Амос
1
Амос пәйғәмбәрниң бешарәтлири
Уззия Йәһудаға, Йоашниң оғли Йәробоам Исраилға падиша болған вақитларда, йәр тәврәштин икки жил илгири, Тәкоадики чарвичилар арисидики Амосниң Исраил тоғрилиқ ейтқан сөзлири: — «Амосниң Исраил тоғрилиқ ейтқан сөзлири» — адәттә бу китапта «Исраил» Исраилниң «шималий падишалиғи»ни көрситиду. Амос Йәһуданиң Тәкоа йезисидин болғини билән йәткүзидиған бешарәтлириниң көпинчиси «шималий падишалиқ» тоғрилиқтур.   Зәк. 14:5
У: «Пәрвәрдигар Зион теғидин һөкирәйду,
Йерусалимдин авазини қоюветиду;
Падичиларниң отлақлири матәм тутиду,
Кармәл чоққиси ғазаңлишиду» — деди. «Пәрвәрдигар Зион теғидин һөкирәйду, Йерусалимдин авазини қоюветиду» — бу бешарәт йәр тәврәшни көрсәтсә керәк.
«Кармәл» болса Исраилда һөл-йеғин әң көп болидиған җай; у «ғазаңлашқан» болса, башқа җайлар техиму шундақ болатти.
   Йәр. 25:30; Йо. 3:16
 
Худаниң Исраилға хошна қовмлар үстидин һөкүми •••• Сурийә һәққидә
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Дәмәшқниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән,
Чүнки улар Гилеадтикиләрни төмүр тирнилиқ сөрәмләр билән соққан еди; «улар (Сурийәликләр) Гилеадтикиләрни төмүр тирнилиқ сөрәмләр билән соққан еди» — «2Пад.» 10:32-33, 13:3-5-айәттә Гилеадтикиләрниң Сурийә тәрипидин тартқан азап-оқубәтлири хатириләнгән; мошу айәттә тилға елинғини шу бозәк қилинишни көрсәтсә керәк.
Шундақла Һазаәлниң өйигә бир от әвәтимән,
У Бән-Һададниң ордилирини жутувалиду. «Һазаәл» — Дәмәшқ падишаси болуп, «Бән-Һадад» униң оғли еди.
Дәмәшқ дәрвазисидики төмүр балдақни сундуриветимән,
Авән җилғисида турғучини, Бәйт-Едәндә шаһанә һасисини тутқучини үзүп ташлаймән;
Сурийәниң хәлқи әсиргә чүшүп кирға елип кетилиду, — дәйду Пәрвәрдигар. «Авән җилғисида турғучини» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Рәзиллик җилғисида турғучи» — демәк, йәни Дәмәшқниң падишасини ипадиләйду. «Сурийәниң хәлқи әсиргә чүшүп кирға елип кетилиду» — «Кир» Месопотамийә (һазирқи ирақ)дики бир жут. Сурийәликләр әслидә шу җайдин чиққан еди (9:7-айәтни көрүң).   2Пад. 16:9; Йәш. 17:1-11; Йәр. 49:23-27
 
Филистийә һәққидә
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Газа шәһириниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән,
Чүнки улар Едомға тапшуруп беришкә, барлиқ тутқунларни әсир қилип елип кәтти. «Чүнки улар Едомға тапшуруп беришкә, барлиқ тутқунларни әсир қилип елип кәтти» — «тутқунлар» Исраилдин яки Йәһудадин тутқун қилинған бир түркүм кишиләр болса керәк. Қариғанда Газаниң (йәни Филистийләрниң) мәхсити Исраиллардин өч елиш еди.   2Тар. 21:16, 17; 28:18
Һәм Мән Газаниң сепилиға от әвәтимән,
У униң ордилирини жутувалиду;
Мән Ашдодта турғучини, Ашкелонда шаһанә һасини тутқучини үзүп ташлаймән,
Әкрон шәһиригә қарши қол көтиримән;
Филистийләрниң қалдуғи йоқилиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
 
Тур шәһири һәққидә
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Турниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән,
Чүнки улар барлиқ тутқунларни Едомға тапшурувәтти,
Шундақла қериндашлиқ әһдисини есигә алмиди. «Чүнки улар барлиқ тутқунларни Едомға тапшурувәтти, шундақла қериндашлиқ әһдисини есигә алмиди» — бу «тутқунлар» бәлким йәнә Исраилдин кәлгән болуши мүмкин. «Әһдә» — Сулайман падиша әсли Турниң падишаси билән әһдә түзгән еди. Бирақ тутқунларниң нәдин келиши, Турниң ким билән әһдә түзгәнлиги анчә муһим әмәс; муһими, Худа уларни вәдисидә турмаслиқтәк виҗдансизлиғи үчүн җазалайду.
10 Һәм Мән Турниң сепилиға от әвәтимән,
От униң ордилирини жутувалиду.
 
Едом һәққидә
11 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Едомниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән,
Чүнки у барлиқ рәһим-шәпқәтни ташливетип,
Қилич билән өз қериндишини қоғлиған;
У йирилғидәк ғәзәптә болуп,
Дәрғәзиптә болған һалитини һемишә сақлайду; «У йирилғидәк ғәзәптә болуп,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У ғәзәп билән һемишә адәмләрни житиветип,...».
12 Һәм Мән Теман шәһиригә от әвәтимән,
От Бозраһниң ордилирини жутувалиду».
 
Аммонийлар һәққидә
13 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Аммонниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән,
Чүнки улар чегаримизни кеңәйтимиз дәп, Гилеадтики һамилдар аялларниң қосақлирини йеривәтти. «Чүнки у чегаримизни кеңәйтимиз дәп, Гилеадтики һамилдар аялларниң қосақлирини йеривәтти» — улар Гилеадта туруватқан башқиларниму өлтүргән, әлвәттә. Бирақ уларниң бу әҗайип рәһимсизликниң мәхсити, уларға қайтурма зәрбә бәргидәк һеч адәм, һәтта бовақларниңму қалмаслиғи үчүн еди. Бабилниң падишаси Небоқаднәсар миладийәдин илгәрки 582-жили Раббаһ шәһирини вәйран қиливәтти.
14 Һәм Мән Раббаһниң сепилиға от яқимән,
Җәң күнидә қия-чиялар ичидә,
Қара қуюнниң күнидә қаттиқ боран ичидә,
От униң ордилирини жутувалиду;
15 Һәм уларниң падишаси әсиргә чүшиду,
— У әмирлири билән биллә әсиргә чүшиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
 
 

1:1 «Амосниң Исраил тоғрилиқ ейтқан сөзлири» — адәттә бу китапта «Исраил» Исраилниң «шималий падишалиғи»ни көрситиду. Амос Йәһуданиң Тәкоа йезисидин болғини билән йәткүзидиған бешарәтлириниң көпинчиси «шималий падишалиқ» тоғрилиқтур.

1:1 Зәк. 14:5

1:2 «Пәрвәрдигар Зион теғидин һөкирәйду, Йерусалимдин авазини қоюветиду» — бу бешарәт йәр тәврәшни көрсәтсә керәк. «Кармәл» болса Исраилда һөл-йеғин әң көп болидиған җай; у «ғазаңлашқан» болса, башқа җайлар техиму шундақ болатти.

1:2 Йәр. 25:30; Йо. 3:16

1:3 «улар (Сурийәликләр) Гилеадтикиләрни төмүр тирнилиқ сөрәмләр билән соққан еди» — «2Пад.» 10:32-33, 13:3-5-айәттә Гилеадтикиләрниң Сурийә тәрипидин тартқан азап-оқубәтлири хатириләнгән; мошу айәттә тилға елинғини шу бозәк қилинишни көрсәтсә керәк.

1:4 «Һазаәл» — Дәмәшқ падишаси болуп, «Бән-Һадад» униң оғли еди.

1:5 «Авән җилғисида турғучини» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Рәзиллик җилғисида турғучи» — демәк, йәни Дәмәшқниң падишасини ипадиләйду. «Сурийәниң хәлқи әсиргә чүшүп кирға елип кетилиду» — «Кир» Месопотамийә (һазирқи ирақ)дики бир жут. Сурийәликләр әслидә шу җайдин чиққан еди (9:7-айәтни көрүң).

1:5 2Пад. 16:9; Йәш. 17:1-11; Йәр. 49:23-27

1:6 «Чүнки улар Едомға тапшуруп беришкә, барлиқ тутқунларни әсир қилип елип кәтти» — «тутқунлар» Исраилдин яки Йәһудадин тутқун қилинған бир түркүм кишиләр болса керәк. Қариғанда Газаниң (йәни Филистийләрниң) мәхсити Исраиллардин өч елиш еди.

1:6 2Тар. 21:16, 17; 28:18

1:9 «Чүнки улар барлиқ тутқунларни Едомға тапшурувәтти, шундақла қериндашлиқ әһдисини есигә алмиди» — бу «тутқунлар» бәлким йәнә Исраилдин кәлгән болуши мүмкин. «Әһдә» — Сулайман падиша әсли Турниң падишаси билән әһдә түзгән еди. Бирақ тутқунларниң нәдин келиши, Турниң ким билән әһдә түзгәнлиги анчә муһим әмәс; муһими, Худа уларни вәдисидә турмаслиқтәк виҗдансизлиғи үчүн җазалайду.

1:11 «У йирилғидәк ғәзәптә болуп,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У ғәзәп билән һемишә адәмләрни житиветип,...».

1:13 «Чүнки у чегаримизни кеңәйтимиз дәп, Гилеадтики һамилдар аялларниң қосақлирини йеривәтти» — улар Гилеадта туруватқан башқиларниму өлтүргән, әлвәттә. Бирақ уларниң бу әҗайип рәһимсизликниң мәхсити, уларға қайтурма зәрбә бәргидәк һеч адәм, һәтта бовақларниңму қалмаслиғи үчүн еди. Бабилниң падишаси Небоқаднәсар миладийәдин илгәрки 582-жили Раббаһ шәһирини вәйран қиливәтти.