□8:1 «Пәрвәрдигарниң өйи үстидә бир қорултаз айлинип жүриду!» — қорултаз пәқәт өлүкләргә яки «өләй дәп қалған» җаниварларға қизиқиду, әлвәттә (башқа хил тәрҗимилиридә «бүркүт» дейилиду).
□8:3 «Исраил яхшилиқ-меһриванлиқни ташливәткән» — бу икки бислиқ сөз; улар өзлири яхшилиқ қилиштин қол үзгән вә шуниң билән тәң, Худаниң яхшилиғидин мәһрум болған.
□8:4 «Улар өзлири падишаларни тиклигән, бирақ мән арқилиқ әмәс» — «униңдин хәвирим йоқ» — демәк, бу иш Маңа ят болди, Мән уни етирап қилмидим.
□8:5 «И Самарийә, сениң мозийиң сени ташливәтти!» — бу кинайилик гәп. Исраилдики мозай шәклидики бут уларни қутқузмиған. «Баал» вә уларниң әң чоң тавапгаһи «Бәйт-Әл»дики бутму «мозай шәкли»дә еди (башқа хил тәрҗилириму бар).
□8:7 «Улар шамал териди, шуңа қара қуюнни ориду! Уларниң шатисида һеч башақлар йоқ, у һеч аш бәрмәйду; һәтта аш бәргән болсиму, ят адәмләр уни жутувалған болатти» — Исраиллар һәрдайим «Баал»дин яхши һосул тиләтти. Уларниң ойлишичә «Баал»ниң «алаһидилиги» «мол һосул бериш»миш.
□8:10 «Улар тезла «әмирләрниң шаһи»ниң бесими астида толғинип кетиду» — «әмирләрниң шаһи» Асурийә падишасиниң мәхсус бир унвани.
□8:11 «Әфраим «гуна қурбанлиқ»лири үчүн қурбангаһларни көпәйткини билән, булар гуна қозғайдиған қурбангаһлар болуп қалди» — «гуна қурбанлиғи»лар тоғрилиқ «Лав.» 4-5-бапларни көрүң. Мәзкур қурбангаһларни «Пәрвәрдигарға атап» ясалған еди. Әслидә Худаниң көрсәтмилири бойичә Йерусалимдиндики ибадәтҗаниниң қурбангаһидин башқа, Исраилларниң һеч қандақ қурбангаһни ясимаслиғи керәк. Дәрвәқә, улар ясалғандин кейин, тезла бутпәрәс тавапгаһларға айлинип қалған еди.
□8:13 «Улар қурбанлиқларға амрақ! Улар Маңа қурбанлиқларни қилип, гөшидин йәйду,...» — бу айәтниң һәр хил тәрҗимилири болғини билән, умумий мәнаси тәрҗимимизниңкидәк. «Гуналирини өз бешиға чүшүриду; улар Мисирға қайтиду!» — Мисир Исраиллар тунҗа қетимлиқ әсирликкә яки қуллуққа чүшкән җай.