13
Һәр хил терә кесәллири тоғрилиқ бәлгүлимиләр
1 Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
2 Бирисиниң бәдининиң терисидә бир чиқан, яки тәмрәткә яки пақирақ ташма чиқип, униңдин бәдининиң терисидә песә-мохо кесилиниң җараһити пәйда болған болса, у киши Һарун каһинниң яки униң каһин оғуллиридин бириниң қешиға кәлтүрүлсун.
□ 3 Каһин униң бәдининиң җараһитигә қарайду; җараһәт болған җайниң түки ақирип кәткән һәмдә җараһәтму әтрапидики теридин қениқрақ көрүнсә, бу песә-мохо кесәллигидур. Шуңа каһин уни көргәндин кейин шу кишини «напак» дәп җакалисун.
4 Лекин әгәр униң бәдининиң терисидики пәйда болған әшу ялтирақ чиқан ақ болуп, әтрапидики теридин қениқрақ көрүнмисә вә түкиму ақирип кәтмигән болса, каһин бу җараһәт бар кишини йәттә күнгичә айрим солап қойсун. 5 Йәттинчи күни каһин униңға қарисун вә әгәр җараһәт охшаш туруп, терисидә кеңийип кәтмигән болса, каһин уни йәнә йәттә күнгичә айрим солап қойсун. 6 Йәттинчи күни каһин униңға йәнә қарисун вә җараһәтниң рәңги суслашқан вә кеңийип кәтмигән болса, ундақта каһин уни «пак» дәп җакалисун; җараһәтниң пәқәт бир чақа екәнлиги бекитилип, кесәл киши өз кийимлирини жуюп пак саналсун.
7 Лекин әгәр у каһинға көрүнүп «пак» дәп җакаланғандин кейин шу чақа терисидә кеңийип кәтсә, ундақта у йәнә бир қетим каһинға көрүнсун. 8 Каһин униңға йәнә қарисун вә әгәр чақа униң терисидә кеңийип кәткән болса, каһин уни «напак» дәп җакалисун; у җараһәт песә-моходур.
9 Әгәр биркимдә песә-мохо җараһити пәйда болуп қалса каһинниң қешиға кәлтүрүлсун. 10 Каһин униң җараһитигә сәпселип қарисун; вә әгәр терисидә ақ бир чиқан пәйда болған, түки ақирип кәткән болса вә чиқан чиққан җайда әт-гөши көрүнүп қалған болса, 11 бу униң бәдининиң терисигә чүшкән кона песә-мохо җараһитиниң қайтидин қозғилиши болуп, каһин уни «напак» дәп җакалисун. У напак болғини үчүн уни солашниң һаҗити йоқ.
12 Лекин әгәр песә-мохо қозғилип, җараһити бар кишиниң терисигә йейилип кәткән болса, каһин нәгила қариса шу йәрдә шу «песә-мохо» болса, терисини бешидин путиғичә қаплап кәткән болса, 13 ундақта каһин униңға сәпселип қарисун; мана, шу песә-мохо җараһити пүтүн бәдинини қаплап кәткән болса, у җараһити бар кишини «пак» дәп җакалисун; чүнки униң пүтүн бәдини ақирип кәткән болуп, у «пак» дәп саналсун.
14 Лекин қачаники униңда әт-гөши көрүнүп қалса, у киши напак саналсун. 15 Каһин мундақ көрүнгән әт-гөшигә қарап, у кишини «напак» дәп җакалисун; чүнки шу әт-гөш напак болуп, у песә-мохо кесилидур.
16 Һалбуки, әгәр әт-гөши қайтидин өзгирип, ақарса у киши йәнә каһинниң қешиға кәлсун. 17 Каһин униңға сәпселип қарисун; җараһәт ақарған болса, каһин җараһити бар кишини «пак» дәп җакалисун; у пак санилиду.
18 Әгәр биркимниң бәдининиң терисигә һүррәк чиқип сақийип, 19 һүррәкниң орнида ақ чиқан яки қизғуч дағ пәйда болған болса, каһинға көрситилсун. 20 Каһин униңға сәпселип қарисун; әгәр дағ әтрапидики теридин қениқрақ көрүнсә, шундақла униңдики түкләр ақирип қалған болса, ундақта каһин уни «напак» дәп җакалисун; чүнки бу һүррәктин қозғилип пәйда болған песә-мохо кесили җараһитидур.
21 Лекин каһин униңға сәпселип қариғанда, дағ чиққан җайда ақирип қалған түкләр болмиса, вә дағму әтрапидики теридин қениқрақ болмиса, рәңги сәл сусрақ болған болса, ундақта каһин уни йәттә күнгичә айрим солап қойсун. 22 Әгәр дағ дәрвәқә терисигә йейилип кәткән болса, каһин уни «напак» дәп җакалисун; чүнки бу песә-мохо җараһитидур.
23 Амма әгәр дағ өз җайида тохтап йейилмиған болса, бу пәқәт һүррәкниң зәхми, халас; каһин уни «пак» дәп җакалисун.
Көйүк яриси тоғрилиқ
24 Әгәр бирисиниң бәдининиң терисиниң мәлум җайи көйүп қелип, көйгән җай ақ-қизғуч яки пүтүнләй ақ дағ болуп қалса, 25 каһин униңға сәпселип қарисун; әгәр шу дағдики түкләр ақирип кәткән, дағму әтрапидики теридин қениқрақ болуп қалған болса, ундақта бу көйүк ярисидин пәйда болған песә-мохо кесилидур; каһин уни «напак» дәп җакалисун; чүнки у песә-мохо җараһитидур.
26 Лекин әгәр каһин сәпселип қариғанда, дағниң орнида һеч қандақ ақирип кәткән түк болмиса, шундақла дағму әтрапидики теридин қениқ болмиса, бәлки рәңги сус болса, ундақта каһин уни йәттә күнгичә айрим солап қойсун. 27 Йәттинчи күни каһин униңға йәнә қарисун; дағ терисидә кеңийип кәткән болса, каһин уни «напак» дәп җакалисун; чүнки у песә-мохо җараһитидур.
28 Амма әгәр дағ җайида тохтап, йейилмиған болса, шундақла рәңги сус болса, бу пәқәт көйүктин болған чавартқу, халас; каһин уни «пак» дәп җакалисун; чүнки у көйүкниң татуғи, халас.
Чач яки сақал ичидә пәйда болған җараһәтләр
29 Әгәр бир әр яки аял кишиниң бешида яки сақилида җараһәт пәйда болса, 30 каһин җараһәткә сәпселип қарисун; әгәр җараһәт әтрапидики теридин қениқрақ көрүнсә, үстидә шалаң сериқ түк болса, ундақта каһин уни «напак» дәп җакалисун; чүнки бу җараһәт қақач болуп, баш яки сақалдики песә-мохониң аламитидур.
31 Әгәр каһин қақач җайға сәпселип қариғанда, у әтрапидики теридин қениқ көрүнмисә, шундақла униң ичидә һеч қандақ қара түкму болмиса, ундақта каһин қақичи бар кишини йәттә күнгичә айрим солап қойсун. 32 Каһин йәттинчи күни қақачқа йәнә сәпселип қарисун; қақач кеңийип кәтмәй, үстидиму һеч қандақ сериқ түк болмиса, шундақла қақач әтрапидики теридин қениқ көрүнмисә, 33 җараһити бар киши барлиқ чач-сақилини чүшүрүвәтсун; қақачниң өзини ғирдимисун. Каһин қақичи бар кишини йәнә йәттә күнгичә айрим солап қойсун. 34 Йәттинчи күни каһин қақачқа сәпселип қарисун; әгәр қақач теридә кеңийип кәтмигән болса, шундақла әтрапидики теридин қениқ көрүнмисә, каһин уни «пак» дәп җакалисун. Андин у кийимлирини жуйсун; шуниң билән у пак санилиду.
35 Лекин әгәр у «пак» дәп җакаланғандин кейин қақач теридә кеңийип кәтсә, 36 каһин униңға йәнә сәпселип қарисун; әгәр қақач теридә кеңийип кәткән болса, сериқ түкниң бар-йоқлуғини тәкшүрүшниң һаҗити йоқ; чүнки бу киши напактур. 37 Әгәр қақач җайида шу пети қелип, үстидин қара түк үнүп чиққан болса, қақач сақайған болиду; шу киши пак болғачқа, каһин уни «пак» дәп җакалиши керәк.
38 Әгәр әр яки аял кишиниң бәдининиң терисидә дағ пәйда болуп, бу дағлар пақирақ һәм ақ болса 39 каһин сәпселип қарисун; әгәр бәдәнниң терисидики шу дағлар суслишип боз рәңгә йүзләнгән болса, бу теридин чиққан бир ташма, халас; бу киши пак саналсун.
Пайнәкбаш тоғрилиқ
40 Әгәр биркимниң бешиниң түклири чүшүп кәткән болса, у пәқәт бир тақир баш, халас; у пак саналсун. 41 Әгәр униң бешиниң түки пешанә тәрипидин чүшкән болса, у пәқәт пайнәкбаш, халас; у йәнила пак саналсун. 42 Лекин әгәр униң тақир беши яки пайнәк бешида қизғуч ақ дағ көрүнсә, ундақта шу җараһәт униң тақир беши яки пайнәк бешидики песә-мохо кесилиниң бир аламитидур. 43 Каһин җараһитигә сәпселип қарисун; әгәр униң тақир бешида яки пайнәк бешида ишшиқ җараһәт болса һәмдә песә-мохо кесилиниң аламитидәк қизғуч ақ көрүнсә, 44 ундақта у песә-мохо кесилигә гириптар болған адәм болуп, напак һесаплиниду. Униң бешиға шундақ җараһәт чүшкән болғач, каһин уни мутләқ «напак» дәп җакалисун.
45 Шундақ җараһити бар песә-мохо кесили болған киши кийимлири житиқ, чачлири чувуқ, бурут-сақили йепиқлиқ һалда: «Напак, напак!» дәп товлап жүрүши керәк.
□ ■ 46 Шу җараһити болған барлиқ күнләрдә у «напак» санилиду; у напак болғачқа, айрим туруши керәк; униң туралғуси чедиргаһниң сиртида болсун.
Кийим-кечәк, рәхт яки терә-хурумларда пәйда болған «песә-мохо» кесили
47 Әгәр бир кийимдә, мәйли жуңдин яки канаптин тикилгән болсун униңда песә-мохо из-деғи пәйда болса,
□ 48 йәни канап яки жуңдин тоқулған рәхттә, өрүш жипида яки арқақ жиплирида болсун, терә-хурумда яки теридин етилгән һәр қандақ нәрсиләрдә песә-мохо из-деғи болса,
□ 49 шундақла кийим-кечәк яки терә-хурумда, өрүш жип яки арқақ жиплирида, я терә-хурумдин етилгән нәрсиләрдә пәйда болған из-дағ йешилрақ яки қизғуч болса бу из-дағ «песә-мохо из-деғи» дәп қарилип каһинға көрситилсун.
□ 50 Каһин
даққа сәпселип қарисун, андин из-дағ пәйда болған нәрсини йәттә күнгичә айрим сақлисун.
51 У йәттинчи күни из-дағға қарап бақсун; из-дағ чүшкән кийим-кечәк, мәйли арқақ жипта яки өрүш жипта болсун, яки терә-хурумда яки терә-хурумдин етилгән нәрсидә болсун, у кеңийип кәткән болса, бу из-дағ чириткүч песә-мохо кесили дәп һесаплинип, улар напак саналсун.
52 Шуниңдәк каһин өрүш жип яки арқақ жипида из-дағ болса кийим-кечәк яки терә-хурумдин етилгән нәрсидә шундақ из-дағ болса уларниму көйдүрүвәтсун; чүнки бу чириткүч песә-мохо кесилидур. Мундақ нәрсиләрниң һәммисини отта көйдүрүш керәктур.
53 Лекин каһин униңға сәпселип қариғанда, из-дағ кийим-кечәктики өрүш жипта болсун, арқақ жипта болсун, яки терә-хурумдин етилгән нәрсидә болсун, из-дағ кеңәймигән болса, 54 ундақта каһин деғи бар нәрсини жуюлсун дәп буйруп, иккинчи қетим уни йәттә күнгичә сақлисун. 55 Бу нәрсә жуюлғандин кейин каһин йәнә даққа сәпселип қарисун; әгәр униң рәңги өзгәрмигән болса (гәрчә кеңийип кәтмигән болсиму), у йәнила напактур; сән уни отта көйдүргин. Чүнки мәйли униң из-деғи ич йүзидә болсун яки таш йүзидә болсун у чириткүч из-дағ һесаплиниду.
56 Лекин әгәр каһин сәпселип қариғанда, мана, дағниң рәңги жуюлғандин кейин суслишип кәткән болса, у шу қисмини кийим-кечәктин, өрүш жиптин яки арқақ жиптин болсун, яки терә-хурумдин болсун уни житип елип, ташливәтсун. 57 Әгәр бу из-дағ кийим-кечәктә, мәйли арқақ жипта яки өрүш жипта болсун, я терә-хурумдин етилгән нәрсидә көрүнсун, бу кеңийдиған бир хил песә-мохо из-деғи дәп саналсун; сән у чаплашқан кийим-кечәкни көйдүрүвәткин. 58 Лекин әгәр из-дағ кийим-кечәктә болсун (өрүш жипида яки арқақ жипида болсун) яки терә-хурумдин етилгән нәрсидә болсун, жуюлуш билән чиқип кәтсә, ундақта бу егин иккинчи қетим жуюлсун, андин пак саналсун.
59 Песә-мохо кесилиниңкидәк из-дағ пәйда болған жуң яки канап рәхттин тоқулған кийим-кечәк (из-дағ өрүш жипта яки арқақ жипта болсун) яки терә-хурумдин етилгән нәрсиләр тоғрисидики қанун-бәлгүлимә мана шудур; буниң билән уларни пак яки напак җакалашқа болиду.