3
Моаб Исраил билән җәң қилиду
Йәһуда падишаси Йәһошафатниң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жили, Аһабниң оғли Йәһорам Самарийәдә Исраилға падиша болуп, он икки жил сәлтәнәт қилди. У өзи Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти, лекин атиси билән аниси қилған дәриҗидә әмәс еди. У атиси ясатқан «Баал түврүги»ни елип ташлиди. 1Пад. 16:32 Лекин у Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналирида чиң туруп, улардин һеч янмиди.
Моабниң падишаси Меша наһайити чоң қойчи еди; у Исраилниң падишасиға йүз миң қоза һәм йүз миң қочқарниң жуңини олпан қилатти. «йүз миң қоза һәм йүз миң қочқарниң жуңини олпан қилатти» — яки «йүз миң қозиниң вә йүз миң қочқарниң жуңини олпан әвәтәтти». Әнди шундақ болдики, Аһаб өлүп кәткәндин кейин Моабниң падишаси Исраилниң падишасиға йүз өрүди. 2Пад. 1:1
У вақитта Йәһорам падиша Самарийәдин чиқип һәммә Исраилни җәң үчүн едитлиди. У йәнә адәм әвитип Йәһуданиң падишаси Йәһошафатқа хәвәр берип: Моабниң падишаси мәндин йүз өриди; Моаб билән соқушқили чиқамсән? — деди. У: Чиқимән; биздә мениң-сениң дәйдиған гәп йоқтур, мениң хәлқим сениң хәлқиңдур, мениң атлирим сениң атлириңдур, деди. «биздә мениң-сениң дәйдиған гәп йоқтур» — ибраний тилида «мән өзүм саңа охшаш болимән» дегән сөз билән ипадилиниду.   1Пад. 22:4
У йәнә: Қайси йол билән чиқайли, дәп сориди. Йәһорам: Биз Едом чөлиниң йоли билән чиқайли, дәп җавап бәрди.
Андин Исраилниң падишаси билән Йәһуданиң падишаси Едомниң падишасиға қошулуп маңди. Улар йәттә күн айлинип жүрүш қилғандин кейин, қошун вә улар елип кәлгән ат-улақларға су қалмиди. 10 Исраилниң падишаси: Апла! Пәрвәрдигар биз үч падишани Моабниң қолиға чүшсун дәп, бир йәргә җәм қилған охшайду, деди.
11 Лекин Йәһошафат: Пәрвәрдигардин йол соришимиз үчүн бу йәрдә Пәрвәрдигарниң бир пәйғәмбири йоқму? — деди. Исраилниң падишасиниң чакарлиридин бири: Илиясниң қолиға су қуюп бәргән Шафатниң оғли Елиша бу йәрдә бар, деди. 1Пад. 22:7
12 Йәһошафат: Пәрвәрдигарниң сөз-калами униңда бар, деди. Шуниң билән Исраилниң падишаси билән Йәһошафат вә Едомниң падишаси униң қешиға чүшүп барди.
13 Елиша Исраилниң падишасиға: — Мениң сениң билән немә карим! Өз атаңниң пәйғәмбәрлири билән анаңниң пәйғәмбәрлириниң қешиға барғин, деди.
Исраилниң падишаси: Ундақ демигин; чүнки Пәрвәрдигар бу үч падишани Моабниң қолиға тапшуруш үчүн җәм қилған охшайду, — деди. 1Пад. 18:19
14 Елиша: Мән хизмитидә туруватқан Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, әгәр Йәһуданиң падишаси Йәһошафатниң һөрмитини қилмиған болсам, сени көзгә илмиған яки саңа қаримиған болаттим. «Мән хизмитидә туруватқан» — ибраний тилида «Мән Униң (Худаниң) алдида туруватқан» дегән сөз билән ипадилиниду. Елиша өзини падишаниң ордисида дайим ғоҗисиниң алдида туруватқан хизмәткарға охшитиду.   1Пад. 17:1 15 Лекин әнди берип бир сазчини маңа елип келиңлар, — деди.
Сазчи саз чалғанда, Пәрвәрдигарниң қоли униң үстигә чүшти. «Сазчи саз чалғанда, Пәрвәрдигарниң қоли униң үстигә чүшти» — яки «Сазчи чалса, Пәрвәрдигарниң қоли... чүшәтти». 16 У: Пәрвәрдигар сөз қилип: «Бу вадиниң һәммә йеригә ора колаңлар» деди, — деди андин йәнә:
17 — Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Силәр я шамал я ямғур көрмисәңларму, бу вади суға толуп, өзүңлар билән ат-улақлириңлар һәммиси су ичисиләр». 18 Лекин бу Пәрвәрдигарниң нәзиридә кичик иш болуп, у Моабниму силәрниң қоллириңларға тапшуриду. 19 Силәр барлиқ мустәһкәм шәһәрләрни вә барлиқ есил шәһәрләрни бөсүп өтүп, барлиқ яхши дәрәқләрни кесип ташлап, һәммә булақларни тиндуруп, һәммә мунбәт екинзарлиқни ташлар билән қаплап харап қилисиләр» — деди.
20 Вә әтиси әтигәнлик қурбанлиқ сунулған вақтида, мана, су Едом зимини тәрәптин еқип келип, һәммә йәрни суға тошқузди. 21 Амма Моабларниң һәммиси: Падишаһлар биз билән җәң қилғили чиқипту, дәп аңлиған болуп, савут-қалқан көтирәлигидәк чоң-кичик һәммиси чегарада тизилип сәптә турди. 22 Улар әтиси сәһәрдә қопуп қариса, күн нури уларниң удулидики су үстигә чүшкән еди; күнниң шолисида су уларға қандәк көрүнди. Улар: —
23 Бу қан екән! Падишаһлар урушуп бир-бирини қирған охшайду. И Моаблар! Дәрһал олҗиниң үстигә чүшүп бөлишивалайли! деди.
24 Лекин улар Исраилниң ләшкәргаһиға йәткәндә, Исраиллар орнидин қопуп Моабларға һуҗум қилиши билән улар бәдәр қачти. Исраиллар уларни сүрүп-тоқай қиливәтти. 25 Улар шәһәрләрни вәйран қилип, һәр бир адәм таш елип, һәммә мунбәт екинзарлиқни толдурувәткичә таш ташлиди. Улар һәммә булақ-қудуқларни тиндуруп, һәммә яхши дәрәқләрни кесивәтти. Улар Кир-Һарәсәт шәһиридики ташлардин башқа һеч немини қалдурмиди. Шу шәһәргә болса, салға атқучилар униңға чөргиләп һуҗум қилди. «Улар Кир-Һарәсәт шәһиридики ташлардин башқа һеч немини қалдурмиди» — буниң мәнаси бәлким «Улар Кир-Һарәсәт шәһириниң өзини вәйран қилмиди» дегәндәк болса керәк.
26 Моабниң падишаси җәңниң өзигә зиядә қаттиқ кәлгинини көрүп өзи билән йәттә йүз қиличвазни елип Едомниң падишасиға һуҗум қилип бөсүп өтүшкә атланди; лекин улар бөсүп өтәлмиди.
27 Шуниң билән тәхтигә варислиқ қилғучи тунҗа оғлини елип, сепилниң төписидә уни көйдүрмә қурбанлиқ қилди. У вақитта Исраил Пәрвәрдигарниң қаттиқ қәһригә учриған еди. Шуниң билән бу үч падиша Моаб падишадин айрилип, һәр қайсиси өз жутиға кетишти. «Пәрвәрдигарниң қаттиқ қәһри...» — ибраний тилида «униң қаттиқ қәһри...». «Пәрвәрдигарниң қаттиқ қәһригә учриған еди» — Исраилниң шу чағда немишкә Пәрвәрдигарниң қәһригә учраш сәвәви мошу йәрдә ейтилмайду. Бир нәччә алим мошу «қәһр»ни Пәрвәрдигардин әмәс, бәлки Едом тәрипидин кәлгән, дәп қарап, төвәндикидәк тәрҗимә билән шәрһ берип чүшәндүриду: «(26) Моабниң падишаси ... Едомниң падишасиға һуҗум қилип бөсүшкә атланди; лекин улар бөсүп өтәлмиди. (27) Шуниң билән униң (Едомниң) тәхтигә варислиқ қилғучи тунҗа оғлини елип келип, сепилниң үстидә уни көйдүрмә қурбанлиқ қилди. У вақитта Исраил қаттиқ қәһргә учриған еди (Едомлар: «Биз Исраиллар билән иттипақдаш болғачқа, биз уларниң касапитигә учридуқ» дәп Исраилға қаттиқ ғәзәпләнгән еди». Демәк, шу алимлар шу «қәһр» Едомлар тәрипидин кәлди, дәп қарайду).
Бирақ бизниңчә бундақ тәрҗимидә икки муһим нуқтини пәрәзий тәрҗимә қилған болғачқа, униңға қайил болмидуқ. Шуңа биз йәнила айәттики «қәһр»ни Худа тәрипидин болған, дәп қараймиз.
 
 

3:2 1Пад. 16:32

3:4 «йүз миң қоза һәм йүз миң қочқарниң жуңини олпан қилатти» — яки «йүз миң қозиниң вә йүз миң қочқарниң жуңини олпан әвәтәтти».

3:5 2Пад. 1:1

3:7 «биздә мениң-сениң дәйдиған гәп йоқтур» — ибраний тилида «мән өзүм саңа охшаш болимән» дегән сөз билән ипадилиниду.

3:7 1Пад. 22:4

3:11 1Пад. 22:7

3:13 1Пад. 18:19

3:14 «Мән хизмитидә туруватқан» — ибраний тилида «Мән Униң (Худаниң) алдида туруватқан» дегән сөз билән ипадилиниду. Елиша өзини падишаниң ордисида дайим ғоҗисиниң алдида туруватқан хизмәткарға охшитиду.

3:14 1Пад. 17:1

3:15 «Сазчи саз чалғанда, Пәрвәрдигарниң қоли униң үстигә чүшти» — яки «Сазчи чалса, Пәрвәрдигарниң қоли... чүшәтти».

3:25 «Улар Кир-Һарәсәт шәһиридики ташлардин башқа һеч немини қалдурмиди» — буниң мәнаси бәлким «Улар Кир-Һарәсәт шәһириниң өзини вәйран қилмиди» дегәндәк болса керәк.

3:27 «Пәрвәрдигарниң қаттиқ қәһри...» — ибраний тилида «униң қаттиқ қәһри...». «Пәрвәрдигарниң қаттиқ қәһригә учриған еди» — Исраилниң шу чағда немишкә Пәрвәрдигарниң қәһригә учраш сәвәви мошу йәрдә ейтилмайду. Бир нәччә алим мошу «қәһр»ни Пәрвәрдигардин әмәс, бәлки Едом тәрипидин кәлгән, дәп қарап, төвәндикидәк тәрҗимә билән шәрһ берип чүшәндүриду: «(26) Моабниң падишаси ... Едомниң падишасиға һуҗум қилип бөсүшкә атланди; лекин улар бөсүп өтәлмиди. (27) Шуниң билән униң (Едомниң) тәхтигә варислиқ қилғучи тунҗа оғлини елип келип, сепилниң үстидә уни көйдүрмә қурбанлиқ қилди. У вақитта Исраил қаттиқ қәһргә учриған еди (Едомлар: «Биз Исраиллар билән иттипақдаш болғачқа, биз уларниң касапитигә учридуқ» дәп Исраилға қаттиқ ғәзәпләнгән еди». Демәк, шу алимлар шу «қәһр» Едомлар тәрипидин кәлди, дәп қарайду). Бирақ бизниңчә бундақ тәрҗимидә икки муһим нуқтини пәрәзий тәрҗимә қилған болғачқа, униңға қайил болмидуқ. Шуңа биз йәнила айәттики «қәһр»ни Худа тәрипидин болған, дәп қараймиз.