7
Амосниң дуалири — Худаниң қарари
1 Рәб Пәрвәрдигар маңа көрсәттики —
Кейинки от-чөп баш тартқан вақтида, мана У чекәткиләрни ясиди (бу падиша өзигә от-чөп орғандин кейинки, иккинчи қетимлиқ от-чөп өскән вақит еди)
□ 2 һәм шундақ болдики, чекәткиләр зиминдики от-чөпни қалдурмай йәвәткәндин кейин, мән: —
«И Рәб Пәрвәрдигар, өтүнүп қалай, кәчүргәйсән! Яқуп қандақму чидалайду? У кичик турса!» — дедим.
3 Пәрвәрдигар әнди ундақ қилиштин янди: «Әнди ундақ болмайду» — деди Пәрвәрдигар.
4 Рәб Пәрвәрдигар маңа көрсәтти —
Мана, Рәб Пәрвәрдигар хәлқи билән күрәш қилишқа отни чақирди;
От һәтта чоңқур деңизниму қурутти,
Мирас болған зиминниму йәп кәтти;
5 Әнди мән: —
«И Рәб Пәрвәрдигар, өтүнүп қалай, тохтиғайсән! Яқуп қандақму чидалайду? У кичик турса!» — дедим.
6 Пәрвәрдигар шундақ қилиштин янди: «Әнди ундақ болмайду» — деди Рәб Пәрвәрдигар.
7 Әнди У маңа мундақ бир ишни көрсәтти —
Вә мана, Рәб тик өлчигүч жип билән қопурулған там түвидә,
Қолида тик өлчигүч жипни тутқиничә туратти; 8 вә Пәрвәрдигар мәндин: —
«Амос, немини көрдуң?» дәп сориди.
Мән: «Тик өлчигүч жипни» — дедим.
Рәб: «Мән йәнә Өз хәлқим Исраил оттурисиға тик өлчигүч жипни тикләймән; Мән йәнә уларни җазалимай өтүп кәтмәймән;
9 Һәм Исһақниң «жуқури җайлири» һалак болиду,
Исраилниң тавапгаһлири вәйран қилиниду;
Йәробоам җәмәтигә қилич билән һуҗум қилишқа орнумдин туримән» — деди.
□
Амосниң бутпәрәсләрниң тавапгаһи болуп қалған Бәйт-Әлниң каһини, йәни «шималий падишалиқ» Исраилниң «баш каһини» Амазия билән болған күриши
10 Шуниң билән Бәйт-Әлдики каһин Амазия Исраил падишаси Йәробоамға хәвәр йоллап: —
«Амос Исраил җәмәти арисида турупму силигә сүйқәст қилди; зимин униң қилған барлиқ гәплирини көтирәлмәйду.
11 Чүнки Амос: — «Йәробоам қиличта өлиду, Исраил әсиргә елинип өз зиминидин сүргүн болмай қалмайду!» — дәйду» — деди.
□ 12 Андин Амазия Амосқа: — Һәй алдин көргүчи! Бәс, йоқал, Йәһуда зиминиға қач, әшу йәрдә бешарәт берип, шу йәрдә нан тепип йә!
13 Бирақ Бәйт-Әлдә йәнә бешарәт бәрмә; чүнки у падишаниң тавапгаһи, шаһлиқ өйдур, — деди.
□ 14 Амос Амазияға җавап берип мундақ деди: —
«Мән әсли пәйғәмбәр әмәс едим, яки пәйғәмбәрниң оғлиму әмәсмән; бәлки мән бир чарвичи, шундақла ерән дәрәқлириниң мевисини тәргүчи едим.
15 Бирақ пада беқиватқан чеғимда Пәрвәрдигар мени Өз илкигә алди вә маңа: «Барғин, хәлқим Исраилға бешарәт бәр» — деди.
16 Әнди, и Амазия, Пәрвәрдигарниң сөзигә қулақ сал! Сән маңа: «Исраилни әйипләйдиған бешарәтләрни бәрмә, Исһақ җәмәтини әйипләйдиған сөзләрни ейтма», дедиң.
■ 17 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Сениң аялиң шәһәрдә паһишә болиду, оғул-қизлириң қилич билән қирилиду вә зиминиң өлчәш таниси тартилиши билән парчилиниду; сән напак бир зиминда өлисән; вә Исраил әсиргә елинип өз зиминидин сүргүн болмай қалмайду»».