ яки мазақ қилғанлиқни билдүриду.