□8:2 «силәрни халас қилди» — бәзи кона көчүрмә орам язмиларда «мени халас қилди» дәп йезилиду.
■8:2 Юһ. 8:36; Рим. 6:18, 22; Гал. 5:1.
□8:3 «У (Худа) Өз Оғлини гунакар әтлик қияпәттә гунаға қурбанлиқ сүпитидә гунани бир тәрәп қилишқа әвәтип» — Әйса Мәсиһ пүтүнләй инсан болди, униң тени бизниң тенимизгә охшаш, бирақ униң ети «гунакар әт» әмәс еди; шуңа Павлус униң: «гунакар әткә охшайдиған әтлик қияпәт»лик тәндә дунияға кәлгәнлигини баян қилиду.
■8:3 Рос. 13:39; Рим. 3:28; Гал. 2:16; Ибр. 7:18.
□8:4 «муқәддәс қанунниң һәққаний тәливи... (Муқәддәс) Роһқа әгишип маңидиған бизләрдә әмәлгә ашурулиду» — «қанунниң һәққаний тәливи» — кириш сөзимиздә «ишәнгүчиләрниң Тәврат қануни билән мунасивити тоғрилиқ» язғинимизни көрүң.
□8:5 «Муқәддәс Роһ» — грек тилида «Роһ». 6-, 13-, 23-, 26- вә 27-айәттиму шундақ.
□8:10 «Лекин Мәсиһ қәлбиңларда болса, тениңлар гуна түпәйлидин өлүмниң илкидә болсиму, һәққанийлиқ түпәйлидин роһуңлар һаяттур» — демәк, бириси етиқат арқилиқ Худаниң һәққанийлиғиға еришкән болса, шу һаман мәңгүлүк һаят униң роһида башлиниду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «һәққанийлиқ түпәйлидин (Муқәддәс) Роһ силәрниң һаятиңлар болди».
□8:11 «Мәсиһ Әйсани өлүмдин Тирилдүргүчи» — Худа, әлвәттә. «Һалбуки, өлгән Әйсани өлүмдин Тирилдүргүчиниң Өзидики Роһ силәрдә яшиса, Мәсиһни өлүмдин Тирилдүргүчи қәлбиңларда яшаватқан Роһи арқилиқ өлидиған тениңларниму һаяти күчкә егә қилиду» — бу баянни икки тәрәптә чүшәнгили болиду: (1) Худа қиямәт күнидә бу дунияда өлидиған тенимизни тирилдүриду; (2) тенимиз бу дунияда гуна түпәйлидин «өлүмгә мәһкүм болған» (10-айәт), лекин Худа бизгә Өз Роһи арқилиқ һаят өткүзүп, тенимизни күчәйтип җанландуриду. Бизниңчә һәр икки мәнаси тоғридур.
■8:11 Рим. 6:4, 5; 1Кор. 6:14; 2Кор. 4:14; Әф. 2:5; Кол. 2:13.
□8:13 «... Әткә әгишип яшисаңлар, һалак болисиләр» — грек тилида «... Әткә әгишип яшисаңлар, өлисиләр».
□8:15 «...силәр оғуллуққа елип баридиған Роһни қобул қилғансиләр» — «оғуллуққа елип баридиған» — «Худаға оғул болушқа елип баридиған», демәк. Грек тилида бу сөз адәттә бирисиниң житим балини өз оғлум дәп қобул қилип беқивелишини көрситиду. «У арқилиқ «Абба, ата!» дәп нида қилими» — «Абба» дегән сөз ибраний тили болуп, «сөйүмлүк ата» дегән мәнидә. «Абба» һәм сөйүмлүк мунасивәтни һәм һөрмәтни билдүриду. Павлус ибраний тилидики бу сөзни грек тилида сөзләйдиған Рим шәһиридики етиқатчиларға мошу йәрдә тонуштуриду.
■8:15 Йәш. 56:5; 1Кор. 2:12; Гал. 3:26; 4:5, 6; 2Тим. 1:7.
■8:16 2Кор. 1:22; 5:5; Әф. 1:13; 4:30.
□8:18 «кәлгүсидә биздә ашкарилинидиған шан-шәрәпләргә һеч селиштурғучилиғи йоқ» — «һеч селиштурғучилиғи йоқ» грек тилида «селиштурушқа әрзимәйду». «Биздә ашкарилинидиған шан-шәрәпләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бизгә ашкарилинидиған шан-шәрәпләр...». Бирақ кейинки айәткә қариғанда тәрҗимимиз тоғридур.
■8:18 Мат. 5:12; 2Кор. 4:10, 17; Фил. 3:20; 1Пет. 4:13; 1Юһа. 3:1, 2.
□8:23 «...Худаниң оғуллири сүпитидә қобул қилинишимиз...» — грек тилида «оғуллуққа қобул қилинишимизни». «ялғуз каинат әмәс, һәтта бизму, йәни Муқәддәс Роһниң тунҗа чиқарған мевисидин бәһримән болған бизләрму дилимизда налә-пәряд көтәрмәктимиз һәмдә (Худаниң) оғуллири сүпитидә қобул қилинишимизни, йәни тенимизниң ниҗатниң һөрлүгигә чиқирилишини интизарлиқ билән күтмәктимиз» — бу айәттики үч нуқта тоғрилиқ тохтилимиз; (1) «Муқәддәс Роһниң тунҗа чиқарған мевиси»; бу ибариниң бәлким икки җәһәти бар: (а) Муқәддәс Роһ барлиқ ишәнгүчиләрдә Худаниң мевисини, йәни муһәббәт, шатлиқ, хатирҗәмлик қатарлиқларни чиқириду; бу мевә болса Худаниң падишалиғиниң бу дунияда чиқарған тунҗа мевисидур вә шундақла униң реаллиғиға испат болиду (14:17ни көрүң); (ә) ишәнгүчиләр өзлиридә чиқирилған бу мевидин бәһримән болуп, униңдин Худаниң падишалиғиниң кәлгүсидә пүткүл дунияға, җүмлидин өзлириниң һәммиси үстигә толуқ һөкүмранлиқ қилидиғанлиғиға испат һәм капаләт дәп билиду; (2) «оғул сүпитидә қобул қилиниш» — кона заманларда мөтивәр адәм мәлум намрат яки «җәмийәттә орни йоқ» бир яш кишини беқивалмақчи болса, җамаәтни чоң сорунға чақирип уни «өз оғлум», «өз қизим» дәп җакалайтти. Расул Худаму кәлгүсидә аләм алдида ишәнгүчиләрни «Өз оғлум» дәп шундақ җакалайдиғанлиғини көрсәтмәкчи. (3) «тенимизниң ниҗаттики һөрлүккә чиқирилиши» — һазир ишәнгүчиләргә Худаниң ниҗат-илтипати билән йеңи роһи, йеңи қәлби бар; Мәсиһ Әйса биз үчүн еришкән ниҗатта йәнә «йеңи тенимиз»му бар, қиямәт күнидә уни У бизгә бериду.
□8:26 «...инсаний аҗизлиғимизда Муқәддәс Роһ келип бизгә ярдәм қилиду... » — «Муқәддәс Роһ» — грек тилида пәқәт «Роһ» дейилиду.
□8:29 «Худа... Оғлиниң нурғун қериндашлири арисидики тунҗа оғли болидиғинини алдин бәлгүлигән» — «тунҗа оғул» биринчи орунда, мошу йәрдә пүткүл аләмдә биринчи орунда туриду, әлвәттә. «Зәб.» 88:28ни көрүң.
■8:32 Яр. 22:12; Йәш. 53:5; Юһ. 3:16.
□8:34 «Өлгән, шундақла тирилгән вә Худаниң оң йенида туруватқан, һәмдә биз үчүн ... дуа-тилавәт қиливатқан Мәсиһ» — «Худаниң оң йенида» болса аләмниң әң жуқури җайи, һәммини башқуридиған йәр.
□8:36 «Сени дәп күн бойи қирилмақтимиз, боғузлинишни күтүп турған қойлардәк һесапланмақтимиз» — «Зәб.» 43:23 — нәқил көлтүрүлгән бу айәт бойичә ишәнгүчиләр Худаниң йолида, Худани дәп көп җапа-мушәққәтләргә вә зиянкәшликкә учриши мүмкин.
■8:36 Зәб. 43:23; 1Кор. 4:9; 2Кор. 4:11.
□8:38 «пәриштиләр болсун җин-шәйтан һөкүмранлар болсун,...» — «җин-шәйтан һөкүмранлар» болса грек тилида пәқәт «һөкүмранлар»ла дейилиду. Инҗилда бу сөз адәттә җин-шәйтанларни көрситиду («Әф.» 6:12ни көрүң). «һәр қандақ роһий күчләр болсун» — грек тилида «һәр қандақ күчләр болсун».