26
Дәрвазивәнләрниң гуруппилиниши
Дәрвазивәнләрниң гуруппилиниши төвәндикидәк болди: Кораһ җәмәтидикиләрдин Асафниң әвлатлири ичидә Корәниң оғли Мәшәләмия бар еди. Мәшәләмияниң бир нәччә оғли болуп, тунҗиси Зәкәрия, иккинчиси Йәдияйәл, үчинчиси Зәбадия, төртинчиси Ятнийәл, бәшинчиси Елам, алтинчиси Йәһоһанан, йәттинчиси Әлйойинай еди. Обәд-Едомниң оғуллири: тунҗа оғли Шемая, иккинчиси Йәһозабад, үчинчиси Йоаһ, төртинчиси Сакар, бәшинчиси Нәтанәл, алтинчиси Аммийәл, йәттинчиси Иссакар, сәккизинчиси Пеултай; дәрвәқә Худа Обәд-Едомға бәхит-саадәт ата қилған еди. Униң оғли Шемаяму бир нәччә оғул пәрзәнт көргән болуп, һәммиси ата җәмәти ичидә йолбашчи еди, чүнки улар батур әзимәтләр еди. «улар батур әзимәтләр еди» — яки «улар мөтивәрләр еди». Шемаяниң оғуллири: Отни, Рефайәл, Обәд вә Әлзабад еди. Әлзабадниң инилири Елиху билән Сәмакияниң иккиси батур еди. Буларниң һәммиси Обәд-Едомниң әвлатлири болуп, улар вә уларниң оғуллири, қериндашлириниң һәммиси Худаниң хизмитидә қолидин иш келидиған адәмләр еди. Обәд-Едомниң әвлади җәмий атмиш икки адәм еди. Мәшәләмияниң оғуллири вә қериндашлири бар еди; һәммиси батур болуп, җәмий он сәккиз адәм еди. 10 Мәрариниң әвлади болған Хосаһниң бир нәччә оғли бар еди, чоң оғли Шимри (Шимри әслидә тунҗа оғул болмисиму, атиси уни чоң оғул қилип тиклигән), 11 иккинчи оғли Һилқия, үчинчиси Тәбалия, төртинчиси Зәкәрия еди. Хосаһниң оғуллири вә қериндашлири җәмий болуп он үч адәм еди.
12 Жуқириқиларниң һәммиси җәмәт башлири бойичә дәрвазивәнләрниң гуруппиларға бөлүнүши еди; уларниң һәммисигә қериндашлири билән биллә Пәрвәрдигарниң өйидики хизмәт вәзиписи тапшурулған еди. 13 Улар, мәйли чоң болсун яки кичик болсун, өз җәмәти бойичә чәк тартип һәр бир дәрвазиға бәлгүләнди. 14 Шәрқий дәрвазида дәрвазивәнлик қилишқа чәк чиққини Шәләмия болди; андин улар униң оғли Зәкәрия (ақиланә мәслиһәтчи еди) үчүн чәк тартти; униңға шималий дәрвазиниң дәрвазивәнлик чеки чиқти. 15 Җәнубий дәрвазиниң чеки Обәд-Едомға чиқти. Униң оғуллири амбар-ғәзниләргә мәсъул болди. 16 Шуппим билән Хосаһқа ғәрбий дәрвазиниң вә шуниңдәк даван йолидики Шалләкәт дәрвазисиниң чеки чиқти; дәрвазивәнләр яндишип туратти. «дәрвазивәнләр яндишип туратти» — яки «дәрвазивәнләр удулму удул туратти». 17 Шәрқий дәрвазиға һәр күни алтә Лавий дәрвазивән мәсъул еди; шималий дәрвазиға һәр күни төрт адәм, җәнубий дәрвазиға һәр күни төрт адәм мәсъул еди; амбар-ғәзниләрниң һәр биригә икки адәм бир гуруппа болуп қарайтти. 18 Ғәрип тәрәптики дәһлизниң алдидики йолда төрт киши, дәһлизниң өзидә икки киши пасибанлиқ қилатти. 19 Йоқуридики кишиләр дәрвазивәнләрниң гуруппилиниши болуп, Кораһниң вә Мәрариниң әвлатлиридин еди.
 
Муқәддәс өйниң ғәзнисини башқуридиған Лавийлар
20 Уларниң башқа Лавий қериндашлиридин Худаниң өйидики ғәзниләрни вә муқәддәс дәп беғишланған буюмлар ғәзнисини башқурушқа Ахияһ қоюлди. «Лавий қериндашлири» — яки «Лавийлардин болған Ахияһ». 21 Гәршон җәмәтидики Ладанниң әвлатлиридин, Гәршоний Ладан җәмәтигә йолбашчи болғини: Җәһийәли еди; «Ладан» — йәнә «Либни» дейилиду, «Җәһийәли» йәнә «Җәһийәл» дәпму атилиду (6:17, 23:7). 22 Җәһийәлиниң оғуллири Зетам билән униң иниси Йоел еди; улар Пәрвәрдигарниң өйидики ғәзниләргә мәсъул еди.
23 Амрам җәмәти, Изһар җәмәти, Һеброн җәмәти вә Уззийәл җәмәтидикиләрму вәзипигә қоюлди: 24 Мусаниң нәвриси, Гәршомниң оғли Шибуәл баш ғәзничи болди. 25 Униң Әлиезәрдин болған қериндашлири: Әлиезәрниң оғли Рәһабия, Рәһабияниң оғли Йәшая, Йәшаяниң оғли Йорам, Йорамниң оғли Зикри, Зикриниң оғли Шеломит еди. 26 Мошу Шеломит билән униң қериндашлири муқәддәс дәп беғишланған буюмлар сақлинидиған барлиқ ғәзниләрни башқуратти; бу буюмларни әслидә Давут падиша, җәмәт башлиқлири, миң бешилар, йүз бешилар вә қошун сәрдарлири беғишлиған еди. 27 Улар җәңгаһларда булаң-талаң қилип кәлгән мал-мүлүкләрдин вә олҗидин Пәрвәрдигарниң өйини пухта қилишқа беғишлиған еди. «пухта қилишқа» — яки «ремонт қилишқа». 28  Буларниң ичидиму алдин көргүчи Самуил, Кишниң оғли Саул, Нәрниң оғли Абнәр вә Зәруияниң оғли Йоаблар муқәддәс дәп айриған нәрсиләр бар еди; барлиқ муқәддәс дәп айрилған нәрсиләрни Шеломит билән униң қериндашлири башқуратти.
 
Мәнсәпкә қоюлған вә һаким болған Лавийлар
29 Изһар җәмәтидин Кенания вә униң оғуллири муқәддәс өйниң сиртида Исраилда мәнсәпдар вә сотчилар қилип қоюлди.
30 Һеброн җәмәтидин Һашабия вә униң қериндашлири, һәммиси батур болуп, Иордан дәриясиниң ғәрбий тәрипидә Исраилда мәнсәп тутуп, Пәрвәрдигарниң хизмитигә вә падишаниң ишлириға мәсъул болушқа қоюлған. Улар җәмий бирмиң йәттә йүз киши еди. 31 Һеброн җәмәти ичидә, җәмәтниң нәсәбнамиси бойичә Йәрия җәмәт беши еди. Давутниң сәлтәнитиниң қириқинчи жили нәсәбнамиләрни тәкшүрүш арқилиқ Гилеадниң Яазәр дегән йеридә бу җәмәттинму батур әзимәтләр тепилди. 32 Йәрияниң қериндашлиридин йәнә җәмий болуп икки миң йәттә йүз киши бар еди; уларниң һәммиси батур болуп, шу җәмәт башлири еди; падиша Давут уларни Рубән қәбилиси, Гад қәбилиси вә Манассәһ йерим қәбилисидики Худаға вә падишаниң хизмитигә даир барлиқ ишларни башқурушқа қойди.
 
 

26:6 «улар батур әзимәтләр еди» — яки «улар мөтивәрләр еди».

26:16 «дәрвазивәнләр яндишип туратти» — яки «дәрвазивәнләр удулму удул туратти».

26:20 «Лавий қериндашлири» — яки «Лавийлардин болған Ахияһ».

26:21 «Ладан» — йәнә «Либни» дейилиду, «Җәһийәли» йәнә «Җәһийәл» дәпму атилиду (6:17, 23:7).

26:27 «пухта қилишқа» — яки «ремонт қилишқа».