2
Мусаниң дунияға келиши
1 Лавийниң җәмәтидин болған бир киши берип, Лавийниң нәслидин болған бир қизни хотунлуққа алди.
■ 2 Бу аял һамилдар болуп, бир оғул туғди. Ана униң чирайлиқ екәнлигини көрүп, уни үч ай йошуруп сақлиди.
■ 3 Уни йәнә йошурушқа амалсиз қалғанда, қомуштин бир севәт ясап, униңға ярйелим вә мом сугап, балини ичигә селип, дәрияниң қирғиқидики қомушлуқ арисиға қоюп қойди.
□ 4 Андин балиниң һәдиси униңға немә боларкин дәп жирақтин қарап турди.
5 У вақитта Пирәвнниң қизи суға чөмүлгили дәрия тәрәпкә кәлди; униң чөрилири дәрия бойида айлинип жүрди. Пирәвнниң қизи қомушлуқниң арисида турған севәтни көрүп, хас чөрисини уни елип чиқишқа әвәтти.
□ ■ 6 У севәтни ечип қаривиди, мана, бир оғул балини көрди вә у бала жиғлап кәтти. Мәликә униңға ич ағритип: — Бу шүбһисизки ибранийларниң балилиридин бири екән, деди.
7 У чағда балиниң һәдиси Пирәвнниң қизидин: — Мән берип, сили үчүн балини емитип бақидиған бир ибраний иник ана тепип келәйму? — дәп сориди.
8 Пирәвнниң қизи униңға: — Барғин, деди. Қиз берип бовақниң анисини чақирип кәлди. 9 Пирәвнниң қизи униңға: — Бу балини елип кетип мән үчүн емитип беқип бәр; һәққиңни беримән, деди. Шуниң билән аял балини елип кетип, уни емитип бақти.
10 Бала чоң болғанда уни Пирәвнниң қизиниң қешиға елип барди; у униңға оғул болди. У: «Мән уни судин чиқиривалған» дәп униңға Муса дегән исимни қойди.
□
Мусаниң Исраилни қутқузмақчи болуши вә Мидиян дөлитигә қечип кетишкә мәҗбур болуши
11 Муса чоң болғандин кейинки күнләрдә шундақ болдики, у өз қериндашлириниң йениға барди вә уларниң еғир әмгәккә селиниватқанлиғини өз көзи билән көрди. Арида, бир мисирлиқниң ибраний қериндашлиридин бирини уруватқанлиғини көрди.
■ 12 У төрт әтрапиға қарап, адәм йоқлуғини көрүп, һелиқи мисирлиқни уруп өлтүрүп, қумға көмүп йошуруп қойди.
13 Әтиси у йәнә чиқип қаривиди, мана икки ибраний бир-бири билән соқушувататти; у йолсизлиқ қиливатқан кишигә: — Өз қериндишиңни немишкә урисән? — деди.
14 Һелиқи киши җавап берип: — Ким сени бизгә һаким вә сорақчи қилип қойди? Һелиқи мисирлиқни өлтүргиниңдәк мениму өлтүрмәкчимусән? — деди.
Муса бу гәпни аңлап қорқуп өз ичидә: «Мән қилған иш җәзмән ашкарә болуп қапту!» дәп ойлиди.
■ 15 Пирәвн һәм бу иштин хәвәр тепип, Мусани өлтүрмәкчи болди; лекин Муса Пирәвнниң алдидин қечип, Мидиян зиминиға берип олтирақлашти. Бир күни, у қудуқниң йениға келип олтарди.
■ 16 Мидиянниң каһининиң йәттә қизи бар еди; улар келип, атисиниң қойлирини суғиришқа су тартип оқурларға қуюп толдурушқа башлиди.
17 У вақитта
йәрлик падичилар келип, уларни һайдиди, Муса қопуп қизларға ярдәм берип, қойлирини суғиришип бәрди.
18 Улар атиси Реуәлниң қешиға йенип кәлгәндә, улардин: — Немишкә бүгүн шунчә тез йенип кәлдиңлар? — дәп сориди.
19 Улар җавап берип: — Бир мисирлиқ адәм бизни падичиларниң қолидин қутқузди һәмдә биз үчүн су тартип, қой падимизни суғирипму бәрди! — деди.
20 У қизлириға: — Ундақта у киши һазир нәдә?! Уни немишкә сиртта ташлап кәлдиңлар? Уни тамаққа чақириңлар, — деди.
21 Муса у киши билән биллә турушқа мақул болди. У қизи Зиппораһни униңға хотунлуққа бәрди.
22 У аял униңға бир оғул туғуп бәрди; Муса «Мән яқа жутта мусапирдурмән» дәп, униң исмини Гәршом дәп қойди.
□ ■ 23 Нурғун күнләр өтүп, Мисирниң падишаси өлди. Исраиллар өз қуллуқ һалити түпәйлидин аһ-зар уруп, налә-пәряд көтәрди; қуллуқтин болған пәряди Худаниң һозуриға берип йәтти.
24 Худа уларниң аһ-зарлирини аңлап, Өзиниң Ибраһим билән, Исһақ билән вә Яқуп билән түзгән әһдисини есигә алди.
■ 25 Шуниң билән Худа Исраилларниң һал-әһвалини көрди вә Худа уларға көңүл бөлди.