10
Худаниң шан-шәриви ибадәтханисидин чиқип кетиду
1 Мән қаридим, мана, керубларниң беши үстидики гүмбәз үстидә, көк яқутниң қияпитидәк бир тәхтниң көрүнүши туратти; 2 Вә тәхткә Олтарғучи канап кийимләрни кийгән кишигә: «Керубларниң астидики чақларниң арисиға кир, қоллириңни керублар арисида көйүватқан чоғларға толдуруп, уларни шәһәр үстигә чечивәт» — деди. Мән қаридим, у шундақ қилишқа башлиди.
3 Бу киши киргәндә керублар өйниң оң тәрипидә туратти; шан-шәрәплик булут өйниң ички һойлисини толдурди. □ «шан-шәрәплик булут өйниң ички һойлисини толдурди» — «шан-шәрәплик булут», 1:4ни көрүң. 4 Вә Пәрвәрдигарниң шан-шәриви керуб үстидин чиқип, өйниң босуғисиға кәлгән еди; өй булутқа толди, һойла болса Пәрвәрдигарниң шан-шәривиниң җулалиғиға чөмгән. 5 Керубларниң қанатлириниң садаси һәммидин қадирниң сөзлигән чағдики авазидәк болуп, сирттики һойлиға аңлинип туратти.
6 Вә шундақ болдики, Рәб канап кийимләрни кийгән кишигә: «Чақлар арисидин, йәни керублар арисидин от алғин» — дәп буйруғинида, у кирип бир чақниң йенида турди. 7 Вә керублардин бири өз қолини керублар оттурисидики отқа созуп униңдин от елип, канап кийимләрни кийгән кишиниң қоллириға салди; у буни елип чиқип кәтти 8 (керубларниң қанатлири астида, адәмниң қоллириниң қияпити көрүнүп туратти).
9 Мән қаридим, мана, керубларниң йенида төрт чақ бар еди, бир керубниң йенида бир чақ, йәнә бир керубниң йенида йәнә бир чақ туратти; чақларниң қияпити болса берил яқутниң көрүнүшидә еди. ■ Әз. 1:16 10 Уларниң шәкли болса, төртилисиниң охшаш еди, йәни чақ ичидә чақ бардәк көрүнәтти. 11 Керублар маңғанда, улар йүзләнгән төртила тәрәпкә удул қарап маңатти; маңғанда улар һеч бурулмайтти, бәлки беши қайси тәрәпкә қариған болса, улар шу тәрәпкә маңатти; улар маңғанда һеч бурулмайтти. 12 Уларниң пүтүн тени, дүмбилири, қоллири, қанатлири вә уларниң чақлириму, йәни төртисигә тәвә чақларниң әтрапи көзләр билән толған еди. 13 Чақларни болса: «пирқирайдиған чақлар!» — дәп атиғинини өз қулиқим билән аңлидим. 14 Һәр бир керубниң төрт йүзи бар еди; биринчиси керубниң йүзи, иккинчиси адәмниң йүзи, үчинчиси ширниң йүзи, төртинчиси бүркүтниң йүзи еди.□ «һәр бир керубниң төрт йүзи бар еди; биринчиси керубниң йүзи...» — 1:10-айәттә, «керубниң йүзи»ниң орнида, «буқиниң йүзи» көрүниду. Шуңа мүмкинчилиги барки, «керуб»лар өзи буқиниң қияпитидә көрүниду.
15 Керублар жуқуриға өрлиди. Булар дәл мән Кевар дәрияси бойида көргән һаят мәхлуқлар еди. 16 Керублар маңғанда, чақларму уларға яндишип маңатти; керублар йәрдин өрләшкә қанатлирини көтәргинидә, чақларму уларниң йенидин бурулуп кәтмәйтти. ■ Әз. 1:19 17 Улар турғанда, чақларму туратти; улар көтирилгәндә, чақларму улар билән көтириләтти; чүнки һаят мәхлуқларниң роһи чақларда еди. ■ Әз. 1:20 18 Вә Пәрвәрдигарниң шан-шәриви өйниң босуғиси үстидин чиқип, керублар үстидә турди; 19 Керублар қанатлирини керип, көз алдимда йәрдин көтирилди; улар өйдин чиққанда, чақларму уларниң йенида еди; улар Пәрвәрдигарниң өйиниң шәрқий дәрвазисида туратти; Исраилниң Худасиниң шан-шәриви уларниң үстидә жуқури туратти.
20 Булар болса дәл мән Кевар дәрияси бойида көргән, Исраил Худасиниң астида турған мәхлуқлар еди; уларниң керублар екәнлигини билдим. ■ Әз. 1:3 21 Уларниң һәр бириниң төрттин йүзи, һәр бириниң төрттин қанити, қанатлири астида инсан қоли сияқидики қоллири бар еди. ■ Әз. 1:6, 8; 10:8, 14 22 Уларниң йүзлириниң қияпити болса, улар мән Кевар дәрияси бойида көргән йүзләр еди; уларниң турқи вә йүзлири мән көргәнгә охшаш еди; уларниң һәр бири өз удулиға қарап маңатти.
□10:3 «шан-шәрәплик булут өйниң ички һойлисини толдурди» — «шан-шәрәплик булут», 1:4ни көрүң.
□10:14 «һәр бир керубниң төрт йүзи бар еди; биринчиси керубниң йүзи...» — 1:10-айәттә, «керубниң йүзи»ниң орнида, «буқиниң йүзи» көрүниду. Шуңа мүмкинчилиги барки, «керуб»лар өзи буқиниң қияпитидә көрүниду.