147
147-күй •••• Һәммигә Қадир Худаға һәмдусаналар ейтилсун! — Ибраний тилида 146-күйниң давами
1 Пәрвәрдигарни махтаңлар, и Йерусалим;
Худайиңни мәдһийилә, и Зион.
2 Чүнки У дәрвазилириңниң тақақлирини мәһкәм қилиду;
Сениңдә туруватқан пәрзәнтлириңгә бәхит-бәрикәт бәрди.
3 У чәт-чегаралириңда арам-течлиқ жүргүзиду,
Сени буғдайниң есили билән қанаәтләндүриду.
4 У Өз әмир-бешарәтлирини йәр йүзигә әвәтиду;
Униң сөз-калами интайин тез жүгүриду.■ Зәб. 32:9
5 У ақ қарни жуңдәк бериду,
Қиравни күлләрдәк тарқитиду.
6 Униң музини нан увақлиридәк қилип парчиливетиду;
Униң соғуғи алдида ким туралисун?
7 У сөзини әвәтип, уларни еритиду;
Униң шамилини чиқирип, суларни аққузиду.
8 У Өз сөз-каламини Яқупқа,
Бәлгүлимилирини һәм һөкүмлирини Исраилға аян қилиду;
9 У башқа һеч бир әлгә мундақ муамилә қилмиғандур;
Униң һөкүмлирини болса, улар билип баққан әмәс.
Һәмдусана!■ Рос. 14:16