9
Каһинларниң хизмитиниң муқәддәс ибадәт чедирида башлиниши
Сәккизинчи күни Муса Һарун билән униң оғуллири вә Исраилниң ақсақаллирини чақирип, Һарунға мундақ деди: — «Сән гуна қурбанлиғиға беҗирим бир мозайни, көйдүрмә қурбанлиққа беҗирим бир қочқарни өзүң үчүн елип, Пәрвәрдигарниң алдиға кәлтүргин, Мис. 29:1 андин Исраилларға сөз қилип: — Силәр гуна қурбанлиғи үчүн бир текә елип келиңлар, көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир мозай вә бир қоза елип келиңлар, һәр иккиси беҗирим, бир яшқа киргән болсун; Пәрвәрдигарниң алдида сунушқа енақлиқ қурбанлиғи сүпитидә бир топақ билән бир қочқарни елип, зәйтун мейи иләштүрүлгән ашлиқ һәдийә билән биллә кәлтүрүңлар; чүнки бүгүн Пәрвәрдигар Өзини силәргә аян қилиду, дегин».
 
Улар Муса буйруған нәрсиләрни җамаәт чедириниң алдиға елип кәлди; пүткүл җамаәт йеқин келип, Пәрвәрдигарниң алдида һазир болуп турди. Муса: — Мана, бу Пәрвәрдигар буйруған иштур; буни қилсаңлар Пәрвәрдигарниң шан-шәриви силәргә аян болиду, деди.
Шуниң билән Муса Һарунға: — Сән қурбангаһқа йеқин берип гуна қурбанлиғиң билән көйдүрмә қурбанлиғиңни сунуп өзүң вә хәлиқ үчүн кафарәт кәлтүргин; андин хәлиқниң қурбанлиғиниму сунуп, Пәрвәрдигар әмир қилғандәк улар һәққидә кафарәт кәлтүргин» — деди. Лав. 16:6; Ибр. 7:27
 
Шуни девиди, Һарун қурбангаһқа йеқин берип өзи үчүн гуна қурбанлиғи болидиған мозайни боғузлиди. Һарунниң оғуллири қанни униңға сунуп бәрди; у бармиғини қанға тәккүзүп, қурбангаһниң мүңгүзлиригә сүрди, қалған қанни қурбангаһниң түвигә қуйди. 10 Гуна қурбанлиғиниң мейи билән икки бөрәк вә җигәрниң үстидики чава майни елип, Пәрвәрдигар Мусаға буйруғинидәк уларни қурбангаһ үстидә көйдүрди. 11 Гөш билән терисини болса чедиргаһниң ташқириға елип чиқип отта көйдүрди.
12 Андин у көйдүрмә қурбанлиқ қилидиған қочқарни боғозлиди; Һарунниң оғуллири униңға қанни сунуп бәрди; у буни қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпти. 13 Андин улар парчә-парчә қилинған көйдүрмә қурбанлиқни беши билән биллә униңға сунуп бәрди; у буларни қурбангаһта көйдүрди. 14 У ич қарни билән пачақлирини жуюп, буларниму қурбангаһниң үстидә, көйдүрмә қурбанлиқниң үстигә қоюп көйдүрди.
15 Андин у хәлиқниң қурбанлиғини кәлтүрди; хәлиқниң гуна қурбанлиғи болған текини боғузлап, илгири һайванни сунғандәк униму гуна қурбанлиғи қилип сунди. Лав. 4:13 16 У көйдүрмә қурбанлиқ қилидиған мални кәлтүрүп буниму бәлгүлимә бойичә сунди. 17 Андин у ашлиқ һәдийәни кәлтүрүп униңдин бир чаңгал елип әтигәнлик көйдүрмә қурбанлиққа қошуп қурбангаһ үстидә көйдүрди. «әтигәнлик көйдүрмә қурбанлиқ» — һәр әтигәндә сунулуши керәк болған қоза қурбанлиғи («Мис.» 29:38-40ни көрүң).   Мис. 29:38; Лав. 2:1
 
18 Андин хәлиққә болидиған енақлиқ қурбанлиғи болидиған топақ билән қочқарни боғузлиди. Һарунниң оғуллири қенини униңға сунуп бәрди; у буни қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпти. 19 Улар топақ билән қочқарниң май қисмини, йәни майлиқ қуйруғи, ич қарнини йөгәп турған майлирини, икки бөрәк вә җигәрниң чава мейини елип, 20 Бу май парчилирини икки төшниң үстидә қойди, Һарун буларни қурбангаһниң үстидә көйдүрди. «Һарун ... көйдүрди» — ибраний тилида «у ... көйдүрди». 21 Ахирида Һарун икки төш билән оң арқа путини пулаңлатма һәдийә сүпитидә Мусаниң буйруғинидәк Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатти. Лав. 7:32 22 Андин Һарун қоллирини хәлиққә қаритип көтирип, уларға бәхит тилиди; у гуна қурбанлиғи, көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиғини сунуп, қурбангаһтин чүшти.
 
23 Муса билән Һарун җамаәт чедириға кирип, йәнә йенип чиқип хәлиққә бәхит тилиди; шуниң билән Пәрвәрдигарниң шан-шәриви пүткүл хәлиққә аян болди; 24 Пәрвәрдигарниң алдидин от чиқип, қурбангаһ үстидики көйдүрмә қурбанлиқ билән майларни жутуп кәтти. Пүткүл хәлиқ буни көрүп, товлишип, дүм жиқилишти. 1Пад. 18:38; 2Тар. 7:1
 
 

9:2 Мис. 29:1

9:7 Лав. 16:6; Ибр. 7:27

9:15 Лав. 4:13

9:17 «әтигәнлик көйдүрмә қурбанлиқ» — һәр әтигәндә сунулуши керәк болған қоза қурбанлиғи («Мис.» 29:38-40ни көрүң).

9:17 Мис. 29:38; Лав. 2:1

9:20 «Һарун ... көйдүрди» — ибраний тилида «у ... көйдүрди».

9:21 Лав. 7:32

9:24 1Пад. 18:38; 2Тар. 7:1