□6:3 ««жуқури җай»лириңларни вәйран қилимән» — «жуқури җайлар» — Исраил вә Йәһуда узундин бери тағ чоққилири қатарлиқ җайларда һәр хил бутларға чоқунуп, һәтта әшу җайларда «инсан қурбанлиқ»ларни қилип кәлгән (16:21, 20:26-айәт қатарлиқларни көрүң).
□6:4 ««күн түврүк»лириңлар бузулиду» — «күн түврүклири»» яки «қуяш бутлири» дегәнниң башқа бир тәрҗимиси «исриқгаһлар».
□6:5 «.... өлүкләрни өз бутлири алдиға ятқузимән; қурбангаһлириңлар әтрапиға устиханлирини чечиветимән» — шу чағдики бутпәрәсләр: «қурбангаһ»лиримиз җәсәтләр яки адәм устиханлириға тегиши билән «булғинип», «һарам» болған, шуңа уни қайтидин ишләткили болмайду, дәп қарайтти
□6:6 «күн түврүклири» — яки «қуяш бутлири» дегәнниң башқа бир тәрҗимиси «исриқгаһлар».
□6:11 «... Алиқиниңни-алиқиниңға уруп, путуң билән йәрни тәпкин» — мошу һәрикәтләр мошу йәрдә кишиниң көңлиниң азапланғанлиғини билдүриду, әлвәттә.
□6:13 «йешил дәрәқ вә барақсан дуб астида...» — Исраиллар мошу җайларда өлгүчиләрни дәпнә қилатти (мәсилән, «Яр.» 35:8). Мүмкинчилиги барки, улар кейинрәк мошу җайларни «тавапгаһ»ға айландуруп, шу йәрдә өз ата-бовилириға дуа қилған. Мошундақ қилмишлар Тәвратта қәтъий мәнъий қилинған (мәсилән, «Қан.» 18:11)
□6:14 «улар һәр турған җайлирида зиминни Диблаттики чөл-баявандин бәттәр вәйран қиливетимән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «улар һәр турған җайлирида зиминни җәнубий чөл-баявандин Риблатқичә (йәни, Исраилниң әң шималий шәһәрлирин бири) вәйран қиливетимән». Ибраний тилида «Диблат» билән «Риблат» йезилиши бир-биригә наһайити охшишип кәткәчкә, көчүргүчи катиплар әслий текстниң «Риблат» дегән сөзини хата көчүргән болушиму мүмкин.