8
«Даналиқ» хитап қилиду
Қулақ сал, даналиқ чақириватмамду?
Йоруқлуқ сада чиқириватмамду? Пәнд. 1:20,21
Йолларниң егиз җайлиридин,
Доқмушлардин у орун алиду,
Шәһәргә киридиған қовуқларниң йенида,
Һәр қандақ дәрваза еғизлирида у мураҗиәт қилмақта: —
«И мөтивәрләр, силәргә мураҗәт қилимән,
Һәй, адәм балилири, садани силәр үчүн қилимән,
Гөдәк болғанлар, зерәкликни үгинивелиңлар,
Ахмақ болғанлар, йоруқлуққа еришиңлар! «Гөдәк болғанлар, ... ахмақ болғанлар, йоруқлуққа еришиңлар!» — оқурмәнләр шуниңға диққәт қилған болуши мүмкин, «даналиқ» «наданлар»ға (яки «гөдәкләр» янки «саддилар»ға) беваситә сөз қилиду, пәқәт бәзидә «ахмақлар»гә беваситә сөз қилиду, лекин «мәсқирә қилғучилар»ға һәргиз беваситә сөзлимәйду. Чүнки «мәсқирә қилғучилар» рәзил йолларни тутқини үчүн уларға һеч қандақ несиһәт тәсир қилмайду (1:22, 9:4, 7-8ниму көрүң).
Маңа қулақ селиңлар,
Чүнки гөзәл нәрсиләрни дәп беримән,
Ағзимни ечип, дурус ишларни силәргә йәткүзимән.
Ейтқанлирим һәқиқәттур,
Ағзим рәзилликтин нәпрәтлиниду; «Ейтқанлирим һәқиқәттур» — ибраний тилида «Таңлайим һәқиқәтни сеғинип сөзләйду».
Сөзлиримниң һәммиси һәқ,
Уларда һеч қандақ һейлигәрлик яки әгитмилик йоқтур.
Уларниң һәммиси чүшәнгәнләр үчүн ениқ,
Билим алғанлар үчүн дурус-тоғридур.
10 Күмүчкә еришкәндин көрә, несиһәтлиримни қобул қилиңлар,
Сап алтунни елиштин көрә билимни елиңлар.
11 Чүнки даналиқ ләәл-яқутлардин әвзәл,
Һәр қандақ әтиварлиқ нәрсәңму униңға тәң кәлмәстур. Аюп 28:15; Зәб. 18:11; Пәнд. 3:14,15; 16:16
12 Мән болсам даналиқмән,
Зерәклик билән биллә туримән,
Истиқамәттин келип чиққан билимни аян қилимән. «...билимни аян қилимән» — яки «...билимни тепип беримән».
13 Пәрвәрдигардин әйминиш — Яманлиққа нәпрәтлиниш демәктур;
Тәкәббурлуқ, мәғрурлуқ, яман йол һәм шум еғизни өч көримән.
14 Мәндә убдан мәслиһәтләр, пишқан һекмәт бар;
Мән дегән йоруқлуқ, қудрәт мәндидур.
15 Падишаһлар мән арқилиқ һөкүм сүриду,
Мәнсиз һакимлар адил һөкүм чиқармас.
16 Мән арқилиқла әмирләр идарә қилиду,
Алийҗанаблар, йәр йүзидики барлиқ сорақчилар тоғра һөкүм қилиду.
17 Кимки мени сөйсә, мәнму уни сөйимән,
Мени тәлмүрүп издигәнләр мени тапалайду;
18 Мәндә байлиқ, шөһрәт,
Һәтта кониримас, көчмәс дөләт вә һәққанийәтму бар. Пәнд. 3:16
19 Мәндин чиққан мевә алтундин,
Һәтта сап алтундин қиммәтликтур,
Мәндин алидиған дарамәт сап күмүчтинму үстүндур. Пәнд. 3:14
20 Мән һәққанийәт йолиға маңимән;
Адаләт йолиниң оттурисида жүримәнки,
21 Мени сөйгәнләрни әмәлий нәрсиләргә мирас қилдуримән;
Уларниң ғәзнилирини толдуримән.
22-23 Пәрвәрдигар ишлирини башлишидила,
Қедимдә ясиғанлиридин бурунла,
Мән униңға тәвәдурмән. Әзәлдин тартипла — муқәддәмдә,
Йәр-зимин яритилмастила,
Мән тикләнгәнмән. «Пәрвәрдигар ишлирини башлишидила...» — ибраний тилида «Пәрвәрдигар йолини башлишидила...». «...Мән тикләнгәнмән» — башқа бир хил тәрҗимиси «...Мән мәсиһ қилиндим».   Юһ. 1:1
24 Чоңқур һаңлар, деңиз-океанлар апиридә болуштин авал,
Мән мәйданға чиқирилғанмән;
Мол су урғуп туридиған булақлар болмастинла,
25-26 Егиз тағлар өз орунлириға қоюлмастинла, төпиликләр шәкилләнмәстинла,
Пәрвәрдигар бепаян зимин, кәң далаларни,
Аләмниң әслийдики топа-чаңлириниму техи яратмастинла,
Мән мәйданға чиқирилғанмән.
27-29 У асманларни бена қиливатқинида,
Деңиз йүзигә упуқ сизиғини сизиватқинида,
Әрштә булутларни орунлаштуруп,
Чоңқур деңиздики булақ-мәнбәләрни мустәһкәмләватқинида,
Деңиз сулирини бекиткән даиридин ешип кәтмисун дәп пәрман чүшүриватқинида,
Бепаян зиминниң һуллирини қуруватқинида,
Мән у йәрдә едим; Аюп 26:10; Яр. 7:11; Яр. 1:9, 10; Аюп 38:10, 11; Зәб. 103:6-9.
30 Шу чағда гоя уста бир һүнәрвәндәк Униң йенида турған едим,
Мән һәрдайим Униң алдида шатлинаттим, мән Униң күндилик дилъарами едим; Юһ. 5:17
31 Мән Униң алимидин, йәр-зиминидин шатлинип,
Дуниядики инсанлардин хурсәнлик тепип жүрәттим,
32 Шуңа и балилар, әнди маңа қулақ селиңлар;
Чүнки йоллиримни чиң тутқанлар нәқәдәр бәхит тапар! Зәб. 118:1, 2; 127:1; Луқа 11:28
33 Алған несиһәткә әмәл қилип,
Дана болғин, уни рәт қилма.
34 Сөзүмгә қулақ селип,
Һәркүни дәрвазилирим алдидин кәтмәй,
Ишиклирим алдида мени күтидиған киши нәқәдәр бәхитликтур!
35 Кимки мени тапса һаятни тапиду,
Пәрвәрдигарниң шәпқитигә несип болиду. Пәнд. 12:2
36 Лекин маңа гуна қилған һәр ким өз җениға зиян кәлтүриду,
Мени яман көргәнләр өлүмни дост тутқан болиду». «Кимки мени тапса һаятни тапиду, Пәрвәрдигарниң шәпқитигә несип болиду.... Мени яман көргәнләр өлүмни дост тутқан болиду» — бу 8-бап һәмдә 9:1-12тики чоң тема «Даналиқ»тур. Бу баблардики хәвәрдин қариғанда, әмәлийәттә «Даналиқ» бир шәхстур. Инҗилда бу Шәхсниң Худа билән биллә мәңгүлүк турғучи Мәсиһ екәнлиги аян қилиниду (мәсилән «Юх.» 1:1-4, 18, «1Сор.» 1:24, 30, «Фил.» 2:5-11, «Кол.» 1:15-18, «Ибр.» 1:1-12, «1Юх.» 1:1-2, «Вәх.» 22:12-13 қатарлиқларни көрүң).
 
 

8:1 Пәнд. 1:20,21

8:5 «Гөдәк болғанлар, ... ахмақ болғанлар, йоруқлуққа еришиңлар!» — оқурмәнләр шуниңға диққәт қилған болуши мүмкин, «даналиқ» «наданлар»ға (яки «гөдәкләр» янки «саддилар»ға) беваситә сөз қилиду, пәқәт бәзидә «ахмақлар»гә беваситә сөз қилиду, лекин «мәсқирә қилғучилар»ға һәргиз беваситә сөзлимәйду. Чүнки «мәсқирә қилғучилар» рәзил йолларни тутқини үчүн уларға һеч қандақ несиһәт тәсир қилмайду (1:22, 9:4, 7-8ниму көрүң).

8:7 «Ейтқанлирим һәқиқәттур» — ибраний тилида «Таңлайим һәқиқәтни сеғинип сөзләйду».

8:11 Аюп 28:15; Зәб. 18:11; Пәнд. 3:14,15; 16:16

8:12 «...билимни аян қилимән» — яки «...билимни тепип беримән».

8:18 Пәнд. 3:16

8:19 Пәнд. 3:14

8:22-23 «Пәрвәрдигар ишлирини башлишидила...» — ибраний тилида «Пәрвәрдигар йолини башлишидила...». «...Мән тикләнгәнмән» — башқа бир хил тәрҗимиси «...Мән мәсиһ қилиндим».

8:22-23 Юһ. 1:1

8:27-29 Аюп 26:10; Яр. 7:11; Яр. 1:9, 10; Аюп 38:10, 11; Зәб. 103:6-9.

8:30 Юһ. 5:17

8:32 Зәб. 118:1, 2; 127:1; Луқа 11:28

8:35 Пәнд. 12:2

8:36 «Кимки мени тапса һаятни тапиду, Пәрвәрдигарниң шәпқитигә несип болиду.... Мени яман көргәнләр өлүмни дост тутқан болиду» — бу 8-бап һәмдә 9:1-12тики чоң тема «Даналиқ»тур. Бу баблардики хәвәрдин қариғанда, әмәлийәттә «Даналиқ» бир шәхстур. Инҗилда бу Шәхсниң Худа билән биллә мәңгүлүк турғучи Мәсиһ екәнлиги аян қилиниду (мәсилән «Юх.» 1:1-4, 18, «1Сор.» 1:24, 30, «Фил.» 2:5-11, «Кол.» 1:15-18, «Ибр.» 1:1-12, «1Юх.» 1:1-2, «Вәх.» 22:12-13 қатарлиқларни көрүң).