30
Мисир билән иттипақлишиш — Худаға таянмаслиқтур
«Асий оғулларниң әһвалиға вай!» — дәйду Пәрвәрдигар,
— «Улар планларни түзмәкчи, бирақ Мәндин алмайду;
Улар мудапиә тосуқини бәрпа қилиду,
Бирақ у Мениң Роһум әмәс;
Шундақ қилип улар гунайи үстигә гуна қошувалиду.
Улар Мәндин һеч соримайла Мисирға йол алди;
Пирәвнниң қанити астидин панаһ издәп,
Мисирниң сайисигә ишинип тайиниду йәнә!
Чүнки Пирәвнниң қанити болса силәрни йәргә ташлап ләт қилиду.
Мисирниң сайисигә ишинип тайиниш силәргә баш қетимчилиқ болиду.
Пирәвнниң әмирлири Зоан шәһиридә болсиму,
Униң әлчилири Һанәс шәһиригә һәрдайим келип турсиму, «Пирәвнниң әмирлири Зоан шәһиридә болсиму, униң әлчилири Һанәс шәһиригә һәрдайим келип турсиму,...» — шу чағларда Мисир йеңи бир падиша, йәни Пирәвн Шабакониң қол астида күчлүк, иттипақлашқан бир дөләткә айланған еди. Зоан вә Һанәсниң Мисирниң икки тәрипидә болуши дөләтниң күчлүк бирлигини тәкитләйду.
Авам һәммиси өзигә пайдиси болмайдиған,
Һеч ярдими вә пайдиси тәгмәйдиған,
Бәлки ләт қилип йәргә ташлайдиған,
Һәтта рәсва қилидиған бир хәлиқтин номус қилидиған болиду. Йәр. 2:36
 
Жүк артилип Мисирға меңишқа тәйярланған бечарә улақлар!
Нәгәвдики улақлар тоғрисида жүкләнгән вәһий: —
Улар җапалиқ, дәрд-әләмлик зиминдин өтиду;
Шу йәрдин чиши ширлар вә әркәк ширлар,
Чар илан вә вәһший учар иланму чиқиду;
Улар байлиқлирини ешәкләрниң дүмбисигә,
Гөһәрлирини төгә локкилириға жүкләп,
Өзлиригә һеч пайда йәткүзмәйдиған бир хәлиқниң йениға көтирип бариду. «Нәгәвдики улақлар тоғрисида жүкләнгән вәһий» — Нәгәв болса Йәһуданиң җәнуби қисми болуп, пүтүнләй дәһшәтлик чөл-баяван. Мисирға маңидиған бир йол Нәгәвдин өтиду. «...йүкләнгән вәһий» — мошу бешарәтниң темиси билән Йәшая чақчақ қилиду. «Вәһий»ниң ибраний тилида «жүк» дегән йәнә бир мәнаси бар. Шуниң билән темини йәнә «Нәгәвдики улақларниң жүки» — дейишкә болиду. Улақлар әлчиләрниң өзини һәм нурғун мал-мүлүк, һәдийиләрни көтирип Мисирға баридиған җапалиқ йолда меңип һерип кетиду. Лекин Мисир билән болидиған «иттипақ» һеч немигә әрзимигәчкә, уларниң йоли бекарға кетиду. Йәшая бечарә улақларға һесдашлиқ билдүргини билән әлчиләргә һеч қандақ һесдашлиқ билдүрмәйду! «Улар җапалиқ, дәрд-әләмлик зиминдин өтиду...» — қизиқ йери шуки, Мисирға адәттә маңидиған йол Нәгәвдин әмәс, бәлки Филистийәдин өтиду. Нәгәвдин маңидиған йол наһайити җапалиқтур. Немишкә мошу йол билән маңидикин? Һөкүмранлар мәхсәт-планлирини Филистийәдин яки өз хәлқидин мәхпий сақлаш үчүн болса керәк. Қизиқ иш шуки, Исраил Муса пәйғәмбәр арқилиқ Мисирдин қутқузулуп чиқип, дәл шу йол билән Қанаанға (Пәләстингә) кәлгән. Йәшая кинайилик билән улардин, силәр Мисирдин қутқузулғандин кейин йәнә әшу йәргә «кәлгән изиңлар билән қайтип» ярдәм сорашқа раст барамсиләр? — дәп соримақчи.
Мисир!? Уларниң ярдими бекар һәм қуруқтур!
Шуңа Мән уни: «Һеч немини қилип бәрмәйдиған Раһаб» дәп атиғанмән. «Мән уни: «Һеч немини қилип бәрмәйдиған Раһаб» дәп атиғанмән» — «Раһаб» Мисирниң башқа бир исми, мәнаси «һакавурлуқ», «һали үстүнлүк».
 
Ишәнмәсликниң ақивити
— Әнди бу сөзниң кәлгүси заманлар үчүн,
Гувалиқ сүпитидә әбәдил-әбәткә турувериши үчүн,
Һазир берип буни һәм таш тахтиға һәм йөгимә китапқа йезип қойғин. «...Һазир берип буни һәм таш тахтиға һәм йөгимә китапқа йезип қойғин» — «буни» бизниң қаришимизчә, жуқуриқи 6-7-айәттики бешарәтни көрситиду. Бәзи алимлар «буни» 8-14-айәтләрниң мәзмуни дәп қарайду.
Чүнки булар болса асий бир хәлиқ,
Наәһли оғуллар,
Пәрвәрдигарниң Тәврат-тәрбийисини аңлашни халимайдиған оғуллардур. «Пәрвәрдигарниң Тәврат-тәрбийиси» — «Тәврат» болса «тәрбийә», «несиһәт», «йолйоруқ» дегән мәнидә.
10 Улар алдин көргүчиләргә: — «Вәһийни көрмәңлар!»,
Вә пәйғәмбәрләргә: «Бизгә тоғра бешарәтләрни көрсәтмәңлар;
Бизгә адәмни азатә қилидиған, ялған бешарәтләрни көрситиңлар; «алдин көргүчиләр» — адәттә Худаниң сөзини ғайипанә көрүнүшләр арқилиқ билип чүшинидиған һәм уларни башқиларға чүшәндүрүп беридиған пәйғәмбәрләрдур.
11 Сәнләр дурус йолдин чиқиш,
Тоғра тәриқидин айрилиш!
Исраилдики Муқәддәс Болғучини алдимиздин йоқ қилиш!» — дәйду. «Сәнләр дурус йолдин чиқиш, тоғра тәриқидин айрилиш! Исраилдики Муқәддәс Болғучини алдимиздин йоқ қилиш!» — мошу сөзләр уларниң демәкчи болған асаслиқ сөзлири, яки аллиқачан дегән сөзләрниң түп мәнасидур.
12 — Әнди Исраилдики Муқәддәс Болғучи мундақ дәйду: —
«Чүнки силәр мошу хәвәрни чәткә қеқип,
Зулумни йөләнчүк қилип, бурмиланған йолға таянғиниңлар түпәйлидин,
13 Шуңа мошу қәбиһлик силәргә егиз тамниң бир йериқидәк болиду,
Там пултийип қалғанда, у бирақла уни чеқиветиду; Йәш. 29:5
14 Худди сапал чинә һеч айимай чеқиветилгәндәк У уни чеқиветиду;
Униңдин һәтта очақтин чоғ алғидәк,
Бактин су усқидәк бирәр парчисиму қалмайду». «Худди сапал чинә һеч айимай чеқиветилгәндәк у уни (тамни) чеқиветиду» — там чаққучини Худаниң Өзи дәп қараймиз. Тамда пәйда болған йериқ болса Исраилниң қәбиһлигидур (13-айәтниму көрүң). Адәмниң гунайи өзини ичидин (йериқ тамни вәйран қилғандәк) вәйран қилиду; униң үстигә, Худаниң җазалиши униңға чүшүш билән у техиму түгишиду.   Йәр. 19:11
15 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар, Исраилдики Муқәддәс Болғучи мундақ дәйду: —
«Йенимға товва билән қайтип келип арам таписиләр, қутқузулисиләр;
Хатирҗәмликтә һәм аман-есәнликтә күч алисиләр!»,
— Бирақ силәр рәт қилғансиләр. «Йенимға товва билән қайтип келип арам таписиләр, қутқузулисиләр; хатирҗәмликтә һәм аман-есәнликтә күч алисиләр!» — мошу сөз Йәшая пәйғәмбәрниң бешарәтлириниң җәвһири.
16 Силәр: — «Яқ, биз атларға минип қачимиз» — дедиңлар,
Шуңа силәр раст қачисиләр!
Вә «Биз чапқур улақларға минип кетимиз» — дедиңлар;
— Шуңа силәрни қоғлиғучиларму чапқур болиду.
17 Миңиңлар бириниң вәһимисидин қачисиләр;
Бәшиниң вәһимисидә һәммиңлар қачисиләр;
Қечип, тағ үстидики йеганә байрақ хадисидәк,
Дөң үстидики туғдәк қалисиләр. «Миңиңлар бириниң вәһимисидин қачисиләр; бәшиниң вәһимисидә һәммиңлар қачисиләр» — Муса пәйғәмбәр Тәвраттики «Лав.» 26:8-айәттә Худаниң мундақ вәдисини хатирилигән: «(Маңа таянған болсаңлар) бәшиңлар йүз (адәм)ни, йүзүңлар бир түмәнни қоғливетисиләр». Әндики әһвал буниң әксичә. «Тағ үстидики байрақ... дөң үстидики... туғ» — (1) демәк, қалған адәмләр наһайити аз. (2) мошу икки нәрсә (байрақ вә туғ) адәттә уруш қилғанда ишлитилиду; уруштики бир тәрәп мәғлуп болса мошу нәрсиләр ташлинип қалиду; ғәлибә қилса улар елип кетилиду; шуңа улар мошу йәрдә мәғлубийәтниму билдүриду.   Йәш. 17:6; 24:6,13
 
Худаниң күткән үмүти •••• Униң ахирқи планлири — парлақ келәчәк
18 Вә шуңа силәргә меһри-шәпқәт көрситимән дәп, Пәрвәрдигар күтиду;
Шуңа У силәргә рәһим қилимән дәп орнидин қозғилиду;
Чүнки Пәрвәрдигар һөкүм-һәқиқәт чиқарғучи Худадур;
Уни күткәнләрниң һәммиси бәхитликтур! «Вә шуңа силәргә меһри-шәпқәт көрситимән дәп, Пәрвәрдигар күтиду; шуңа У силәргә рәһим қилимән дәп орнидин қозғилиду... Уни күткәнләрниң һәммиси бәхитликтур!» — мошу айәт бәлким китапниң адәмни әң һәйран қалдуридиған йәрлиридин биридур. Немишкә Исраилниң каҗлиғи, Худаниң қаттиқ җазалиши тәсвирләнгәндин кейин айәт «шуңа» билән башлиниду? Худаниң Исраилни қаттиқ җазалиқини билән у әң ахирда уларға наһайити көп рәһимдиллиқ көрсәтмәкчи. Жуқириқи җазалар бәлким Исраилниң «қалдиси»ни Худаниң ниҗатини қобул қилишқа тәйярлайду. «Шуңа» Худа буни сәвир-тақәт билән күтиду.   Зәб. 2:12; 33:9; Пәнд. 16:20; Йәр. 17:7
19 Чүнки халайиқ йәнила Зионда, йәни Йерусалимда туриду;
Шу чағда силәр йәнә һеч жиғлимайсиләр;
Көтәргән наләңдә У Өзини саңа интайин шәпқәтлик көрситиду;
У наләңни аңлисила, җавап бериду.
20 Рәб силәргә нан үчүн мүшкүллүкни,
Су үчүн азап-оқубәтни бәрсиму,
Шу чағда сениң Устазиң йәнә йошурунивәрмәйду,
Бәлки көзүң Устазиңни көриду; «сениң Устазиң» — мошу йәрдә бу сөз яки (көплүк шәклидә) «устазлириң» яки (бирлик шәклидә) «устазиң» мәнасидә ишлитилгән. Алди-кәйнидики сөзләргә қариғанда, «устаз» болса керәк. «Өзини йошурған» «Устазиң»ниң ким екәнлигини чүшиниш үчүн мошу айәтни 8-бап, 17-айәт билән селиштуруң.
21 Силәр оң тәрәпкә бурулсаңлар,
Яки сол тәрәпкә бурулсаңлар,
Қулиқиң кәйниңдин: —
«Йол мана мошу, униңда меңиңлар!» дегән бир авазни аңлайсән.
22 Шу чағда силәр оюлған мәбудлириңларға берилгән күмүч һәлгә,
Қуйма мәбудлириңларға берилгән алтун һәлгиму дағ тәккүзисиләр;
Силәр уларни адәт латисини ташлиғандәк ташливетип: —
«Нери тур» — дәйсиләр.
23 У сән терийдиған уруғуң үчүн ямғур әвәтиду;
Йәрдин чиқидиған ашлиқ-мәһсулат һәм күч-қувәтлик һәм мол болиду;
Шу күни маллириң кәң-азатә яйлақларда яйлайду;
24 Йәр һайдиған кала вә ешәкләр болса,
Гүҗәк вә ара билән соруған, тузланған һәләп йәйду.
25 Чоң қирғинчилиқ болған күни,
Йәни мунарлар өрүлгән күни,
Һәр бир улуқ тағда вә һәр бир егиз дөңдә болса,
Әнһарлар вә ериқлар болиду. «Чоң қирғинчилиқ болған күни, йәни мунарлар өрүлгән күни...» — қайси қирғинчилиқниң болғанлиғи, қайси мунарларниң өрүлгәнлиги мошу йәрдә дейилмиди. Қандақла болмисун, мошу ишлар җисманий һәм роһий дүшмәнләрниң йоқитилишини билдүриду; мошу ишлар ахирқи заманларда йүз бериши мүмкин. «әнһар» — кичик ериқ.
26 Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң җараһитини таңидиған,
Уларниң қамча ярисини сақайтқан шу күнидә,
Ай шолиси қуяш нуридәк болиду,
Қуяш нури болса йәттә һәссә күчлүк болиду,
Йәни йәттә күндики нурға баравәр болиду. «Өз хәлқиниң җараһити» — яки «Өз хәлқиниң сунған йерини».
 
Асурийә һуҗум қилмайду — •••• Уларниң үстигә чүшидиған җаза
27 Мана, Пәрвәрдигарниң нами жирақтин келиду,
Униң қәһри ялқунлинип,
Қоюқ ис-түтәклири көтирилиду;
Ләвлири ғәзәпкә толуп,
Тили жутувалғучи янғин оттәк болиду.
28 Униң нәпәси худди тешип боюнға йетидиған кәлкүндәк болиду,
Шуниң билән У әлләрни бимәниликни йоқатқучи ғәлвир билән тасқайду,
Шундақла хәлиқ-милләтләрниң ағзиға уларни аздуридиған жүгән салиду. «Униң нәпәси худди тешип боюнға йетидиған кәлкүндәк болиду» — жуқуриқи 8-бап, 8-айәт билән селиштуруң. Асурийә Исраилға қандақ қилған болса, Пәрвәрдигарму уларға (асурийләргә) шундақ қилиду. «бимәнилик бимәниликни йоқатқучи ғәлвир» — «бимәнилик» бәлким бутларға ишинип-тайинишни көрситиду. «У (Пәрвәрдигар) .... шундақла хәлиқ-милләтләрниң ағзиға уларни аздуридиған жүгән салиду» — Асурийә падишаси Сәннахериб тутувалған әсирлириниң ағзиға жүгән селип, уларни ашундақ рәһимсиз йол билән елип маңатти. Мошу йәрдә Асурийәдин башқа әлләрниң тилға елиниши, бешарәтниң һәм шу чағдики Асурийәни һәм ахирқи замандики «ахирқи уруш»ни көрситидиғанлиғини чүшәндүрсә керәк. Ундақ болса Асурийә падишаси йәнә ахирқи замандики дәҗҗалға вәкиллик қилиду яки «бешарәтлик рәсим» болиду.   Йәш. 8:8
29 Муқәддәс бир һейт өткүзүлгән кечидикидәк, көңлүңлардин нахша урғуп чиқиду,
Исраилға уюлташ болған Пәрвәрдигарниң теғиға нәй наваси билән чиққан бирисиниң хошаллиғидәк, көңлүңлар хошал болиду.
30 Пәрвәрдигар һәйвәтлик авазини яңритиду;
У қайниған қәһри, жутувалғучи ялқунлуқ от, гүлдүрмамилиқ ямғур, боран-шавқун, мөлдүрләр билән Өз билигини созуп көрситиду.
31 Чүнки Пәрвәрдигарниң авази билән Асурийә янҗилиду,
— Башқиларни уруш тайиғи болған Асурийә янҗилиду! «Пәрвәрдигарниң авази билән Асурийә янҗилиду, — башқиларни уруш тайиғи болған Асурийә янҗилиду!» — Асурийәниң Худаниң тайиғи екәнлиги 10:5-айәттә көрситилгән.
«Башқиларни уруш тайиғи (болған Асурийә) янҗилиду!» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: — «У (Пәрвәрдигар) уни (Асурийәни) таяқ билән уриду».
32 Вә Пәрвәрдигар тәйярлиған калтәк билән һәр қетим уни урғанда,
Буниңға даплар һәм чилтарлар тәңкәш қилиниду;
У қолини ойнитип зәрб қилип униң билән күрәш қилиду.
33 Чүнки Тофәт қедимдин тартип тәйяр турған еди;
Бәрһәқ, падиша үчүн тәйярланған;
Пәрвәрдигар уни чоңқур һәм кәң қилған;
Отунлири көп ялқунлуқ бир гүлхан бар,
Пәрвәрдигарниң нәпәси болса гуңгут еқимидәк уни туташтуриду. «Тофәт» — Йерусалим сиртидики, әхләт көйдүридиған бир җилға. У йәнә «Ге-Хинном» — «Һалакәт җилғиси» дәп атилип дозақниң күчлүк бир символи болиду (әрәбчә «җәһәннәм» дегән сөз дәл бу «Ге-Хинном»дин кәлгән). «Бәрһәқ, падиша үчүн тәйярланған; Пәрвәрдигар уни чоңқур һәм кәң қилған, отунлири көп ялқунлуқ бир гүлхан бар...» — демәк, Асурийә падишаси Йәһудаға қарши жүрүш қилғанда, өзи үчүн тәйярланған «җәсәтни көйдүрүш» гулханиға қарап меңивататти.
 
 

30:4 «Пирәвнниң әмирлири Зоан шәһиридә болсиму, униң әлчилири Һанәс шәһиригә һәрдайим келип турсиму,...» — шу чағларда Мисир йеңи бир падиша, йәни Пирәвн Шабакониң қол астида күчлүк, иттипақлашқан бир дөләткә айланған еди. Зоан вә Һанәсниң Мисирниң икки тәрипидә болуши дөләтниң күчлүк бирлигини тәкитләйду.

30:5 Йәр. 2:36

30:6 «Нәгәвдики улақлар тоғрисида жүкләнгән вәһий» — Нәгәв болса Йәһуданиң җәнуби қисми болуп, пүтүнләй дәһшәтлик чөл-баяван. Мисирға маңидиған бир йол Нәгәвдин өтиду. «...йүкләнгән вәһий» — мошу бешарәтниң темиси билән Йәшая чақчақ қилиду. «Вәһий»ниң ибраний тилида «жүк» дегән йәнә бир мәнаси бар. Шуниң билән темини йәнә «Нәгәвдики улақларниң жүки» — дейишкә болиду. Улақлар әлчиләрниң өзини һәм нурғун мал-мүлүк, һәдийиләрни көтирип Мисирға баридиған җапалиқ йолда меңип һерип кетиду. Лекин Мисир билән болидиған «иттипақ» һеч немигә әрзимигәчкә, уларниң йоли бекарға кетиду. Йәшая бечарә улақларға һесдашлиқ билдүргини билән әлчиләргә һеч қандақ һесдашлиқ билдүрмәйду! «Улар җапалиқ, дәрд-әләмлик зиминдин өтиду...» — қизиқ йери шуки, Мисирға адәттә маңидиған йол Нәгәвдин әмәс, бәлки Филистийәдин өтиду. Нәгәвдин маңидиған йол наһайити җапалиқтур. Немишкә мошу йол билән маңидикин? Һөкүмранлар мәхсәт-планлирини Филистийәдин яки өз хәлқидин мәхпий сақлаш үчүн болса керәк. Қизиқ иш шуки, Исраил Муса пәйғәмбәр арқилиқ Мисирдин қутқузулуп чиқип, дәл шу йол билән Қанаанға (Пәләстингә) кәлгән. Йәшая кинайилик билән улардин, силәр Мисирдин қутқузулғандин кейин йәнә әшу йәргә «кәлгән изиңлар билән қайтип» ярдәм сорашқа раст барамсиләр? — дәп соримақчи.

30:7 «Мән уни: «Һеч немини қилип бәрмәйдиған Раһаб» дәп атиғанмән» — «Раһаб» Мисирниң башқа бир исми, мәнаси «һакавурлуқ», «һали үстүнлүк».

30:8 «...Һазир берип буни һәм таш тахтиға һәм йөгимә китапқа йезип қойғин» — «буни» бизниң қаришимизчә, жуқуриқи 6-7-айәттики бешарәтни көрситиду. Бәзи алимлар «буни» 8-14-айәтләрниң мәзмуни дәп қарайду.

30:9 «Пәрвәрдигарниң Тәврат-тәрбийиси» — «Тәврат» болса «тәрбийә», «несиһәт», «йолйоруқ» дегән мәнидә.

30:10 «алдин көргүчиләр» — адәттә Худаниң сөзини ғайипанә көрүнүшләр арқилиқ билип чүшинидиған һәм уларни башқиларға чүшәндүрүп беридиған пәйғәмбәрләрдур.

30:11 «Сәнләр дурус йолдин чиқиш, тоғра тәриқидин айрилиш! Исраилдики Муқәддәс Болғучини алдимиздин йоқ қилиш!» — мошу сөзләр уларниң демәкчи болған асаслиқ сөзлири, яки аллиқачан дегән сөзләрниң түп мәнасидур.

30:13 Йәш. 29:5

30:14 «Худди сапал чинә һеч айимай чеқиветилгәндәк у уни (тамни) чеқиветиду» — там чаққучини Худаниң Өзи дәп қараймиз. Тамда пәйда болған йериқ болса Исраилниң қәбиһлигидур (13-айәтниму көрүң). Адәмниң гунайи өзини ичидин (йериқ тамни вәйран қилғандәк) вәйран қилиду; униң үстигә, Худаниң җазалиши униңға чүшүш билән у техиму түгишиду.

30:14 Йәр. 19:11

30:15 «Йенимға товва билән қайтип келип арам таписиләр, қутқузулисиләр; хатирҗәмликтә һәм аман-есәнликтә күч алисиләр!» — мошу сөз Йәшая пәйғәмбәрниң бешарәтлириниң җәвһири.

30:17 «Миңиңлар бириниң вәһимисидин қачисиләр; бәшиниң вәһимисидә һәммиңлар қачисиләр» — Муса пәйғәмбәр Тәвраттики «Лав.» 26:8-айәттә Худаниң мундақ вәдисини хатирилигән: «(Маңа таянған болсаңлар) бәшиңлар йүз (адәм)ни, йүзүңлар бир түмәнни қоғливетисиләр». Әндики әһвал буниң әксичә. «Тағ үстидики байрақ... дөң үстидики... туғ» — (1) демәк, қалған адәмләр наһайити аз. (2) мошу икки нәрсә (байрақ вә туғ) адәттә уруш қилғанда ишлитилиду; уруштики бир тәрәп мәғлуп болса мошу нәрсиләр ташлинип қалиду; ғәлибә қилса улар елип кетилиду; шуңа улар мошу йәрдә мәғлубийәтниму билдүриду.

30:17 Йәш. 17:6; 24:6,13

30:18 «Вә шуңа силәргә меһри-шәпқәт көрситимән дәп, Пәрвәрдигар күтиду; шуңа У силәргә рәһим қилимән дәп орнидин қозғилиду... Уни күткәнләрниң һәммиси бәхитликтур!» — мошу айәт бәлким китапниң адәмни әң һәйран қалдуридиған йәрлиридин биридур. Немишкә Исраилниң каҗлиғи, Худаниң қаттиқ җазалиши тәсвирләнгәндин кейин айәт «шуңа» билән башлиниду? Худаниң Исраилни қаттиқ җазалиқини билән у әң ахирда уларға наһайити көп рәһимдиллиқ көрсәтмәкчи. Жуқириқи җазалар бәлким Исраилниң «қалдиси»ни Худаниң ниҗатини қобул қилишқа тәйярлайду. «Шуңа» Худа буни сәвир-тақәт билән күтиду.

30:18 Зәб. 2:12; 33:9; Пәнд. 16:20; Йәр. 17:7

30:20 «сениң Устазиң» — мошу йәрдә бу сөз яки (көплүк шәклидә) «устазлириң» яки (бирлик шәклидә) «устазиң» мәнасидә ишлитилгән. Алди-кәйнидики сөзләргә қариғанда, «устаз» болса керәк. «Өзини йошурған» «Устазиң»ниң ким екәнлигини чүшиниш үчүн мошу айәтни 8-бап, 17-айәт билән селиштуруң.

30:25 «Чоң қирғинчилиқ болған күни, йәни мунарлар өрүлгән күни...» — қайси қирғинчилиқниң болғанлиғи, қайси мунарларниң өрүлгәнлиги мошу йәрдә дейилмиди. Қандақла болмисун, мошу ишлар җисманий һәм роһий дүшмәнләрниң йоқитилишини билдүриду; мошу ишлар ахирқи заманларда йүз бериши мүмкин. «әнһар» — кичик ериқ.

30:26 «Өз хәлқиниң җараһити» — яки «Өз хәлқиниң сунған йерини».

30:28 «Униң нәпәси худди тешип боюнға йетидиған кәлкүндәк болиду» — жуқуриқи 8-бап, 8-айәт билән селиштуруң. Асурийә Исраилға қандақ қилған болса, Пәрвәрдигарму уларға (асурийләргә) шундақ қилиду. «бимәнилик бимәниликни йоқатқучи ғәлвир» — «бимәнилик» бәлким бутларға ишинип-тайинишни көрситиду. «У (Пәрвәрдигар) .... шундақла хәлиқ-милләтләрниң ағзиға уларни аздуридиған жүгән салиду» — Асурийә падишаси Сәннахериб тутувалған әсирлириниң ағзиға жүгән селип, уларни ашундақ рәһимсиз йол билән елип маңатти. Мошу йәрдә Асурийәдин башқа әлләрниң тилға елиниши, бешарәтниң һәм шу чағдики Асурийәни һәм ахирқи замандики «ахирқи уруш»ни көрситидиғанлиғини чүшәндүрсә керәк. Ундақ болса Асурийә падишаси йәнә ахирқи замандики дәҗҗалға вәкиллик қилиду яки «бешарәтлик рәсим» болиду.

30:28 Йәш. 8:8

30:31 «Пәрвәрдигарниң авази билән Асурийә янҗилиду, — башқиларни уруш тайиғи болған Асурийә янҗилиду!» — Асурийәниң Худаниң тайиғи екәнлиги 10:5-айәттә көрситилгән. «Башқиларни уруш тайиғи (болған Асурийә) янҗилиду!» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: — «У (Пәрвәрдигар) уни (Асурийәни) таяқ билән уриду».

30:33 «Тофәт» — Йерусалим сиртидики, әхләт көйдүридиған бир җилға. У йәнә «Ге-Хинном» — «Һалакәт җилғиси» дәп атилип дозақниң күчлүк бир символи болиду (әрәбчә «җәһәннәм» дегән сөз дәл бу «Ге-Хинном»дин кәлгән). «Бәрһәқ, падиша үчүн тәйярланған; Пәрвәрдигар уни чоңқур һәм кәң қилған, отунлири көп ялқунлуқ бир гүлхан бар...» — демәк, Асурийә падишаси Йәһудаға қарши жүрүш қилғанда, өзи үчүн тәйярланған «җәсәтни көйдүрүш» гулханиға қарап меңивататти.