(1) Һәзәкия Худаға: «Қәдәмлиримни санап маңимән» дегән вәдини бәргән еди, лекин бу қетим Худадин һеч соримай шундақ қилған;
(2) Әлчиләрниң кәлгәнлигидин у бәлким: «һазир мән «җаһанға даңқи чиққан адәммән», «кичик дөлитимизниң җаһанда орни бар» дәп тәкәббурлишип кәткән болуши мүмкин.
(3) Мошулардин сирт, билишимизчә Меродақ-Баладан Асурийә империйәсигә қарши бир иттипақни бәрпа қилмақчи. У «тәкәллуп көрситидиған» мошу пурсәттин пайдилинип, Һәзәкияни иттипаққа қатнишишқа тәклип қилған. Өзини өлүмдин қутқузғанлиғини, қуяшниң нуриниң «кәйнигә янғанлиғи»дәк интайин карамәт мөҗизини көргән, Худаниң «Мән силәрни Асурийәдин қутқузимән» дегән вәдисини аңлиған Һәзәкия қандақму худасиз бир әл-жут билән иттипақлашмақчи болғанду?
«Ағват» — пичиветилгән адәм, «Йәш.» 56:4-айәттики изаһатни көрүң.
□20:5 «атаң Давут» — Һәзәкия Давут пәйғәмбәрниң он үчинчи әвлади еди.
□20:12 «Меродақ-Баладан» — яки «Беродақ-Баладан». «Бабил падишаси Меродақ-Баладан... хәтләр һәдийә билән әвәтти» — Меродақ-Баладан Асурийә падишаси Сәннахериб тәрипидин миладийәдин илгәрки 702-жили ғулитилди. Мошу ишму шу жилда болған болуши керәк. Демәк, бу иш, йәни 20-бапта вә «Йәш.» 38-39-бапта тәсвирләнгән ишлар «2пад.» 18:17-37 вә 19-баптики ишлардин илгири йүз бәргән. Әнди немишкә улардин кейин хатириләнгән? Мошу иш тоғрилиқ «Йәш.» 39:1дики изаһатни көрүң.
□20:18 «Бабиллиқлар оғуллириңни, йәни өзүңдин болған әвлатлириңни елип кетиду ... улар Бабил падишасиниң ордисида ағват болиду» — көрүнүштә аддий көрүнгән мошу вақиә үчүн немишкә мошу қаттиқ җазалиқ сөз чиқиду? Пикримизчә, үч сәвәви бар: — (1) Һәзәкия Худаға: «Қәдәмлиримни санап маңимән» дегән вәдини бәргән еди, лекин бу қетим Худадин һеч соримай шундақ қилған; (2) Әлчиләрниң кәлгәнлигидин у бәлким: «һазир мән «җаһанға даңқи чиққан адәммән», «кичик дөлитимизниң җаһанда орни бар» дәп тәкәббурлишип кәткән болуши мүмкин. (3) Мошулардин сирт, билишимизчә Меродақ-Баладан Асурийә империйәсигә қарши бир иттипақни бәрпа қилмақчи. У «тәкәллуп көрситидиған» мошу пурсәттин пайдилинип, Һәзәкияни иттипаққа қатнишишқа тәклип қилған. Өзини өлүмдин қутқузғанлиғини, қуяшниң нуриниң «кәйнигә янғанлиғи»дәк интайин карамәт мөҗизини көргән, Худаниң «Мән силәрни Асурийәдин қутқузимән» дегән вәдисини аңлиған Һәзәкия қандақму худасиз бир әл-жут билән иттипақлашмақчи болғанду? «Ағват» — пичиветилгән адәм, «Йәш.» 56:4-айәттики изаһатни көрүң.
□20:19 «Өз күнлиримдә болса аман-течлиқ, Худаниң һәқиқәт-вапалиғи болмамду?» — Һәзәкия мошу сөзләрни йәнә очуқ ейтиши мүмкин. «Сиз ейтқан Пәрвәрдигарниң мошу сөзи яхши екән» — мошу айәттә, Һәзәкияниң өз-өзигә дегәнлири башқиларға, һәтта өз җәмәтигә болған бир хил беғәм, көйүмсиз позитсийисини билдүриду. Йәшая дегән бешарәт әмәлийәттә йүз жилдин кейин әмәлгә ашурулған; вақитниң созулуши болса бәлким Йәһуданиң кейинки бир падишаси (Йосия)ниң қаттиқ товва қилиши түпәйлидин болди.