□4:2 «дәрһал мән Роһниң илкидә болдум» — «Роһниң илкидә» грек тилда «Роһта». Демәк, Муқәддәс Роһниң илкидә вә илһами астида болған.
□4:3 «мунасивәтлик айәтләр» — «Әз.» 1:26-28.
□4:4 «тәхтләрдә ақ кийимләр билән кийингән, башлириға алтун таҗ тақалған жигирмә төрт ақсақал олтиратти» — «ақсақаллар» кимләр? Алимларниң пикри: яки (1) улар Мәсиһниң җамаитини билдүриду; яки (2) Тәврат дәвридики етиқати билән йол башлиғучиларни көрситиду. Биз (2)-пикиргә майилмиз, чүнки кейинки бабларда җамаәт ақсақаллардин айрим көрүниду (7:9-17, 19:1-10). «Ибр.» 11-бап, болупму 2-айәтниму көрүң.
□4:5 «Тәхтниң алдида ялқунлап турған йәттә мәшъәл көйүп туратти; булар Худаниң йәттә роһи еди» — бәзи алимлар бу йәттә Роһ йәттә пәриштини көрситиду, дәп қарайду, башқилар Худаниң Муқәддәс Роһиниң йәттә тәрипини көрситиду, дәп қарайду (6:5ни вә «Йәш.» 11:2ни көрүң). «мунасивәтлик айәтләр» — «Мис.» 19:16, «Зәк.» 3:9, 4:10.
□4:6 «мунасивәтлик айәтләр» — «Әз.» 1:4-28.
□4:8 «Төрт һаят мәхлуқниң һәр бириниң алтидин қанити бар еди» — «Әзакиял»да көрүнгән «һаят мәхлуқлар»ниң төрт қанити бар еди. «уларниң пүтүн бәдининиң чөриси һәтта ич тәрипиму көзләр билән толған еди» — «ич тәрипиму» яки «қанат астиму».
■4:8 Йәш. 6:3; Вәһ. 1:4, 8; 11:17; 16:5.