15
Абшалом падишаға исян көтириду
Бу ишлардин кейин Абшалом өзигә җәң һарвуси билән атларни тәйярлатти һәм өз алдида жүгүридиған әллик әскәрни бекитти. Абшалом таң сәһәрдә қопуп, дәрвазиға баридиған йолниң йенида туратти. Қачан бириси дәвайимни кәссун дәп, падишаға әрз тутқили кәлсә, Абшалом уни чақирип: Сән қайси шәһәрдин кәлдиң, — дәп сорайтти. У киши: Қулуң Исраилниң паланчи қәбилисидин кәлди, десә, Абшалом униңға: Мана, дәвайиңлар дурус вә һәқ екән, лекин падиша тәрипидин өзигә вакалитән әрзиңни аңлашқа қоюлған адәм йоқ, дәйтти. Андин Абшалом йәнә: Кашки, мән зиминда сорақчи қилинсам еди, һәр кимниң әрзи яки дәвайи болуп, мениң қешимға кәлсә, униңға адаләт көрситәттим! — дәйтти.
Бирким униңға тазим қилғили алдиға барса, Абшалом қолини узутуп, уни тутуп сөйәтти. Абшалом шундақ қилип падишаниң һөкүм чиқиришиға кәлгән Исраилниң һәр бир адәмлириниң көңүллирини утувалатти.
Төрт жил өткәндә, Абшалом падишаға: Мениң Һебронда Пәрвәрдигарға ичкән қәсимимни ада қилишим үчүн, шу йәргә беришқа иҗазәт бәрсәң; «төрт жил өткәндә...» — бәзи кона көчүрмиләрдә «қириқ жил өткәндә...» дейилиду. Бу бәлким көчүрмичиниң хаталиғидин болған. чүнки қулуң Сурийәдики Гәшурда турғинимда қәсәм ичип: Әгәр Пәрвәрдигар мени Йерусалимға қайтурса, мән Пәрвәрдигарға ибадәт қилимән, дәп ейтқан еди, — деди.
Падиша униңға: Теч-аман берип кәлгин, девиди, у қозғилип Һебронға кәтти.
10  Лекин Абшалом Исраилниң һәммә қәбилилиригә мәхпий әлчиләрни маңдуруп: Бурға авазини аңлиғиниңларда: «Абшалом Һебронда падиша болди!» дәп елан қилиңлар, деди.
11  Әнди икки йүз адәм тәклип билән Абшалом билән биргә Йерусалимдин барған еди. Улар һәқиқий әһвалдин бехәвәр болғачқа, саддилиқ билән барған еди. 12  Абшалом қурбанлиқ өткүзгәндә, у адәм әвәтип Давутниң мәслиһәтчиси болған Гилоһлуқ Аһитофәлни өз шәһири Гилоһдин елип кәлди. Шуниң билән қәст барғансери күчәйди, Абшаломға әгәшкәнләр барғансери көпүйүвататти.
 
Давут Йерусалимдин қачиду
13  Давутқа бир хәвәрчи келип: Исраилниң адәмлириниң көңүллири Абшаломға майил болди, — деди.
14  Шуниң билән Давут Йерусалимда униң билән болған һәммә қул-хизмәткарлириға: Қопуп қачайли! Болмиса, Абшаломдин қутулалмаймиз. Иштик кетәйли; болмиса, у туюқсиз үстимизгә бесип келип, бизгә бала кәлтүрүп шәһәр хәлқини қилич биси билән уриду, деди.
15  Падишаһниң қул-хизмәткарлири падишаға: Ғоҗам падиша немә бекитсә, шуни қилимиз, деди.
16  Шуниң билән падиша пүтүн аилисидикиләрни елип, чиқип кәтти; амма падиша кенизәклиридин онни ордиға қарашқа қойди. 17  Падиша чиқип кәткәндә һәммә хәлиқ униңға әгәшти; улар Бәйт-Мәрһакта туруп қалди. «Бәйт-Мәрһак» — яки «жирақтики орда». 18  Һәммә хизмәткарлири униң билән биллә Кидрон еқинидин өтүвататти; барлиқ Кәрәтийләр, барлиқ Пәләтийләр, барлиқ Гатлиқлар, йәни Гат шәһиридин чиқип униңға әгәшкән алтә йүз адәм падишаниң алдида маңатти. «Кидрон дәриясидин» — бу сөзләр ибраний текстидә йоқ, лекин «өтүвататти» дегән сөз бу мәнини көрситиду (23-айәтни көрүң). Кидрон еқини Йерусалимниң шәрқий тәрипигә йеқин болуп, Иордан дәриясиға маңғанда униңдин өтүши керәк.   2Сам. 8:18; 1Пад. 1:38; 1Тар. 18:17 19  Падиша Гатлиқ Иттайға: Сән немишкә биз билән барисән? Йенип берип падишаниң қешида турғин; чүнки сән өз жутуңдин мусапир болуп паланғансән. «йенип берип падишаниң қешида турғин...» — Давут «падиша» дегән сөзни ишлитип, Абшалом «йеңи падиша»ни көрситиду. 34-айәтниму көрүң. 20  Сән пәқәт түнүгүнла кәлдиң, мән бүгүн қандақсигә сени өзүм билән биллә сәрсан қилай? Мән болсам, нәгә баралисам, шу йәргә баримән. Қериндашлириңни елип йенип кәткин; Худаниң рәһим-шәпқити вә һәқиқити саңа яр болғай! — деди. 21  Лекин Иттай падишаға җавап берип: Пәрвәрдигарниң һаяти билән вә ғоҗам падишаниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, мәйли һаят яки мамат болсун, ғоҗам падиша қәйәрдә болса, қулуң шу йәрдиму болиду! — деди.
22  Давут Иттайға: Әнди сәнму берип еқиндин өткин, деди. Шуниң билән Гатлиқ Иттай һәммә адәмлири вә униң билән маңған барлиқ бала-җақилири өтүп кәтти. «еқиндин өткин» — бәлки Кидрон дәриясидин (23-айәтни көрүң). 23  Һәммә хәлиқ өтүватқанда, пүткүл шу жуттикиләр қаттиқ аваз билән жиғлиди. Падиша өзиму Кидрон еқинидин өткәндә, барлиқ хәлиқ чөллүк тәрипигә қарап йол алди. Юһ. 18:1
24  Вә мана, Задок билән Лавийларму Худаниң әһдә сандуғини көтирип биллә кәлди; улар Худаниң әһдә сандуғини йәрдә қойди. Барлиқ хәлиқ шәһәрдин чиқип өткичә Абиятар болса, қурбанлиқларни сунуп туратти. «Барлиқ хәлиқ шәһәрдин чиқип өткичә Абиятар болса, қурбанлиқларни сунуп туратти» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Барлиқ хәлиқ шәһәрдин чиқип өткичә Абиятар сақлап туруп, андин өтти». 25  Падиша Задокқа: Худаниң әһдә сандуғини шәһәргә яндуруп елип киргин. Мән әгәр Пәрвәрдигарниң көзлиридә илтипат тапсам, У чоқум мени яндуруп келиду вә У маңа әһдә сандуғини вә Өз маканини йәнә көргүзиду; 26  лекин У мениң тоғрамда: Сәндин хурсәнлигим йоқ, десә, мана мән; У мени қандақ қилишни лайиқ көрсә, шундақ қилсун, — деди.
27  Падиша каһин Задокқа: Сән алдин көргүчи әмәсму? Сән вә өз оғлуң Ахимааз вә Абиятарниң оғли Йонатан, йәни иккиңларниң икки оғлуңлар саңа һәмраһ болуп теч-аман шәһәргә қайтқин. 28  Мана, мән силәрдин хәвәр кәлгичә чөлдики өткәлләрдә күтүп турай, — деди.
29 Шуниң билән Задок билән Абиятар Худаниң әһдә сандуғини Йерусалимға қайтуруп берип, у йәрдә қалди.
30  Лекин Давут Зәйтун теғиға чиққанда, бешини йепип ялаң аяқ болуп жиғлавататти; униң билән болған һәммә хәлиқниң һәр бири бешини йепип жиғлап чиқивататти. 31  Бириси келип Давутқа: Аһитофәлму Абшаломниң қәстигә қатнашқанлар ичидә екән, деди. Шуниң билән Давут дуа қилип: И Пәрвәрдигар, Аһитофәлниң мәслиһәтини ахмақаниликкә айландурғайсән, деди.
32  Давут тағниң чоққисиға, йәни адәттә у мәхсус Худаға ибадәт қилидиған җайға йәткәндә, Аркилиқ Һушай тони житиқ, бешиға топа-чаң чечилған һалда униң алдиға кәлди. 33  Давут униңға: Мениң билән барсаң, маңа жүк болуп қалисән; 34  лекин шәһәргә қайтип берип Абшаломға: И падиша, мән бүгүнгә қәдәр атаңниң қул-хизмәткари болғандәк, әнди сениң қул-хизмәткариң болай, дисәң, сән мән үчүн Аһитофәлниң мәслиһәтини бекар қиливетәләйсән. 35  Мана Задок вә Абиятар дегән каһинларму шу йәрдә сән билән биллә болиду әмәсму? Падишаһниң ордисидин немә аңлисаң, Задок билән Абиятар каһинларға ейтқин. 36  мана, уларниң икки оғли, йәни Задокниң оғли Ахимааз билән Абиятарниң оғли Йонатанму шу йәрдә уларниң йенида туриду. Һәр немә аңлисаң, улар арқилиқ маңа хәвәр йәткүзгин — деди.
37  Шуниң билән Давутниң дости Һушай шәһәргә барди; Абшаломму дәл шу чағда Йерусалимға кирди.
 
 

15:7 «төрт жил өткәндә...» — бәзи кона көчүрмиләрдә «қириқ жил өткәндә...» дейилиду. Бу бәлким көчүрмичиниң хаталиғидин болған.

15:17 «Бәйт-Мәрһак» — яки «жирақтики орда».

15:18 «Кидрон дәриясидин» — бу сөзләр ибраний текстидә йоқ, лекин «өтүвататти» дегән сөз бу мәнини көрситиду (23-айәтни көрүң). Кидрон еқини Йерусалимниң шәрқий тәрипигә йеқин болуп, Иордан дәриясиға маңғанда униңдин өтүши керәк.

15:18 2Сам. 8:18; 1Пад. 1:38; 1Тар. 18:17

15:19 «йенип берип падишаниң қешида турғин...» — Давут «падиша» дегән сөзни ишлитип, Абшалом «йеңи падиша»ни көрситиду. 34-айәтниму көрүң.

15:22 «еқиндин өткин» — бәлки Кидрон дәриясидин (23-айәтни көрүң).

15:23 Юһ. 18:1

15:24 «Барлиқ хәлиқ шәһәрдин чиқип өткичә Абиятар болса, қурбанлиқларни сунуп туратти» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Барлиқ хәлиқ шәһәрдин чиқип өткичә Абиятар сақлап туруп, андин өтти».